< 1 טימותי 5 >
אל תגער בזקן כי אם תזהירנו כאב לך ואת הצעירים כאחים׃ | 1 |
Яшанған әрләрни әйиплигәндә қаттиқ сөзлимигин, бәлки уларға атаң сүпитидә несиһәт бәргин. Шуниңдәк, жигитләргә қериндашлириң сүпитидә сөзлигин.
את הזקנות כאמות ואת הצעירות כאחיות ובכל טהרה׃ | 2 |
Яшанған аялларға анаң сүпитидә, яш аялларға ача-сиңиллириң сүпитидә һәр ишта пак қәлб билән муамилә қилғин.
כבד את האלמנות אשר באמת אלמנות הנה׃ | 3 |
Һәқиқий тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал.
וכי יהיו לאלמנה בנים או בני בנים הם ילמדו לראשונה לעשות חסד עם ביתם ולשלם גמול לאבותם כי זה הוא טוב ורצוי לפני האלהים׃ | 4 |
Лекин, тул аялларниң пәрзәнтлири яки нәврилири болса, улар алди билән өз аилисигә нисбәтән ихласмәнликни үгинип, өз ата-анисиниң әҗрини яндурсун; чүнки бу иш Худани хурсән қилиду.
אבל האלמנה באמת אשר נשארה יחידה שמה אלהים מבטחה ומתמדת בתפלות ובתחנות לילה ויומם׃ | 5 |
Әнди һәқиқий тул өтүватқан, ялғуз қалған аяллар болса, үмүтини Худаға бағлиған болуп, кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду.
אך המענגה מתה היא בחייה׃ | 6 |
Лекин һозур-һалавәткә берилгән тул хотун һаят болсиму, өлгәнгә баравәрдур.
וזאת תצוה למען תהיינה בלא דפי׃ | 7 |
Әнди башқилар тәрипидин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн сән уларға бу ишларни җекиләп тапилиғин.
אבל מי שלא יפרנס את קרוביו וביותר את בני ביתו כפר באמונה והוא גרוע מאשר איננו מאמין׃ | 8 |
Лекин бириси өз туққанлиридин, болупму өз аилисидикиләрдин хәвәр алмиса, у етиқаттин танған дәп қарилип, капирлардин бәттәр болиду.
אלמנה אל תבחר זולתי בת ששים שנה ואשר היתה אשת איש אחד׃ | 9 |
Тул аял тизимға елинса, йеши атмиштин төвән болмаслиғи, бирла әрниң аяли болған болуши керәк,
ויש לה עדות על מעשיה הטובים שגדלה בנים והכניסה ארחים ירחצה את רגלי הקדשים ותמכה את העשוקים ורדפה כל מעשה טוב׃ | 10 |
йәнә гөзәл әмәллири билән тәрипләнгән болуши, балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, мусапирларға меһмандостлуқ көрсәткән, муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуюп қойған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қолини узартқан, өзини һәр хил хәйр-сахавәт ишлириға беғишлиғанлар болуши керәк.
אבל האלמנות הצעירות אל תקבל כי בהטות יצרן את לבן מן המשיח חשקות הן להיות לאיש׃ | 11 |
Лекин яш тул аялларни [тизимликкә] киргүзмә. Чүнки уларниң ишқ һәвәслири қозғилип Мәсиһдин тенип, қайта никаһлинишни арзу қилиду;
ודינן עליהן כי בגדו באמונתן הראשונה׃ | 12 |
шуниң билән, улар дәсләп бәргән вәдисигә хилаплиқ қилиш сәвәплик әйиплик болиду.
ועוד בהיותן עצלות למדו לשוטט מבית לבית ולא לבד עצלות כי אף מפטפטות ורדפות אחר חדשות ומדברות את אשר לא יתכן׃ | 13 |
Униң үстигә улар һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқуруп жүрүшни үгиниду; шундақла һорун болупла қалмай, ғәйвәт қилип, башқиларниң ишлириға чепилғақ болуп налайиқ ишларға валақлайдиғанлардин болуп қелиши мүмкин.
על כן רצוני כי הצעירות תהיינה לאיש ללדת בנים ולהנהיג את בתיהן ולא לתת לאיב תאנה לחרף׃ | 14 |
Шуниң үчүн, бундақ яш тул аялларниң никаһлинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини халаймән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиға бизни һәр қандақ әйипләп-һақарәтләш пурсити чиқмайду.
כי יש מהן אשר כבר סרו אחרי השטן׃ | 15 |
Чүнки шундақ бәзи тул аяллар аллиқачан етиқаттин тенип Шәйтанниң кәйнигә кирип кәтти.
בן אמונה או בת אמונה שיש להם אלמנות יעזרו אתן ולא תהיינה למשא על הקהל כדי שיוכל להספיק לאלה אשר הנה אלמנות באמת׃ | 16 |
Әгәр етиқати бар бир әр яки аял кишиниң тул қалған туққанлири болса, у өзи уларға ярдәм бәрсун, жүки җамаәткә чүшмисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-чақисиз тул аялларға ярдәм қилалайду.
הזקנים המיטיבים לנהל ראוים הם למשנה כבוד וביותר העמלים בדבר ובהוראה׃ | 17 |
Җамаәтни яхши йетәкләйдиған ақсақаллар, болупму Худаниң сөз-каламини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргәнләр икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун.
כי הכתוב אמר לא תחסם שור בדישו ועוד נאמר הפעל שוה בשכרו׃ | 18 |
Чүнки муқәддәс язмиларда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма» вә: «Мәдикар өз һәққини елишқа һәқлиқтур» дейилгән.
אל תקבל שטנה על הזקן בלתי אם על פי שנים או שלשה עדים׃ | 19 |
Икки яки үч гувачи һазир болмиғичә, ақсақал үстидин қилинған әрзни қобул қилма.
את החטאים תוכיח בפני כל למען ייראו גם האחרים׃ | 20 |
Әгәр [ақсақаллардин] бириси гуна садир қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн, җамаәт алдида тәнбиһ берип әйиплигин.
הנני מעיד בך נגד האלהים ואדנינו ישוע המשיח ונגד בחירי המלאכים אשר שמור תשמר את זאת בלי משפט נמהר ולא תעשה דבר במשא פנים׃ | 21 |
Худаниң, Мәсиһ Әйсаниң вә Худа таллиған пәриштиләрниң алдида шуни саңа агаһ қилип тапилаймәнки, сән бу әмирләргә һеч айримичилиқ қилмай, һеч қандақ ишта бир тәрәпкә ян басмай қәтъий әмәл қилғин.
אל תהי נמהר בסמיכת ידיך על אדם ולא תשתתף לחטאת אחרים שמר את נפשך בטהרה׃ | 22 |
Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә; башқиларниң гуналириға шерик болма. Өзүңни пак тутқин
אל תרבה לשתות עוד מים כי אם קח מעט יין בעבור בטנך ואשר פעמים רבות חלה אתה׃ | 23 |
(ашқазиниң яхши болмиғанлиғи, шундақла сән дайим ағрийдиған болғачқа, сула ичивәрмәй, бир аз шарапму ичип бәргин).
יש בני אדם אשר חטאתיהם גלויות ומקדימות לדין ויש מהם אשר הנה הלכות אחריהם׃ | 24 |
Бәзи кишиләрниң гуналири бурунла ениқ, шундақла сорақ күнигичә сақлиниду; лекин бәзиләрниңки уларниң кәйнидин әгишип бариду, кейин ашкарә болиду.
וככה גם המעשים הטובים גלוים המה ואשר אינם כן לא יוכלו להסתר׃ | 25 |
Худди шуниңға охшаш, бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллирини асанла көрүвалғили болиду; һазир ашкарә болмиса кейин ашкариланмай қалмайду.