< תהילים 25 >

לְדָוִד אֵלֶיךָ יְהוָה נַפְשִׁי אֶשָּֽׂא׃ 1
Давут язған күй. Пәрвәрдигар, җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
אֱ‍ֽלֹהַי בְּךָ בָטַחְתִּי אַל־אֵבוֹשָׁה אַל־יַֽעַלְצוּ אֹיְבַי לִֽי׃ 2
Саңа тайинимән, и Худайим; Мени йәргә қаритип хиҗаләттә қалдурмиғайсән; Вә яки дүшмәнлиримни үстүмдин ғалип қилип шатландурмиғайсән;
גַּם כָּל־קֹוֶיךָ לֹא יֵבֹשׁוּ יֵבֹשׁוּ הַבּוֹגְדִים רֵיקָֽם׃ 3
Бәрһәқ, Сени күткүчиләрдин һеч қайсиси шәрмәндә болмас; Бирақ һеч бир сәвәпсиз хаинлиқ қилғучилар шәрмәндә болиду.
דְּרָכֶיךָ יְהוָה הוֹדִיעֵנִי אֹרְחוֹתֶיךָ לַמְּדֵֽנִי׃ 4
Мени Сениң излириңни билидиған қилғайсән, и Пәрвәрдигар; Йоллириңни маңа үгитип қойғайсән.
הַדְרִיכֵנִי בַאֲמִתֶּךָ ׀ וְֽלַמְּדֵנִי כִּֽי־אַתָּה אֱלֹהֵי יִשְׁעִי אוֹתְךָ קִוִּיתִי כָּל־הַיּֽוֹם׃ 5
Мени һәқиқитиңдә маңдуруп, маңа үгәткәйсән; Чүнки өзүң мениң ниҗатлиғим болған Худайимдурсән; Мән күн бойи Саңа қарап тәлмүримән;
זְכֹר־רַחֲמֶיךָ יְהוָה וַחֲסָדֶיךָ כִּי מֵעוֹלָם הֵֽמָּה׃ 6
Өз рәһимдиллиқлириңни, өзгәрмәс меһирлириңни ядиңға кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар! Чүнки улар әзәлдин тартип бар болуп кәлгәндур;
חַטֹּאות נְעוּרַי ׀ וּפְשָׁעַי אַל־תִּזְכֹּר כְּחַסְדְּךָ זְכָר־לִי־אַתָּה לְמַעַן טוּבְךָ יְהוָֽה׃ 7
Мениң яшлиғимдики гуналиримни, Шундақла итаәтсизликлиримни есиңгә кәлтүрмигәйсән; Өзгәрмәс муһәббитиң, меһриванлиғиң билән, мени есиңгә кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар;
טוֹב־וְיָשָׁר יְהוָה עַל־כֵּן יוֹרֶה חַטָּאִים בַּדָּֽרֶךְ׃ 8
Пәрвәрдигар меһриван вә дурустур; Шуңа У гунакарларни дурус йолға салиду.
יַדְרֵךְ עֲנָוִים בַּמִּשְׁפָּט וִֽילַמֵּד עֲנָוִים דַּרְכּֽוֹ׃ 9
Мөминләрни яхши-яманни пәриқ етишкә У йетәкләйду; Мөминләргә Өз йолини үгитиду.
כָּל־אָרְחוֹת יְהוָה חֶסֶד וֶאֱמֶת לְנֹצְרֵי בְרִיתוֹ וְעֵדֹתָֽיו׃ 10
Униң әһдиси вә һөкүм-гувалирини тутқанларниң һәммисигә нисбәтән, Пәрвәрдигарниң барлиқ йоллири өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәттур.
לְמַֽעַן־שִׁמְךָ יְהוָה וְֽסָלַחְתָּ לַעֲוֺנִי כִּי רַב־הֽוּא׃ 11
Өз намиң үчүн, и Пәрвәрдигар, Қәбиһлигим интайин еғир болсиму, Сән уни кәчүривәткәнсән.
מִי־זֶה הָאִישׁ יְרֵא יְהוָה יוֹרֶנּוּ בְּדֶרֶךְ יִבְחָֽר׃ 12
Кимки Пәрвәрдигардин әймәнсә, Худа Өзи таллиған йолда униңға [һәқиқәтни] үгитиду;
נַפְשׁוֹ בְּטוֹב תָּלִין וְזַרְעוֹ יִירַשׁ אָֽרֶץ׃ 13
Униң җени азатә-яхшилиқта яшайду, Униң нәсли йәр йүзигә мирас болиду.
סוֹד יְהוָה לִירֵאָיו וּבְרִיתוֹ לְהוֹדִיעָֽם׃ 14
Пәрвәрдигар Өзидин әйминидиғанлар билән сирдаштур; У уларға Өз әһдисини көрситип бериду.
עֵינַי תָּמִיד אֶל־יְהוָה כִּי הֽוּא־יוֹצִיא מֵרֶשֶׁת רַגְלָֽי׃ 15
Мениң көзлирим һемишә Пәрвәрдигарға тикилип қарайду; Чүнки У путлиримни тордин чиқириветиду.
פְּנֵה־אֵלַי וְחָנֵּנִי כִּֽי־יָחִיד וְעָנִי אָֽנִי׃ 16
Маңа қарап меһри-шәпқәт көрсәткәйсән; Чүнки мән ғерибанә, дәрдмәндурмән.
צָרוֹת לְבָבִי הִרְחִיבוּ מִמְּצֽוּקוֹתַי הוֹצִיאֵֽנִי׃ 17
Көңлүмниң азарлири көпийип кәтти; Мени басқан қисмақлардин чиқарғайсән.
רְאֵה עָנְיִי וַעֲמָלִי וְשָׂא לְכָל־חַטֹּאותָֽי׃ 18
Дәрдлиримни, азаплиримни нәзириңгә алғин, Барлиқ гуналиримни кәчүргәйсән!
רְאֵֽה־אוֹיְבַי כִּי־רָבּוּ וְשִׂנְאַת חָמָס שְׂנֵאֽוּנִי׃ 19
Мениң дүшмәнлиримни нәзириңгә алғин, Чүнки улар көптур; Улар маңа чоңқур өчмәнлик билән нәпрәтлиниду.
שָׁמְרָה נַפְשִׁי וְהַצִּילֵנִי אַל־אֵבוֹשׁ כִּֽי־חָסִיתִי בָֽךְ׃ 20
Җенимни сақлиғайсән, мени қутқузғайсән; Мени шәрмәндиликтә қалдурмиғайсән; Чүнки мән Сени башпанаһим қилдим.
תֹּם־וָיֹשֶׁר יִצְּרוּנִי כִּי קִוִּיתִֽיךָ׃ 21
Көңүл саплиғи вә дуруслуқ мени қоғдиғай; Чүнки мән Саңа үмүт бағлап күтүватимән.
פְּדֵה אֱלֹהִים אֶת־יִשְׂרָאֵל מִכֹּל צָֽרוֹתָיו׃ 22
И Худа, Исраилни барлиқ күлпәтлиридин қутқузуп һөрлүккә чиқарғайсән!

< תהילים 25 >