< מלכים ב 19 >
ויהי כשמע המלך חזקיהו ויקרע את בגדיו ויתכס בשק ויבא בית יהוה׃ | 1 |
Шундақ болдики, Һәзәкия буни аңлиғанда, кийим-кечәклирини житип, өзини бөз билән қаплап Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға кирди.
וישלח את אליקים אשר על הבית ושבנא הספר ואת זקני הכהנים מתכסים בשקים אל ישעיהו הנביא בן אמוץ׃ | 2 |
У Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә каһинларниң ақсақаллирини бөз қапланған пети Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәргә әвәтти.
ויאמרו אליו כה אמר חזקיהו יום צרה ותוכחה ונאצה היום הזה כי באו בנים עד משבר וכח אין ללדה׃ | 3 |
Улар униңға: — Һәзәкия мундақ дәйду: — «Балилар туғулай дәп қалғанда аниниң туққидәк һали қалмиғандәк, мошу күн аваричилик, рәсва қилинидиған, мазақ қилинидиған бир күнидур.
אולי ישמע יהוה אלהיך את כל דברי רב שקה אשר שלחו מלך אשור אדניו לחרף אלהים חי והוכיח בדברים אשר שמע יהוה אלהיך ונשאת תפלה בעד השארית הנמצאה׃ | 4 |
Өз ғоҗайини болған Асурийә падишаси тирик Худани мазақ қилишқа әвәткән Раб-Шакәһниң мошу барлиқ гәплирини Пәрвәрдигар Худайиң нәзиригә елип тиңшиса, буларни аңлиған Пәрвәрдигар Худайиң шу гәпләр үчүн униң дәккисини берәрмекин? Шуңа қелип қалған қалдиси үчүн авазиңни көтирип, бир дуайиңни бәрсәң» — деди.
ויבאו עבדי המלך חזקיהו אל ישעיהו׃ | 5 |
Шу гәпләр билән Һәзәкияниң хизмәткарлири Йәшаяниң алдиға кәлди.
ויאמר להם ישעיהו כה תאמרון אל אדניכם כה אמר יהוה אל תירא מפני הדברים אשר שמעת אשר גדפו נערי מלך אשור אתי׃ | 6 |
Йәшая уларға: — «Ғоҗайиниңларға: — Пәрвәрдигар мундақ деди: — «Асурийә падишасиниң чапармәнлириниң сән аңлиған әшу Маңа күпүрлүк қилғучи гәплиридин қорқма;
הנני נתן בו רוח ושמע שמועה ושב לארצו והפלתיו בחרב בארצו׃ | 7 |
Мана, Мән униңға бир роһни киргүзимән; шуниң билән у бир иғвани аңлап, өз жутиға қайтиду. Мән уни өз зиминида турғузуп қилич билән өлтүргүзимән» — дәңлар» — деди.
וישב רב שקה וימצא את מלך אשור נלחם על לבנה כי שמע כי נסע מלכיש׃ | 8 |
Раб-Шакәһ өзи кәлгән йоли билән қайтип маңғанда, Асурийә падишасиниң Лақиш шәһиридин чекингәнлигини аңлап, Либнаһ шәһиригә қарши җәң қиливатқан падишаниң йениға кәлди.
וישמע אל תרהקה מלך כוש לאמר הנה יצא להלחם אתך וישב וישלח מלאכים אל חזקיהו לאמר׃ | 9 |
Чүнки падиша: «Мана, Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» дегән хәвәрни аңлиған еди. Лекин у йәнә Һәзәкияға әлчиләрни мундақ хәт билән әвәтти: —
כה תאמרון אל חזקיהו מלך יהודה לאמר אל ישאך אלהיך אשר אתה בטח בו לאמר לא תנתן ירושלם ביד מלך אשור׃ | 10 |
«Силәр Йәһуда падишаси Һәзәкияға мундақ дәңарисалдилар: — «Сән тайинидиған Худайиңниң саңа: «Йерусалим Асурийә падишасиниң қолиға тапшурулмайду» дегинигә алданма;
הנה אתה שמעת את אשר עשו מלכי אשור לכל הארצות להחרימם ואתה תנצל׃ | 11 |
мана, сән Асурийә падишалириниң һәммә әл-жутларни немә қилғанлирини, уларни өз илаһ-бутлириға атап һалак қилғанлиғини аңлиғансән; әнди өзүң қутқузуламсән?
ההצילו אתם אלהי הגוים אשר שחתו אבותי את גוזן ואת חרן ורצף ובני עדן אשר בתלאשר׃ | 12 |
Ата-бовилирим һалак қилған әлләрниң өз илаһ-бутлири уларни қутқузғанму? Гозан, Һаран, Рәзәф шәһиридикиләрничу, Телассарда турған Едәнләрничу?
איו מלך חמת ומלך ארפד ומלך לעיר ספרוים הנע ועוה׃ | 13 |
Хамат падишаси, Арпад падишаси, Сәфарваим, Хена һәм Ивваһ шәһәрлириниң падишалири қени?»».
ויקח חזקיהו את הספרים מיד המלאכים ויקראם ויעל בית יהוה ויפרשהו חזקיהו לפני יהוה׃ | 14 |
Шуниң билән Һәзәкия хәтни әкәлгүчиләрниң қолидин елип оқуп чиқти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, Пәрвәрдигарниң алдиға хәтни йейип қойди.
ויתפלל חזקיהו לפני יהוה ויאמר יהוה אלהי ישראל ישב הכרבים אתה הוא האלהים לבדך לכל ממלכות הארץ אתה עשית את השמים ואת הארץ׃ | 15 |
Вә Һәзәкия Пәрвәрдигарға дуа қилип мундақ деди: — «И керублар оттурисида турған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси: — Сән Өзүңдурсән, җаһандики барлиқ әл-жутларниң үстидики Худа пәқәт Өзүңдурсән; асман-зиминни Яратқучисән.
הטה יהוה אזנך ושמע פקח יהוה עיניך וראה ושמע את דברי סנחריב אשר שלחו לחרף אלהים חי׃ | 16 |
И Пәрвәрдигар, қулиқиңни төвән қилип аңлиғайсән; көзүңни ачқайсән, и Пәрвәрдигар, көргәйсән; Сәннахерибниң адәм әвәтип мәңгү һаят Худани һақарәтләп ейтқан гәплирини аңлиғайсән!
אמנם יהוה החריבו מלכי אשור את הגוים ואת ארצם׃ | 17 |
И Пәрвәрдигар, Асурийә падишалири һәқиқәтән һәммә жутларни, шуларға беқинди болған жутларниму харабә қилип,
ונתנו את אלהיהם באש כי לא אלהים המה כי אם מעשה ידי אדם עץ ואבן ויאבדום׃ | 18 |
уларниң илаһ-бутлирини отқа ташливәткән; чүнки уларниң илаһлири илаһ әмәс, бәлки инсан қоли билән ясалғанлири, яғач вә таш, халас; шуңа асурийлар уларни һалак қилди.
ועתה יהוה אלהינו הושיענו נא מידו וידעו כל ממלכות הארץ כי אתה יהוה אלהים לבדך׃ | 19 |
Әнди, и Пәрвәрдигар Худайимиз, җаһандики барлиқ әл-жутларға Сениң, пәқәт Сениңла Пәрвәрдигар екәнлигиңни билдүрүш үчүн, бизни униң қолидин қутқузғайсән!».
וישלח ישעיהו בן אמוץ אל חזקיהו לאמר כה אמר יהוה אלהי ישראל אשר התפללת אלי אל סנחרב מלך אשור שמעתי׃ | 20 |
Шуниң билән Амозниң оғли Йәшая Һәзәкияға сөз әвәтип мундақ деди: — — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сениң Маңа Сәннахериб тоғрилиқ қилған дуайиңни аңлидим.
זה הדבר אשר דבר יהוה עליו בזה לך לעגה לך בתולת בת ציון אחריך ראש הניעה בת ירושלם׃ | 21 |
Пәрвәрдигарниң униңға қарита дегән сөзи шудурки: — «Пак қиз, йәни Зионниң қизи сени кәмситиду, Сени мазақ қилип күлиду; Йерусалимниң қизи кәйниңгә қарап бешини чайқайду;
את מי חרפת וגדפת ועל מי הרימות קול ותשא מרום עיניך על קדוש ישראל׃ | 22 |
сән кимни мазақ қилип күпүрлүк қилдиң? Сән кимгә қарши авазиңни көтирип, Нәзириңни үстүн қилдиң? Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши!
ביד מלאכיך חרפת אדני ותאמר ברכב רכבי אני עליתי מרום הרים ירכתי לבנון ואכרת קומת ארזיו מבחור ברשיו ואבואה מלון קצה יער כרמלו׃ | 23 |
Әлчилириң арқилиқ сән Рәбни мазақ қилип; — «Мән нурғунлиған җәң һарвулирим билән тағ чоққисиға, Ливан тағ бағрилириға йетип кәлдимки, Униң егиз кедир дәрәқлирини, есил қариғайлирини кесиветимән; Мән униң әң чәт туралғусиға, Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғиға кирип житимән.
אני קרתי ושתיתי מים זרים ואחרב בכף פעמי כל יארי מצור׃ | 24 |
Өзүм қудуқ колап яқа жутниң сүйини ичтим; Путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутивәттим — дедиң.
הלא שמעת למרחוק אתה עשיתי למימי קדם ויצרתיה עתה הביאתיה ותהי להשות גלים נצים ערים בצרות׃ | 25 |
— Сән шуни аңлап бақмиғанмидиң? Узундин буян Мән шуни бекиткәнмәнки, Қедимдин тартип шәкилләндүргәнмәнки, Һазир уни әмәлгә ашурдумки, Мана, сән қәлъә-қорғанлиқ шәһәрләрни харабиләргә айландурдуң;
וישביהן קצרי יד חתו ויבשו היו עשב שדה וירק דשא חציר גגות ושדפה לפני קמה׃ | 26 |
Шуниң билән у йәрдә туруватқанлар күчсизлинип, Йәргә қаритип қоюлди, шәрмәндә қилинди; Улар өсиватқан от-чөптәк, Юмран көк чөпләрдәк, Өгүздики от-чөпләр өсмәй қуруп кәткәндәк болди.
ושבתך וצאתך ובאך ידעתי ואת התרגזך אלי׃ | 27 |
Бирақ сениң олтарғиниңни, орнуңдин турғиниңни, чиқип-киргиниңни вә Маңа қарши ғалҗирлишип кәткиниңни билимән;
יען התרגזך אלי ושאננך עלה באזני ושמתי חחי באפך ומתגי בשפתיך והשבתיך בדרך אשר באת בה׃ | 28 |
Сениң Маңа қарши ғалҗирлишип кәткәнлигиңниң, һакавурлишип кәткәнлигиңниң қулиқимға йәткәнлиги түпәйлидин, Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән, Жүгинимни ағзиңға салимән, Вә өзүң кәлгән йол билән сени қайтуримән.
וזה לך האות אכול השנה ספיח ובשנה השנית סחיש ובשנה השלישית זרעו וקצרו ונטעו כרמים ואכלו פרים׃ | 29 |
И [Һәзәкия], шу иш саңа аламәт бешарәт болидуки, Мошу жили өзлүгидин өскән, Иккинчи жили шулардин чиққанларму силәрниң рисқиңлар болиду; Үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр; Улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр.
ויספה פליטת בית יהודה הנשארה שרש למטה ועשה פרי למעלה׃ | 30 |
Йәһуда җәмәтиниң қечип қутулған қалдиси болса йәнә төвәнгә қарап йилтиз тартиду, Жуқириға қарап мевә бериду;
כי מירושלם תצא שארית ופליטה מהר ציון קנאת יהוה תעשה זאת׃ | 31 |
Чүнки Йерусалимдин бир қалдиси, Зион теғидин қечип қутулғанлар чиқиду; Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң отлуқ муһәббити мошуни ада қилиду.
לכן כה אמר יהוה אל מלך אשור לא יבא אל העיר הזאת ולא יורה שם חץ ולא יקדמנה מגן ולא ישפך עליה סללה׃ | 32 |
Шуңа, Пәрвәрдигар Асурийә падишаси тоғрилиқ мундақ дәйду: — У нә мошу шәһәргә йетип кәлмәйду, Нә униңға бир тал оқму атмайду; Нә қалқанни көтирип алдиға кәлмәйду, Нә униңға қарита қашаларниму ясимайду.
בדרך אשר יבא בה ישוב ואל העיר הזאת לא יבא נאם יהוה׃ | 33 |
У қайси йол билән кәлгән болса, У йол билән қайтиду вә мошу шәһәргә кәлмәйду — дәйду Пәрвәрдигар,
וגנותי אל העיר הזאת להושיעה למעני ולמען דוד עבדי׃ | 34 |
— Чүнки Өзүм үчүн вә Мениң қулум Давут үчүн уни әтрапидики сепилдәк қоғдап қутқузимән».
ויהי בלילה ההוא ויצא מלאך יהוה ויך במחנה אשור מאה שמונים וחמשה אלף וישכימו בבקר והנה כלם פגרים מתים׃ | 35 |
Шу кечә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң Пәриштиси чиқип, Асурийәликләрниң баргаһида бир йүз сәксән бәш миң әскәрни урди; мана, кишиләр әтигәндә орнидин турғанда, уларниң һәммисиниң өлгәнлигини көрди!
ויסע וילך וישב סנחריב מלך אשור וישב בנינוה׃ | 36 |
Шуңа Асурийә падишаси Сәннахериб чекинип, йолға чиқип, Нинәвә шәһиригә қайтип турди.
ויהי הוא משתחוה בית נסרך אלהיו ואדרמלך ושראצר הכהו בחרב והמה נמלטו ארץ אררט וימלך אסר חדן בנו תחתיו׃ | 37 |
Вә шундақ болдики, у өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти; андин улар болса Арарат дегән жутқа қечип кәтти. Униң оғли Есарһаддон униң орнида падиша болди.