< מִשְׁלֵי 17 >
ט֤וֹב פַּ֣ת חֲ֭רֵבָה וְשַׁלְוָה־בָ֑הּ מִ֝בַּ֗יִת מָלֵ֥א זִבְחֵי־רִֽיב׃ | 1 |
Қурбанлиқ гөшлиригә толған җедәллик өйдин, Бир чишләм қуруқ нан йәп, көңүл течлиқта болған әвзәл.
עֶֽבֶד־מַשְׂכִּ֗יל יִ֭מְשֹׁל בְּבֵ֣ן מֵבִ֑ישׁ וּבְת֥וֹךְ אַ֝חִ֗ים יַחֲלֹ֥ק נַחֲלָֽה׃ | 2 |
Хизмәткар чевәр болса, ғоҗисиниң номуста қойғучи оғлини башқурар; Кәлгүсидә у ғоҗиниң оғли қатарида туруп униң мирасни тәқсим қилар.
מַצְרֵ֣ף לַ֭כֶּסֶף וְכ֣וּר לַזָּהָ֑ב וּבֹחֵ֖ן לִבּ֣וֹת יְהוָֽה׃ | 3 |
Сапал қазан күмүчни тавлар, чанақ алтунни тавлар, Бирақ адәмниң қәлбини Пәрвәрдигар синар.
מֵ֭רַע מַקְשִׁ֣יב עַל־שְׂפַת־אָ֑וֶן שֶׁ֥קֶר מֵ֝זִין עַל־לְשׁ֥וֹן הַוֺּֽת׃ | 4 |
Қәбиһ киши яман сөзләргә ишинәр; Ялғанчи питничиләрниң сөзигә қулақ салар.
לֹעֵ֣ג לָ֭רָשׁ חֵרֵ֣ף עֹשֵׂ֑הוּ שָׂמֵ֥חַ לְ֝אֵ֗יד לֹ֣א יִנָּקֶֽה׃ | 5 |
Мискинләрни мәсқирә қилғучи, өзини Яратқучини һақарәтлигүчидур; Башқиларниң бәхитсизлигидин хошал болған киши җазасиз қалмас.
עֲטֶ֣רֶת זְ֭קֵנִים בְּנֵ֣י בָנִ֑ים וְתִפְאֶ֖רֶת בָּנִ֣ים אֲבוֹתָֽם׃ | 6 |
Қериларниң нәврилири уларниң таҗидур; Пәрзәнтләрниң пәхри уларниң атилиридур.
לֹא־נָאוָ֣ה לְנָבָ֣ל שְׂפַת־יֶ֑תֶר אַ֝֗ף כִּֽי־לְנָדִ֥יב שְׂפַת־שָֽׁקֶר׃ | 7 |
Ахмақ яришиқ гәп қилса униңға ярашмас; Мөтивәр ялған сөзлисә униңға техиму ярашмас.
אֶֽבֶן־חֵ֣ן הַ֭שֹּׁחַד בְּעֵינֵ֣י בְעָלָ֑יו אֶֽל־כָּל־אֲשֶׁ֖ר יִפְנֶ֣ה יַשְׂכִּֽיל׃ | 8 |
Пара — уни бәргүчиниң нәзиридә есил бир гөһәрдур; Гоя уни нәгила ишләтсә мувәппәқийәткә еришидиғандәк.
מְֽכַסֶּה־פֶּ֭שַׁע מְבַקֵּ֣שׁ אַהֲבָ֑ה וְשֹׁנֶ֥ה בְ֝דָבָ֗ר מַפְרִ֥יד אַלּֽוּף׃ | 9 |
Башқиларниң хаталиқини йопутуп кәчүргән киши меһир-муһәббәтни көзләр; Кона хаманни сориған киши йеқин достларни дүшмән қилар.
תֵּ֣חַת גְּעָרָ֣ה בְמֵבִ֑ין מֵהַכּ֖וֹת כְּסִ֣יל מֵאָֽה׃ | 10 |
Ақиланигә сиңгән бир еғиз тәнбиһ, Ахмаққа урулған йүз дәрридин үнүмлүктур.
אַךְ־מְרִ֥י יְבַקֶּשׁ־רָ֑ע וּמַלְאָ֥ךְ אַ֝כְזָרִ֗י יְשֻׁלַּח־בּֽוֹ׃ | 11 |
Яманлар пәқәт асийлиқни көзләр; Уни җазалашқа рәһимсиз бир әлчи әвәтиләр.
פָּג֬וֹשׁ דֹּ֣ב שַׁכּ֣וּל בְּאִ֑ישׁ וְאַל־כְּ֝סִ֗יל בְּאִוַּלְתּֽוֹ׃ | 12 |
Әхмиқанә иш қиливатқан надан кишигә учрап қалғандин көрә, Балилиридин айрилған ейиққа йолуғуп қалған яхши.
מֵשִׁ֣יב רָ֭עָה תַּ֣חַת טוֹבָ֑ה לֹא־תמיש רָ֝עָ֗ה מִבֵּיתֽוֹ׃ | 13 |
Кимки яхшилиққа яманлиқ қилса, Ишигидин балайиқаза нери кәтмәс.
פּ֣וֹטֵֽר מַ֭יִם רֵאשִׁ֣ית מָד֑וֹן וְלִפְנֵ֥י הִ֝תְגַּלַּ֗ע הָרִ֥יב נְטֽוֹשׁ׃ | 14 |
Җедәлниң башлиниши тосмини су елип кәткәнгә охшайду; Шуңа җедәл партлаштин авал талаш-тартиштин қол үзгин.
מַצְדִּ֣יק רָ֭שָׁע וּמַרְשִׁ֣יעַ צַדִּ֑יק תּוֹעֲבַ֥ת יְ֝הוָ֗ה גַּם־שְׁנֵיהֶֽם׃ | 15 |
Яманни ақлиған, Һәққанийға қара чаплиған, Охшашла Пәрвәрдигарға жиркиничликтур.
לָמָּה־זֶּ֣ה מְחִ֣יר בְּיַד־כְּסִ֑יל לִקְנ֖וֹת חָכְמָ֣ה וְלֶב־אָֽיִן׃ | 16 |
Ахмақниң көңли даналиқни әтиварлимиса, Қандақму униң қолида даналиқни сетивалғидәк пули болсун?
בְּכָל־עֵ֭ת אֹהֵ֣ב הָרֵ֑עַ וְאָ֥ח לְ֝צָרָ֗ה יִוָּלֵֽד׃ | 17 |
[Һәқиқий] дост һәрдайим саңа муһәббәт көрситәр, [Һәқиқий] қериндаш яман күнүң үчүн ярдәмгә дунияға кәлгәндур.
אָדָ֣ם חֲסַר־לֵ֭ב תּוֹקֵ֣עַ כָּ֑ף עֹרֵ֥ב עֲ֝רֻבָּ֗ה לִפְנֵ֥י רֵעֵֽהוּ׃ | 18 |
Әқилсиз киши қол берип, Йеқини үчүн кепил болиду.
אֹ֣הֵֽב פֶּ֭שַׁע אֹהֵ֣ב מַצָּ֑ה מַגְבִּ֥יהַּ פִּ֝תְח֗וֹ מְבַקֶּשׁ־שָֽׁבֶר׃ | 19 |
Җедәлгә амрақ гунаға амрақтур; Босуғини егиз қилған һалакәтни издәр.
עִקֶּשׁ־לֵ֭ב לֹ֣א יִמְצָא־ט֑וֹב וְנֶהְפָּ֥ךְ בִּ֝לְשׁוֹנ֗וֹ יִפּ֥וֹל בְּרָעָֽה׃ | 20 |
Нийити бузулған яхшилиқ көрмәс; Тилида һәқ-наһәқни астин-үстүн қилғучи балаға йолуқар.
יֹלֵ֣ד כְּ֭סִיל לְת֣וּגָה ל֑וֹ וְלֹֽא־יִ֝שְׂמַ֗ח אֲבִ֣י נָבָֽל׃ | 21 |
Бала ахмақ болса, ата ғәм-қайғуға патар; Һамақәтниң атиси хушаллиқ көрмәс.
לֵ֣ב שָׂ֭מֵחַ יֵיטִ֣ב גֵּהָ֑ה וְר֥וּחַ נְ֝כֵאָ֗ה תְּיַבֶּשׁ־גָּֽרֶם׃ | 22 |
Шат көңүл шипалиқ доридәк тәнгә давадур; Сунуқ роһ-дил адәмниң илигини қурутар.
שֹׁ֣חַד מֵ֭חֵיק רָשָׁ֣ע יִקָּ֑ח לְ֝הַטּ֗וֹת אָרְח֥וֹת מִשְׁפָּֽט׃ | 23 |
Чирик адәм йәң ичидә парини қобул қилар; У адаләтниң йолини бурмилар.
אֶת־פְּנֵ֣י מֵבִ֣ין חָכְמָ֑ה וְעֵינֵ֥י כְ֝סִ֗יל בִּקְצֵה־אָֽרֶץ׃ | 24 |
Даналиқ йорутулған кишиниң көз алдида турар; Бирақ әқилсизниң көзи хиялкәшлик қилип қутупта жүрәр.
כַּ֣עַס לְ֭אָבִיו בֵּ֣ן כְּסִ֑יל וּ֝מֶ֗מֶר לְיוֹלַדְתּֽוֹ׃ | 25 |
Галваң бала атини азапға салар; Уни туққучиниңму дәрди болар.
גַּ֤ם עֲנ֣וֹשׁ לַצַּדִּ֣יק לֹא־ט֑וֹב לְהַכּ֖וֹת נְדִיבִ֣ים עַל־יֹֽשֶׁר׃ | 26 |
Һәққанийларға җәриманә қоюшқа қәтъий болмас; Әмирләрни адаләтни қоллиғини үчүн думбалашқа болмас.
חוֹשֵׂ֣ךְ אֲ֭מָרָיו יוֹדֵ֣עַ דָּ֑עַת וקר ־ר֝֗וּחַ אִ֣ישׁ תְּבוּנָֽה׃ | 27 |
Билими бар киши кам сөзлүк болар; Йорутулған адәм қалтис еғир-бесиқ болар.
גַּ֤ם אֱוִ֣יל מַ֭חֲרִישׁ חָכָ֣ם יֵחָשֵׁ֑ב אֹטֵ֖ם שְׂפָתָ֣יו נָבֽוֹן׃ | 28 |
Һәтта ахмақму аз сөзлисә дана һесаплинар; Тилини тизгинлигән киши данишмән санилар.