< תְהִלִּים 39 >
לַמְנַצֵּ֥חַ לידיתון מִזְמ֥וֹר לְדָוִֽד׃ אָמַ֗רְתִּי אֶֽשְׁמְרָ֣ה דְרָכַי֮ מֵחֲט֪וֹא בִלְשׁ֫וֹנִ֥י אֶשְׁמְרָ֥ה לְפִ֥י מַחְס֑וֹם בְּעֹ֖ד רָשָׁ֣ע לְנֶגְדִּֽי׃ | 1 |
Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: — «Тилим гуна қилмисун дәп, Йоллиримға диққәт қилимән; Рәзилләр көз алдимда болса, мән ағзимға бир көшәк салимән» — дегән едим.
נֶאֱלַ֣מְתִּי ד֭וּמִיָּה הֶחֱשֵׁ֣יתִי מִטּ֑וֹב וּכְאֵבִ֥י נֶעְכָּֽר׃ | 2 |
Мән сүкүт қилип, зуван сүрмидим, Һәтта яхшилиқ тоғрисидики сөзләрниму ағзимдин чиқармидим; Бирақ дил азавим техиму қозғалди.
חַם־לִבִּ֨י ׀ בְּקִרְבִּ֗י בַּהֲגִיגִ֥י תִבְעַר־אֵ֑שׁ דִּ֝בַּ֗רְתִּי בִּלְשֽׁוֹנִי׃ | 3 |
Көңлүмдә зәрдәм қайниди, Ойланғансери от болуп янди; Андин тилим ихтиярсиз сөзләп кәтти.
הוֹדִ֘יעֵ֤נִי יְהוָ֨ה ׀ קִצִּ֗י וּמִדַּ֣ת יָמַ֣י מַה־הִ֑יא אֵ֝דְעָ֗ה מֶה־חָדֵ֥ל אָֽנִי׃ | 4 |
И Пәрвәрдигар, өз әҗилимни, Күнлиримниң қанчилик екәнлигини маңа аян қилғин; Аҗиз инсан балиси екәнлигимни маңа билдүргин.
הִנֵּ֤ה טְפָח֨וֹת ׀ נָ֘תַ֤תָּה יָמַ֗י וְחֶלְדִּ֣י כְאַ֣יִן נֶגְדֶּ֑ךָ אַ֥ךְ כָּֽל־הֶ֥בֶל כָּל־אָ֝דָ֗ם נִצָּ֥ב סֶֽלָה׃ | 5 |
Мана, Сән күнлиримни пәқәт нәччә ғеричла қилдиң, Сениң алдиңда өмрүм йоқ һесавидидур. Бәрһәқ, барлиқ инсанлар тик турсиму, пәқәт бир тиниқла, халас. (Селаһ)
אַךְ־בְּצֶ֤לֶם ׀ יִֽתְהַלֶּךְ־אִ֗ישׁ אַךְ־הֶ֥בֶל יֶהֱמָי֑וּן יִ֝צְבֹּ֗ר וְֽלֹא־יֵדַ֥ע מִי־אֹסְפָֽם׃ | 6 |
Бәрһәқ, һәр бир инсанниң һаяти худди бир көләңгидур, Уларниң алдирап-салдирашлири беһудә аваричиликтур; Улар байлиқларни топлайду, лекин кейин бу байлиқларни кимниң қолиға җуғлинидиғанлиғини билмәйду.
וְעַתָּ֣ה מַה־קִּוִּ֣יתִי אֲדֹנָ֑י תּ֝וֹחַלְתִּ֗י לְךָ֣ הִֽיא׃ | 7 |
И Рәб, әнди мән немини күтимән? Мениң үмүтүм саңила бағлиқтур.
מִכָּל־פְּשָׁעַ֥י הַצִּילֵ֑נִי חֶרְפַּ֥ת נָ֝בָ֗ל אַל־תְּשִׂימֵֽנִי׃ | 8 |
Мени барлиқ асийлиқлиримдин қутқузғайсән, Мени һамақәтләрниң мәсқирисигә қалдурмиғайсән.
נֶ֭אֱלַמְתִּי לֹ֣א אֶפְתַּח־פִּ֑י כִּ֖י אַתָּ֣ה עָשִֽׂיתָ׃ | 9 |
Сүкүт қилип зуван сүрмидим; Чүнки мана, мошу [җазани] Өзүң жүргүзгәнсән.
הָסֵ֣ר מֵעָלַ֣י נִגְעֶ֑ךָ מִתִּגְרַ֥ת יָ֝דְךָ֗ אֲנִ֣י כָלִֽיתִי׃ | 10 |
Мени салған вабайиңни мәндин нери қилғайсән; Чүнки қолуңниң зәрбиси билән түгишәй дәп қалдим.
בְּֽתוֹכָ֘ח֤וֹת עַל־עָוֺ֨ן ׀ יִסַּ֬רְתָּ אִ֗ישׁ וַתֶּ֣מֶס כָּעָ֣שׁ חֲמוּד֑וֹ אַ֤ךְ הֶ֖בֶל כָּל־אָדָ֣ם סֶֽלָה׃ | 11 |
Сән тәнбиһлириң билән кишини өз яманлиғи үчүн тәрбийилигиниңдә, Сән худди нәрсиләргә күйә қурути чүшкәндәк, униң иззәт-ғурурини йоқ қиливетисән; Бәрһәқ, һәр бир адәм бир тиниқла, халас. (Селаһ)
שִֽׁמְעָ֥ה־תְפִלָּתִ֨י ׀ יְהוָ֡ה וְשַׁוְעָתִ֨י ׀ הַאֲזִינָה֮ אֶֽל־דִּמְעָתִ֗י אַֽל־תֶּ֫חֱרַ֥שׁ כִּ֤י גֵ֣ר אָנֹכִ֣י עִמָּ֑ךְ תּ֝וֹשָׁ֗ב כְּכָל־אֲבוֹתָֽי׃ | 12 |
И Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән, Пәрядимға қулақ салғайсән! Көз яшлиримға сүкүт қилмиғайсән! Чүнки мән пүткүл ата-бовилиримдәк, Сениң алдиңда яқа жутлуқ, мусапирмән, халас!
הָשַׁ֣ע מִמֶּ֣נִּי וְאַבְלִ֑יגָה בְּטֶ֖רֶם אֵלֵ֣ךְ וְאֵינֶֽנִּי׃ | 13 |
Маңа тиккән көзүңни мәндин нери қилғайсәнки, Мән барса кәлмәс җайға кәткичә, Мени бир аз болсиму раһәттин бәһримән қилғайсән.