< מִשְׁלֵי 23 >
כִּֽי־תֵשֵׁב לִלְחוֹם אֶת־מוֹשֵׁל בִּין תָּבִין אֶת־אֲשֶׁר לְפָנֶֽיךָ׃ | 1 |
Катта әрбаб билән һәмдәстихан болсаң, Алдиңдики ким екәнлигини убдан ойлан.
וְשַׂמְתָּ שַׂכִּין בְּלֹעֶךָ אִם־בַּעַל נֶפֶשׁ אָֽתָּה׃ | 2 |
Иштийиң яман болса, Гелиңға пичақ тәңләп турғандәк өзүңни тарт.
אַל־תִּתְאָו לְמַטְעַמּוֹתָיו וְהוּא לֶחֶם כְּזָבִֽים׃ | 3 |
Униң назу-немәтлирини тама қилма, Улар адәм алдайдиған тамақлардур.
אַל־תִּיגַע לְֽהַעֲשִׁיר מִֽבִּינָתְךָ חֲדָֽל׃ | 4 |
Бай болимән дәп өзүңни упратма; Өзүңниң зеһниңни бу ишқа қаратма.
התעוף הֲתָעִיף עֵינֶיךָ בּוֹ וְֽאֵינֶנּוּ כִּי עָשֹׂה יַעֲשֶׂה־לּוֹ כְנָפַיִם כְּנֶשֶׁר ועיף יָעוּף הַשָּׁמָֽיִם׃ | 5 |
[Байлиқларға] көз тикишиң биләнла, улар йоқ болиду; Пул-мал дәрвәқә өзигә қанат ясап, Худди бүркүттәк асманға учуп кетәр.
אַל־תִּלְחַם אֶת־לֶחֶם רַע עָיִן וְאַל־תתאו תִּתְאָיו לְמַטְעַמֹּתָֽיו׃ | 6 |
Ач көзниң ненини йемә, Униң есил назу-немәтлирини тама қилма;
כִּי ׀ כְּמוֹ־שָׁעַר בְּנַפְשׁוֹ כֶּן־הוּא אֱכֹל וּשְׁתֵה יֹאמַר לָךְ וְלִבּוֹ בַּל־עִמָּֽךְ׃ | 7 |
Чүнки униң көңли қандақ болғандәк, өзиму шундақ. У ағзида: — Қени, алсила, ичсилә! — десиму, Бирақ көңлидә сени ойлиғини йоқ.
פִּֽתְּךָ־אָכַלְתָּ תְקִיאֶנָּה וְשִׁחַתָּ דְּבָרֶיךָ הַנְּעִימִֽים׃ | 8 |
Йегән бир жутум таамниму қусуветисән, Униңға қилған чирайлиқ сөзлириңму бекарға кәткән болиду.
בְּאָזְנֵי כְסִיל אַל־תְּדַבֵּר כִּֽי־יָבוּז לְשֵׂכֶל מִלֶּֽיךָ׃ | 9 |
Ахмаққа йол көрситип салма, Чүнки у әқил сөзлириңни көзгә илмас.
אַל־תַּסֵּג גְּבוּל עוֹלָם וּבִשְׂדֵי יְתוֹמִים אַל־תָּבֹֽא׃ | 10 |
Қедимдә бекиткән йәрниң пасил ташлирини йөткимә, Житимларниң етизлириғиму аяқ басма;
כִּֽי־גֹאֲלָם חָזָק הֽוּא־יָרִיב אֶת־רִיבָם אִתָּֽךְ׃ | 11 |
Чүнки уларниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси интайин күчлүктур; У Өзи улар үчүн үстүңдин дәва қилар.
הָבִיאָה לַמּוּסָר לִבֶּךָ וְאָזְנֶךָ לְאִמְרֵי־דָֽעַת׃ | 12 |
Несиһәткә көңүл қой, Илим-билимләргә қулақ сал.
אַל־תִּמְנַע מִנַּעַר מוּסָר כִּֽי־תַכֶּנּוּ בַשֵּׁבֶט לֹא יָמֽוּת׃ | 13 |
Балаңға тәрбийә бериштин еринмә; Әгәр таяқ билән урсаң, у өлүп кәтмәйду;
אַתָּה בַּשֵּׁבֶט תַּכֶּנּוּ וְנַפְשׁוֹ מִשְּׁאוֹל תַּצִּֽיל׃ (Sheol ) | 14 |
Сән уни таяқ билән урсаң, Бәлким уни тәһтисарадин қутқузивалисән. (Sheol )
בְּנִי אִם־חָכַם לִבֶּךָ יִשְׂמַח לִבִּי גַם־אָֽנִי׃ | 15 |
И оғлум, дана болсаң, Мениң қәлбим қанчә хуш болар еди!
וְתַעְלֹזְנָה כִלְיוֹתָי בְּדַבֵּר שְׂפָתֶיךָ מֵישָׁרִֽים׃ | 16 |
Ағзиңда орунлуқ сөзләр болса, ич-ичимдин шатлинимән.
אַל־יְקַנֵּא לִבְּךָ בַּֽחַטָּאִים כִּי אִם־בְּיִרְאַת־יְהוָה כָּל־הַיּֽוֹם׃ | 17 |
Гуна садир қилғучиларға рәшк қилма, Һәрдайим Пәрвәрдигардин әймиништә турғин;
כִּי אִם־יֵשׁ אַחֲרִית וְתִקְוָתְךָ לֹא תִכָּרֵֽת׃ | 18 |
Шундақ қилғиниңда җәзмән көридиған яхши күнүң болиду, Арзу-үмүтүң бекарға кәтмәс.
שְׁמַע־אַתָּה בְנִי וַחֲכָם וְאַשֵּׁר בַּדֶּרֶךְ לִבֶּֽךָ׃ | 19 |
И оғлум, сөзүмгә қулақ селип дана бол, Қәлбиңни [Худаниң] йолиға башлиғин.
אַל־תְּהִי בְסֹֽבְאֵי־יָיִן בְּזֹלֲלֵי בָשָׂר לָֽמוֹ׃ | 20 |
Мәйхорларға арилашма, Нәпси яман гөшхорлар билән барди-кәлди қилма;
כִּי־סֹבֵא וְזוֹלֵל יִוָּרֵשׁ וּקְרָעִים תַּלְבִּישׁ נוּמָֽה׃ | 21 |
Чүнки һарақкәш билән нәпси яман ахирида йоқсуллуқта қалар, Ғәпләт уйқисиға патқанларға җәндә кийимни кийгүзәр.
שְׁמַע לְאָבִיךָ זֶה יְלָדֶךָ וְאַל־תָּבוּז כִּֽי־זָקְנָה אִמֶּֽךָ׃ | 22 |
Сени тапқан атаңниң сөзини аңла, Анаң қериғанда униңға һөрмәтсизлик қилма.
אֱמֶת קְנֵה וְאַל־תִּמְכֹּר חָכְמָה וּמוּסָר וּבִינָֽה׃ | 23 |
Һәқиқәтни сетивал, Уни һәргиз сетивәтмә. Даналиқ, тәрбийә вә йорутулушниму ал.
גול גִּיל יגול יָגִיל אֲבִי צַדִּיק יולד וְיוֹלֵד חָכָם וישמח־יִשְׂמַח־בּֽוֹ׃ | 24 |
Һәққаний балиниң атиси чоң хошаллиқ тапар; Дана оғулни тапқан атиси униңдин хурсән болар.
יִֽשְׂמַח־אָבִיךָ וְאִמֶּךָ וְתָגֵל יֽוֹלַדְתֶּֽךָ׃ | 25 |
Ата-анаңни сөйүндүрүп, Сени туққан анаңни хуш қил.
תְּנָֽה־בְנִי לִבְּךָ לִי וְעֵינֶיךָ דְּרָכַי תרצנה תִּצֹּֽרְנָה׃ | 26 |
И оғлум, қәлбиңни маңа тапшур; Көзлириңму һаятлиқ йоллиримға тикилсун!
כִּֽי־שׁוּחָה עֲמֻקָּה זוֹנָה וּבְאֵר צָרָה נָכְרִיָּֽה׃ | 27 |
Чүнки паһишә аял чоңқур оридур, Бузуқ ят аял тар зиндандур;
אַף־הִיא כְּחֶתֶף תֶּֽאֱרֹב וּבוֹגְדִים בְּאָדָם תּוֹסִֽף׃ | 28 |
Улар қарақчидәк мөкүвелип, Инсанийәт арисидики вапасизларни көпәйтәр.
לְמִי אוֹי לְמִי אֲבוֹי לְמִי מדונים מִדְיָנִים ׀ לְמִי שִׂיחַ לְמִי פְּצָעִים חִנָּם לְמִי חַכְלִלוּת עֵינָֽיִם׃ | 29 |
Кимдә азап бар? Кимдә дәрд-әләм? Ким җедәл ичидә қалар? Ким налә-пәряд көтирәр? Ким сәвәпсиз ярилинар? Кимниң көзи қизирип кетәр?
לַֽמְאַחֲרִים עַל־הַיָּיִן לַבָּאִים לַחְקֹר מִמְסָֽךְ׃ | 30 |
Дәл шарап үстидә узун олтарған, Әбҗәш шараптин тетишқа алдириған мәйхорлар!
אַל־תֵּרֶא יַיִן כִּי יִתְאַדָּם כִּֽי־יִתֵּן בכיס בַּכּוֹס עֵינוֹ יִתְהַלֵּךְ בְּמֵישָׁרִֽים׃ | 31 |
Шарапниң әҗайип қизиллиғиға, униң җамдики җулалиғиға, Кишиниң гелидин шундақ силиқ өткәнлигигә мәптун болуп қалма!
אַחֲרִיתוֹ כְּנָחָשׁ יִשָּׁךְ וּֽכְצִפְעֹנִי יַפְרִֽשׁ׃ | 32 |
Ахирида у зәһәрлик иландәк чеқивалиду, Оқ иландәк нәштирини санҗийду.
עֵינֶיךָ יִרְאוּ זָרוֹת וְלִבְּךָ יְדַבֵּר תַּהְפֻּכֽוֹת׃ | 33 |
Көз алдиңда ғәлитә мәнзириләр көрүниду, Ағзиңдин қалаймиқан сөзләр чиқиду.
וְהָיִיתָ כְּשֹׁכֵב בְּלֶב־יָם וּכְשֹׁכֵב בְּרֹאשׁ חִבֵּֽל׃ | 34 |
Худди деңиз-океанларда ләйләп қалғандәк, Йәлкәнлик кеминиң мома яғичи үстидә ятқандәк болисән.
הִכּוּנִי בַל־חָלִיתִי הֲלָמוּנִי בַּל־יָדָעְתִּי מָתַי אָקִיץ אוֹסִיף אֲבַקְשֶׁנּוּ עֽוֹד׃ | 35 |
Сән чоқум: — Бириси мени урди, лекин мән яриланмидим! Бириси мени таяқ билән урди, бирақ ағриғини сәзмидим!» — дәйсән. Бирақ сән йәнә: «Һошумға кәлсәмла, мән йәнила шарапни издәймән! — дәйсән.