< תְהִלִּים 24 >
לְדָוִ֗ד מִ֫זְמ֥וֹר לַֽ֭יהוָה הָאָ֣רֶץ וּמְלוֹאָ֑הּ תֵּ֝בֵ֗ל וְיֹ֣שְׁבֵי בָֽהּ׃ | 1 |
Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға мәнсүптур, җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар; Униңға тәәллуқтур йәр йүзи вә униңда туриватқанларму;
כִּי־ה֭וּא עַל־יַמִּ֣ים יְסָדָ֑הּ וְעַל־נְ֝הָר֗וֹת יְכוֹנְנֶֽהָ׃ | 2 |
Чүнки җаһанниң улини чоңқур деңизлар үстигә орунлаштуруп, Йәрни сулар үстигә орнатқан Удур.
מִֽי־יַעֲלֶ֥ה בְהַר־יְהוָ֑ה וּמִי־יָ֝קוּם בִּמְק֥וֹם קָדְשֽׁוֹ׃ | 3 |
Пәрвәрдигарниң теғиға ким чиқалайду? Униң муқәддәс җайиға ким кирип туралайду?
נְקִ֥י כַפַּ֗יִם וּֽבַר־לֵ֫בָ֥ב אֲשֶׁ֤ר ׀ לֹא־נָשָׂ֣א לַשָּׁ֣וְא נַפְשִׁ֑י וְלֹ֖א נִשְׁבַּ֣ע לְמִרְמָֽה׃ | 4 |
— Қоллири гунадин пакиз, дили сап, Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған, Ялған қәсәм қилмиған киши кирәләйду.
יִשָּׂ֣א בְ֭רָכָה מֵאֵ֣ת יְהוָ֑ה וּ֝צְדָקָ֗ה מֵאֱלֹהֵ֥י יִשְׁעֽוֹ׃ | 5 |
Бундақ киши болса Пәрвәрдигардин бәхитни, Өз ниҗатлиғи болғучи Худадин һәққанийлиқни тапшурувалиду вә [уни] көтирип жүриду;
זֶ֭ה דּ֣וֹר דרשו מְבַקְשֵׁ֨י פָנֶ֖יךָ יַעֲקֹ֣ב סֶֽלָה׃ | 6 |
Бу дәвир Уни издигүчи дәвирдур, Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң [Худаси]! (Селаһ)
שְׂא֤וּ שְׁעָרִ֨ים ׀ רָֽאשֵׁיכֶ֗ם וְֽ֭הִנָּשְׂאוּ פִּתְחֵ֣י עוֹלָ֑ם וְ֝יָב֗וֹא מֶ֣לֶךְ הַכָּבֽוֹד׃ | 7 |
И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! [Кәң ечилиңлар]! И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар! Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!
מִ֥י זֶה֮ מֶ֤לֶךְ הַכָּ֫ב֥וֹד יְ֭הוָה עִזּ֣וּז וְגִבּ֑וֹר יְ֝הוָ֗ה גִּבּ֥וֹר מִלְחָמָֽה׃ | 8 |
Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким? У Пәрвәрдигардур, у күчлүк вә қудрәтликтур! Пәрвәрдигар, җәң мәйданида қудрәтликтур!
שְׂא֤וּ שְׁעָרִ֨ים ׀ רָֽאשֵׁיכֶ֗ם וּ֭שְׂאוּ פִּתְחֵ֣י עוֹלָ֑ם וְ֝יָבֹא מֶ֣לֶךְ הַכָּבֽוֹד׃ | 9 |
И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! Кәң ечилиңлар! И мәңгүлүк ишикләр, бешиңларни көтириңлар! Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!
מִ֤י ה֣וּא זֶה֮ מֶ֤לֶךְ הַכָּ֫ב֥וֹד יְהוָ֥ה צְבָא֑וֹת ה֤וּא מֶ֖לֶךְ הַכָּב֣וֹד סֶֽלָה׃ | 10 |
Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким? Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар болса, шан-шәрәп егиси Падишаһтур! (Селаһ)