< איוב 22 >
וַיַּעַן אֱלִיפַז הַֽתֵּמָנִי וַיֹּאמַֽר׃ | 1 |
Андин Теманлиқ Елифаз мундақ деди: —
הַלְאֵל יִסְכָּן־גָּבֶר כִּֽי־יִסְכֹּן עָלֵימוֹ מַשְׂכִּֽיל׃ | 2 |
Адәм Худаға қандақму пайда кәлтүрәлисун? Дана адәмләрму Униңға немә пайда кәлтүрәлисун?
הַחֵפֶץ לְשַׁדַּי כִּי תִצְדָּק וְאִם־בֶּצַע כִּֽי־תַתֵּם דְּרָכֶֽיךָ׃ | 3 |
Сән һәққаний болсаңму, Һәммигә Қадирға немә бәһрә берәләйттиң? Йоллириң әйипсиз болған тәғдирдиму, сән Униңға немә ғәниймәтләрни елип келәләйсән?
הֲֽמִיִּרְאָתְךָ יֹכִיחֶךָ יָבוֹא עִמְּךָ בַּמִּשְׁפָּֽט׃ | 4 |
Униң сени әйипләйдиғанлиғи, Вә Униң саңа шикайәтләр йәткүзидиғини сениң ихласмән болғиниң үчүнму-я?
הֲלֹא רָעָֽתְךָ רַבָּה וְאֵֽין־קֵץ לַעֲוֺנֹתֶֽיךָ׃ | 5 |
Сениң рәзиллигиң зор әмәсму? Сениң гуналириң һесапсиз әмәсму?
כִּֽי־תַחְבֹּל אַחֶיךָ חִנָּם וּבִגְדֵי עֲרוּמִּים תַּפְשִֽׁיט׃ | 6 |
Сән қериндашлириңдин сәвәпсиз кепиллик алғансән; Сән ялаңтүшләрни кийим-кечәклиридин мәһрум қиливәткәнсән.
לֹא־מַיִם עָיֵף תַּשְׁקֶה וּמֵרָעֵב תִּֽמְנַֽע־לָֽחֶם׃ | 7 |
Һалсизланғанларға су бәрмидиң, Ач қалғанларға ашниму аяп бәрмидиң,
וְאִישׁ זְרוֹעַ לוֹ הָאָרֶץ וּנְשׂוּא פָנִים יֵשֶׁב בָּֽהּ׃ | 8 |
Гәрчә сән йәр-зиминлик болған қоли узун адәм болсаңму, Йәр-зимин тутуп һөрмәтлинип кәлгән адәм болсаңму,
אַלְמָנוֹת שִׁלַּחְתָּ רֵיקָם וּזְרֹעוֹת יְתֹמִים יְדֻכָּֽא׃ | 9 |
Сән тул хотунларниму қуруқ қол яндурғансән, Житим-йесирларниң қолиниму янҗитивәткәнсән.
עַל־כֵּן סְבִיבוֹתֶיךָ פַחִים וִֽיבַהֶלְךָ פַּחַד פִּתְאֹֽם׃ | 10 |
Мана шу сәвәптин әтрапиңда қапқанлар ятиду, Уштумтут пәйда болған вәһимиму сени басиду.
אוֹ־חֹשֶׁךְ לֹֽא־תִרְאֶה וְֽשִׁפְעַת־מַיִם תְּכַסֶּֽךָּ׃ | 11 |
Шу сәвәптинму сени қараңғулуқ бесип көрәлмәс қилди, Бир кәлкүн келип сени ғәриқ қилди.
הֲֽלֹא־אֱלוֹהַּ גֹּבַהּ שָׁמָיִם וּרְאֵה רֹאשׁ כּוֹכָבִים כִּי־רָֽמּוּ׃ | 12 |
Тәңри әршаланиң чоққисида туриду әмәсму? Әң егиз юлтузларниң нәқәдәр алий екәнлигигә қарап бақ!
וְֽאָמַרְתָּ מַה־יָּדַֽע אֵל הַבְעַד עֲרָפֶל יִשְׁפּֽוֹט׃ | 13 |
Бирақ сән: «Тәңри немини билиду? У раст шунчә зулмәт қараңғулуқта бир немини пәриқ етәләмду?!» дәватисән.
עָבִים סֵֽתֶר־לוֹ וְלֹא יִרְאֶה וְחוּג שָׁמַיִם יִתְהַלָּֽךְ׃ | 14 |
Йәнә: «Қоюқ булутлар уни тосивалиду, Шуңа У пәләк үстидә айлинип маңғинида бизни көрмәйду!» — дәйсән.
הַאֹרַח עוֹלָם תִּשְׁמֹר אֲשֶׁר דָּרְכוּ מְתֵי־אָֽוֶן׃ | 15 |
Яман адәмләр маңған кона йолни сәнму тутиверәмсән?
אֲשֶֽׁר־קֻמְּטוּ וְלֹא־עֵת נָהָר יוּצַק יְסוֹדָֽם׃ | 16 |
Улар вақти тошмай турупла елип кетилгән, Уларниң һуллири кәлкүн тәрипидин еқитилип кетилгән.
הָאֹמְרִים לָאֵל סוּר מִמֶּנּוּ וּמַה־יִּפְעַל שַׁדַּי לָֽמוֹ׃ | 17 |
Улар Тәңригә: «Биздин нери бол!» Һәммигә Қадир бизни немә қилалисун?» — дәйтти.
וְהוּא מִלֵּא בָתֵּיהֶם טוֹב וַעֲצַת רְשָׁעִים רָחֲקָה מֶֽנִּי׃ | 18 |
Бирақ уларниң өйлирини есил нәрсиләр билән толдурған дәл Униң Өзидур, Мән болсам яманларниң нәсиһитидин жирақлашқанмән!
יִרְאוּ צַדִּיקִים וְיִשְׂמָחוּ וְנָקִי יִלְעַג־לָֽמוֹ׃ | 19 |
Һәққанийлар уларниң бәрбат болғанлиғини көрүп шатлиниду; Бигуналар уларни мазақ қилип: —
אִם־לֹא נִכְחַד קִימָנוּ וְיִתְרָם אָכְלָה אֵֽשׁ׃ | 20 |
«Бизгә қарши чиққучилар шүбһисиз вәйран болиду, От уларниң байлиқлирини жутувәтмәмду?» — дәйду.
הַסְכֶּן־נָא עִמּוֹ וּשְׁלם בָּהֶם תְּֽבוֹאַתְךָ טוֹבָֽה׃ | 21 |
[Шуңа] Худаға бойсунуп Уни тонусаң, Шу чағдила сән аман болисән; Шуниң билән саңа амәт келиду.
קַח־נָא מִפִּיו תּוֹרָה וְשִׂים אֲמָרָיו בִּלְבָבֶֽךָ׃ | 22 |
Униң ағзидин кәлгән несиһәтниму қобул қил, Униң сөзлирини көңлүңгә пүкүп қой.
אִם־תָּשׁוּב עַד־שַׁדַּי תִּבָּנֶה תַּרְחִיק עַוְלָה מֵאָהֳלֶֽךָ׃ | 23 |
Сән Һәммигә Қадирниң йениға қайтип кәлсәң, муқәррәрки, Қайтидин қурулуп чиқалайсән; Әгәр сән қәбиһликни чедирлириңдин жирақлаштурсаң,
וְשִׁית־עַל־עָפָר בָּצֶר וּבְצוּר נְחָלִים אוֹפִֽיר׃ | 24 |
Әгәр сән алтунуңни топа-чаң үстигә ташлалисаң, Офирдики алтунуңни шиддәтлик еқинниң ташлириға қошувәтсәң,
וְהָיָה שַׁדַּי בְּצָרֶיךָ וְכֶסֶף תּוֹעָפוֹת לָֽךְ׃ | 25 |
Ундақта Һәммигә Қадирниң Өзи саңа алтун болиду. Сениң үчүн сәрхил күмүчму болиду.
כִּי־אָז עַל־שַׁדַּי תִּתְעַנָּג וְתִשָּׂא אֶל־אֱלוֹהַּ פָּנֶֽיךָ׃ | 26 |
У чағда сән Һәммигә Қадирдин сөйүнисән, Йүзүңни Тәңригә қарап көтирәләйсән.
תַּעְתִּיר אֵלָיו וְיִשְׁמָעֶךָּ וּנְדָרֶיךָ תְשַׁלֵּֽם׃ | 27 |
Сән Униңға дуа қилсаң, У қулақ салиду, Шундақла сәнму ичкән қәсәмлириңгә әмәл қилисән.
וְֽתִגְזַר־אוֹמֶר וְיָקָם לָךְ וְעַל־דְּרָכֶיךָ נָגַֽהּ אֽוֹר׃ | 28 |
Сән қарар қилған иш әмәлгә ашиду, Йоллириң үстигә нур чүшиду.
כִּֽי־הִשְׁפִּילוּ וַתֹּאמֶר גֵּוָה וְשַׁח עֵינַיִם יוֹשִֽׁעַ׃ | 29 |
Адәмләр пәс қилинғанда, сән уларға: «Орнуңлардин туруңлар!» дәйсән, Шуниң билән [Худа] чирайи сунғанларни қутқузиду.
יֽ͏ְמַלֵּט אִֽי־נָקִי וְנִמְלַט בְּבֹר כַּפֶּֽיךָ׃ | 30 |
У һәтта гунайи бар адәмниму қутқузиду, У қолуңдики һалаллиқтин қутқузулиду.