< הָרִאשׁוֹנָה אֶל־הַקּוֹרִנְתִּיִּים 5 >

שמועה נשמעת בארץ כי נמצאה זנות ביניכם ואף זנות אשר בגוים לא ספר כמוה כי יקח איש את אשת אביו׃ 1
Һәртәрәптин шу аңлиниватидуки, араңларда бузуқчилиқ бар екән — бундақ бузуқчилиқ һәтта таипиләр арисидиму тилға елинмайду — у болсиму бирисиниң өз атисиниң аялиға чеқилиштин ибарәт.
ואתם עוד גבהי רוח תחת אשר היה לכם להתאבל למען יוסר מקרבכם עשה המעשה הזה׃ 2
Амма силәр йоғинап көрәңләп кәттиңлар! Бу рәзил ишни садир қилған киши аримиздин қоғливетилсун дәп өкүнүшүңларға тоғра кәлмәмду!?
הן אנכי הרחוק מכם בגופי וקרוב ברוחי כבר דנתי כאלו הייתי אצלכם על האיש אשר עשה כדבר הזה׃ 3
Чүнки гәрчә тәндә силәр билән биллә болмисамму, амма роһта силәр билән биллә болуш сүпитидә аллиқачан шундақ мән шу һөкүмни чиқардимки,
בשם אדנינו ישוע המשיח בהקהלתכם יחד ורוחי אתכם עם גבורת אדנינו ישוע המשיח׃ 4
(һәммиңлар Рәб Әйса Мәсиһниң намида җәм болғанда, өзүмниң роһум силәр билән болуп, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудритигә тайинип) —
למסר את האיש ההוא לשטן לאבדן הבשר למען יושע הרוח ביום האדון ישוע׃ 5
шундақ қилған кишиниң әтлири һалак қилинсун, шуниң билән униң роһи Рәб Әйсаниң күнидә қутқузулуши үчүн Шәйтанниң илкигә тапшурулсун.
לא טוב התהללכם הלא ידעתם כי מעט שאר מחמץ את כל העסה׃ 6
Силәрниң чоңчилиқ қилғиниңлар яхши әмәс. «Кичиккинә хемиртуруч пүткүл хемирни болдуруп йоғинитиду» дәп билмәмсиләр?
בערו את השאור הישן למען תהיו עסה חדשה הלא לחם מצות אתם כי גם לנו פסחנו הנזבח בעדנו הוא המשיח׃ 7
Кона хемиртуручни чиқириветиңлар; шуниң билән силәр әсли хемиртуручсиз хемирдәк йеңи бир зугула болисиләр; чүнки «өтүп кетиш һейти»[дики қозимиз] болған Мәсиһ қурбанлиқ қилинди;
על כן נחגה נא החג לא בשאר ישן ולא בשאר הרע והרשע כי אם במצות הישר והאמת׃ 8
шуңа һейтни яман нийәтлик вә рәзиллик болған хемиртуруч билән әмәс, бәлки сәмимийлик вә һәқиқәт болған петир нан билән тәнтәнә қилип өткүзәйли.
כתבתי לכם באגרת שלא תתערבו עם הזנים׃ 9
Мән [алдинқи] хәттә силәргә бузуқчилиқ қилғучилар билән арилашмаңлар дәп язған едим;
ואין דעתי בזאת על הזנים שבעולם הזה או על בצעי בצע וגזלנים ועבדי אלילים כי אז יהיה לכם לצאת מן העולם׃ 10
амма бу дегиним бу дуниядики бузуқчилиқ қилғучилар, яки нәпсанийәтчиләр, яки каззаплар яки бутпәрәсләр билән арилашмаңлар дегиним әмәс; ундақ болғанда дуниядин айрилишқа мәҗбур болаттиңлар;
אך זאת כתבתי לכם לבלתי התערב עם איש אשר אח יקרא והוא זנה או בצע בצע או עבד אלילים או מגדף או סבא או גזלן עם האיש אשר כזה גם לא תאכלו׃ 11
амма һазирқи бу хетимдә язғиним шуки, өзини «қериндаш» дәп ативалған амма шундақла бузуқлуқ қилғучи, нәпсанийәтчи, бутпәрәс, һарақкәш яки каззап болса, ундақ бир киши билән арилашмаңлар, һәтта униң билән һәмдәстиханму болмаңлар.
כי מה לי לשפט את אשר בחוץ הלא תשפטו את אשר בבית׃ 12
Сирттикиләрни һөкүм чиқирип бир тәрәп қилишниң мән билән немә мунасивити? Лекин ичиңлардикиләрни өзүңлар һөкүм чиқирип бир тәрәп қилиш силәрниң ишиңлар әмәсму?
ואשר בחוץ האלהים ישפטם ואתם תבערו את הרע מקרבכם׃ 13
Лекин сирттикиләрниң үстигә болса Худа Өзи һөкүм чиқириду. Шуңа «бу рәзил адәмни араңлардин чиқириветиңлар».

< הָרִאשׁוֹנָה אֶל־הַקּוֹרִנְתִּיִּים 5 >