< מִשְׁלֵי 4 >
שִׁמְעוּ בָנִים מוּסַר אָב וְהַקְשִׁיבוּ לָדַעַת בִּינָֽה׃ | 1 |
И оғуллар, атаңларниң несиһәтлирини аңлаңлар, Көңүл қойсаңлар, Йоруқлуққа еришисиләр.
כִּי לֶקַח טוֹב נָתַתִּי לָכֶם תּֽוֹרָתִי אַֽל־תַּעֲזֹֽבוּ׃ | 2 |
Чүнки силәргә үгитидиғанлирим яхши билимдур, Көрсәтмилиримдин ваз кәчмәңлар.
כִּי־בֵן הָיִיתִי לְאָבִי רַךְ וְיָחִיד לִפְנֵי אִמִּֽי׃ | 3 |
Чүнки мәнму атамниң юмран балиси едим, Анамниң арзулуқ ялғуз оғли едим,
וַיֹּרֵנִי וַיֹּאמֶר לִי יִֽתְמָךְ־דְּבָרַי לִבֶּךָ שְׁמֹר מִצְוֺתַי וֽ͏ֶחְיֵֽה׃ | 4 |
Атам маңа үгитип мундақ деди: — Сөзлиримни есиңдә тут; Көрсәтмилиримгә риайә қил, Шуниң билән яшнайсән.
קְנֵה חָכְמָה קְנֵה בִינָה אַל־תִּשְׁכַּח וְאַל־תֵּט מֵֽאִמְרֵי־פִֽי׃ | 5 |
Даналиқни алғин, әқил тап, Ейтқан сөзлиримни унтума, улардин чиқма.
אַל־תַּעַזְבֶהָ וְתִשְׁמְרֶךָּ אֱהָבֶהָ וְתִצְּרֶֽךָּ׃ | 6 |
[Даналиқтин] ваз кәчмә, у сени сақлайду; Уни сөйгин, у сени қоғдайду.
רֵאשִׁית חָכְמָה קְנֵה חָכְמָה וּבְכָל־קִנְיָנְךָ קְנֵה בִינָֽה׃ | 7 |
Даналиқ һәммә ишниң бешидур; Шуңа даналиқни алғин; Барлиғиңни сәрп қилип болсаңму, әқил тапқин.
סַלְסְלֶהָ וּֽתְרוֹמְמֶךָּ תְּכַבֵּדְךָ כִּי תְחַבְּקֶֽנָּה׃ | 8 |
[Даналиқни] әзизлигин, у сени көтириду, Уни чиң қучағлиғанда, сени һөрмәткә сазавәр қилиду.
תִּתֵּן לְרֹאשְׁךָ לִוְיַת־חֵן עֲטֶרֶת תִּפְאֶרֶת תְּמַגְּנֶֽךָּ׃ | 9 |
Бешиңға тақалған гүл чәмбирәктәк [саңа гөзәллик елип келиду], Саңа шөһрәтлик таҗ инъам қилиду.
שְׁמַע בְּנִי וְקַח אֲמָרָי וְיִרְבּוּ לְךָ שְׁנוֹת חַיִּֽים׃ | 10 |
И оғлум, қулақ салғин, сөзлиримни қобул қилғин, Шунда өмрүңниң жиллири көп болиду.
בְּדֶרֶךְ חָכְמָה הֹרֵתִיךָ הִדְרַכְתִּיךָ בְּמַעְגְּלֵי־יֹֽשֶׁר׃ | 11 |
Мән саңа даналиқ йолини үгитәй, Сени дуруслуқ йоллириға башлай.
בְּֽלֶכְתְּךָ לֹא־יֵצַר צַעֲדֶךָ וְאִם־תָּרוּץ לֹא תִכָּשֵֽׁל׃ | 12 |
Маңғиниңда қәдәмлириң чәкләнмәйду, Жүгүрсәң жиқилип чүшмәйсән.
הַחֲזֵק בַּמּוּסָר אַל־תֶּרֶף נִצְּרֶהָ כִּי־הִיא חַיֶּֽיךָ׃ | 13 |
Алған тәрбийәңни чиң тут, Қолуңдин кәткүзмигин; Убдан сақлиғин уни, Чүнки у сениң һаятиңдур.
בְּאֹרַח רְשָׁעִים אַל־תָּבֹא וְאַל־תְּאַשֵּׁר בְּדֶרֶךְ רָעִֽים׃ | 14 |
Яман адәмләр маңған йолға кирмә, Рәзилләрниң изини басма.
פְּרָעֵהוּ אַל־תַּעֲבָר־בּוֹ שְׂטֵה מֵעָלָיו וַעֲבֽוֹר׃ | 15 |
Уларниң [йолидин] өзүңни қачур, [Йолиға] йеқин йолима; Униңдин яндап өтүп кәт, Нери кәткин.
כִּי לֹא יִֽשְׁנוּ אִם־לֹא יָרֵעוּ וְֽנִגְזְלָה שְׁנָתָם אִם־לֹא יכשולו יַכְשִֽׁילוּ׃ | 16 |
Чүнки [яманлар] бирәр рәзиллик қилмиғичә ухлалмас, Бирәрсини жиқитмиғичә уйқиси кәлмәс.
כִּי לָחֲמוּ לֶחֶם רֶשַׁע וְיֵין חֲמָסִים יִשְׁתּֽוּ׃ | 17 |
Яманлиқ уларниң озуғидур, Зораванлиқ уларниң шарабидур.
וְאֹרַח צַדִּיקִים כְּאוֹר נֹגַהּ הוֹלֵךְ וָאוֹר עַד־נְכוֹן הַיּֽוֹם׃ | 18 |
Лекин һәққанийларниң йоли гоя таң нуридур, Күн чүш болғичә барғансери йоруйду.
דֶּרֶךְ רְשָׁעִים כָּֽאֲפֵלָה לֹא יָדְעוּ בַּמֶּה יִכָּשֵֽׁלוּ׃ | 19 |
Яманларниң йоли зулмәт кечидәк қап қараңғу, Улар жиқилип, немигә путлишип кәткинини билмәйду.
בְּנִי לִדְבָרַי הַקְשִׁיבָה לַאֲמָרַי הַט־אָזְנֶֽךָ׃ | 20 |
И оғлум, сөзлиримни көңүл қоюб аңла, Гәплиримгә қулақ сал.
אַל־יַלִּיזוּ מֵעֵינֶיךָ שָׁמְרֵם בְּתוֹךְ לְבָבֶֽךָ׃ | 21 |
Уларни көзүңдә тутқин, Жүригиңниң қетида қәдирләп сақлиғин.
כִּֽי־חַיִּים הֵם לְמֹצְאֵיהֶם וּֽלְכָל־בְּשָׂרוֹ מַרְפֵּֽא׃ | 22 |
Чүнки сөзлирим тапқанлар үчүн һаяттур, Уларниң пүтүн тенигә саламәтликтур.
מִֽכָּל־מִשְׁמָר נְצֹר לִבֶּךָ כִּֽי־מִמֶּנּוּ תּוֹצְאוֹת חַיִּֽים׃ | 23 |
Қәлбиңни «һәммидин әзиз» дәп сап тут, Чүнки барлиқ һаят ишлири қәлбтин башлиниду.
הָסֵר מִמְּךָ עִקְּשׁוּת פֶּה וּלְזוּת שְׂפָתַיִם הַרְחֵק מִמֶּֽךָּ׃ | 24 |
Ағзиңни әгир гәптин жирақ тарт, Ләвлириң езитқулуқтин нери болсун.
עֵינֶיךָ לְנֹכַח יַבִּיטוּ וְעַפְעַפֶּיךָ יַיְשִׁרוּ נֶגְדֶּֽךָ׃ | 25 |
Көзүңни алдиңға түз тиккин, Нәзириңни алдиңға тоғра ташла;
פַּלֵּס מַעְגַּל רַגְלֶךָ וְֽכָל־דְּרָכֶיךָ יִכֹּֽנוּ׃ | 26 |
Маңидиған йолуңни убдан ойланғин, Шундақ қилсаң ишлириң пухта болиду.
אַֽל־תֵּט־יָמִין וּשְׂמֹאול הָסֵר רַגְלְךָ מֵרָֽע׃ | 27 |
Оңға, солға қаймиғин; Қәдәмлириңни яманлиқ йолидин нери тарт.