< תְהִלִּים 147 >

הַ֥לְלוּ יָ֨הּ ׀ כִּי־ט֭וֹב זַמְּרָ֣ה אֱלֹהֵ֑ינוּ כִּֽי־נָ֝עִים נָאוָ֥ה תְהִלָּֽה׃ 1
Һәмдусана! Яһни мәдһийиләңлар! Бәрһәқ, бундақ қилиш шериндур; Худайимизни күйләңлар! Мәдһийә оқуш инсанға яришиду.
בּוֹנֵ֣ה יְרוּשָׁלִַ֣ם יְהוָ֑ה נִדְחֵ֖י יִשְׂרָאֵ֣ל יְכַנֵּֽס׃ 2
Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта; Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду;
הָ֭רֹפֵא לִשְׁב֣וּרֵי לֵ֑ב וּ֝מְחַבֵּ֗שׁ לְעַצְּבוֹתָֽם׃ 3
У көңли сунуқларни давалайду; Уларниң ярилирини таңиду.
מוֹנֶ֣ה מִ֭סְפָּר לַכּוֹכָבִ֑ים לְ֝כֻלָּ֗ם שֵׁמ֥וֹת יִקְרָֽא׃ 4
У юлтузларниң санини санайду; Уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду.
גָּד֣וֹל אֲדוֹנֵ֣ינוּ וְרַב־כֹּ֑חַ לִ֝תְבוּנָת֗וֹ אֵ֣ין מִסְפָּֽר׃ 5
Улуқдур Рәббимиз, зор қудрәтликтур; Униң чүшиниши чәксиздур.
מְעוֹדֵ֣ד עֲנָוִ֣ים יְהוָ֑ה מַשְׁפִּ֖יל רְשָׁעִ֣ים עֲדֵי־אָֽרֶץ׃ 6
Пәрвәрдигар мулайим мөминләрни йөләп көтириду; Рәзилләрни йәргичә төвән қилиду.
עֱנ֣וּ לַיהוָ֣ה בְּתוֹדָ֑ה זַמְּר֖וּ לֵאלֹהֵ֣ינוּ בְכִנּֽוֹר׃ 7
Пәрвәрдигарға тәшәккүрләр билән нахша ейтиңлар; Күйләрни чилтарға тәңшәп ейтиңлар!
הַֽמְכַסֶּ֬ה שָׁמַ֨יִם ׀ בְּעָבִ֗ים הַמֵּכִ֣ין לָאָ֣רֶץ מָטָ֑ר הַמַּצְמִ֖יחַ הָרִ֣ים חָצִֽיר׃ 8
У асманни булутлар билән қаплитиду, Зиминға ямғурни бекитиду, Тағларда от-чөпләрни өстүриду;
נוֹתֵ֣ן לִבְהֵמָ֣ה לַחְמָ֑הּ לִבְנֵ֥י עֹ֝רֵ֗ב אֲשֶׁ֣ר יִקְרָֽאוּ׃ 9
Малларға озуқ, Тағ қарғисиниң җүҗилири зарлиғанда, уларға озуқ бериду;
לֹ֤א בִגְבוּרַ֣ת הַסּ֣וּס יֶחְפָּ֑ץ לֹֽא־בְשׁוֹקֵ֖י הָאִ֣ישׁ יִרְצֶֽה׃ 10
Ат күчидин У зоқ алмайду; Адәмниң чәбдәс путлирини хурсәнлик дәп билмәйду;
רוֹצֶ֣ה יְ֭הוָה אֶת־יְרֵאָ֑יו אֶת־הַֽמְיַחֲלִ֥ים לְחַסְדּֽוֹ׃ 11
Пәрвәрдигар бәлки Өзидин әйминидиғанларни, Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларни хурсәнлик дәп билиду.
שַׁבְּחִ֣י יְ֭רוּשָׁלִַם אֶת־יְהוָ֑ה הַֽלְלִ֖י אֱלֹהַ֣יִךְ צִיּֽוֹן׃ 12
Пәрвәрдигарни махтаңлар, и Йерусалим; Худайиңни мәдһийилә, и Зион.
כִּֽי־חִ֭זַּק בְּרִיחֵ֣י שְׁעָרָ֑יִךְ בֵּרַ֖ךְ בָּנַ֣יִךְ בְּקִרְבֵּֽךְ׃ 13
Чүнки У дәрвазилириңниң тақақлирини мәһкәм қилиду; Сениңдә туруватқан пәрзәнтлириңгә бәхит-бәрикәт бәрди.
הַשָּׂם־גְּבוּלֵ֥ךְ שָׁל֑וֹם חֵ֥לֶב חִ֝טִּ֗ים יַשְׂבִּיעֵֽךְ׃ 14
У чәт-чегаралириңда арам-течлиқ жүргүзиду, Сени буғдайниң есили билән қанаәтләндүриду.
הַשֹּׁלֵ֣חַ אִמְרָת֣וֹ אָ֑רֶץ עַד־מְ֝הֵרָ֗ה יָר֥וּץ דְּבָרֽוֹ׃ 15
У Өз әмир-бешарәтлирини йәр йүзигә әвәтиду; Униң сөз-калами интайин тез жүгүриду.
הַנֹּתֵ֣ן שֶׁ֣לֶג כַּצָּ֑מֶר כְּ֝פ֗וֹר כָּאֵ֥פֶר יְפַזֵּֽר׃ 16
У ақ қарни жуңдәк бериду, Қиравни күлләрдәк тарқитиду.
מַשְׁלִ֣יךְ קַֽרְח֣וֹ כְפִתִּ֑ים לִפְנֵ֥י קָ֝רָת֗וֹ מִ֣י יַעֲמֹֽד׃ 17
Униң музини нан увақлиридәк қилип парчиливетиду; Униң соғуғи алдида ким туралисун?
יִשְׁלַ֣ח דְּבָר֣וֹ וְיַמְסֵ֑ם יַשֵּׁ֥ב ר֝וּח֗וֹ יִזְּלוּ־מָֽיִם׃ 18
У сөзини әвәтип, уларни еритиду; Униң шамилини чиқирип, суларни аққузиду.
מַגִּ֣יד דברו לְיַעֲקֹ֑ב חֻקָּ֥יו וּ֝מִשְׁפָּטָ֗יו לְיִשְׂרָאֵֽל׃ 19
У Өз сөз-каламини Яқупқа, Бәлгүлимилирини һәм һөкүмлирини Исраилға аян қилиду;
לֹ֘א עָ֤שָׂה כֵ֨ן ׀ לְכָל־גּ֗וֹי וּמִשְׁפָּטִ֥ים בַּל־יְדָע֗וּם הַֽלְלוּ־יָֽהּ׃ 20
У башқа һеч бир әлгә мундақ муамилә қилмиғандур; Униң һөкүмлирини болса, улар билип баққан әмәс. Һәмдусана!

< תְהִלִּים 147 >