< הושע 6 >
לְכוּ וְנָשׁוּבָה אֶל־יְהוָה כִּי הוּא טָרָף וְיִרְפָּאֵנוּ יַךְ וְיַחְבְּשֵֽׁנוּ׃ | 1 |
«Келиңлар, Пәрвәрдигарниң йениға қайтайли; Чүнки У титма-титма қиливәтти, бирақ сақайтиду; Урувәтти, бирақ бизни теңип қойиду.
יְחַיֵּנוּ מִיֹּמָיִם בַּיּוֹם הַשְּׁלִישִׁי יְקִמֵנוּ וְנִחְיֶה לְפָנָֽיו׃ | 2 |
У икки күндин кейин бизни җанландуриду; Үчинчи күни У бизни тирилдүриду, Биз Униң йүзи алдида һаят яшаймиз!
וְנֵדְעָה נִרְדְּפָה לָדַעַת אֶת־יְהוָה כְּשַׁחַר נָכוֹן מֽוֹצָאוֹ וְיָבוֹא כַגֶּשֶׁם לָנוּ כְּמַלְקוֹשׁ יוֹרֶה אָֽרֶץ׃ | 3 |
Вә биз Уни билидиған болимиз! Биз Пәрвәрдигарни тонуш һәм билиш үчүн интилип қоғлаймиз! Униң бизни қутқузушқа чиқиши таң сәһәрниң болушидәк муқәррәр; У йенимизға ямғурдәк, йәр-зиминни суғиридиған «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!».
מָה אֶֽעֱשֶׂה־לְּךָ אֶפְרַיִם מָה אֶעֱשֶׂה־לְּךָ יְהוּדָה וְחַסְדְּכֶם כַּֽעֲנַן־בֹּקֶר וְכַטַּל מַשְׁכִּים הֹלֵֽךְ׃ | 4 |
И Әфраим, сени қандақ қилсам болар? И Йәһуда, сени қандақ қилсам болар? Чүнки яхшилиғиңлар сәһәрдики бир парчә булуттәк, Тездин йоқап кетидиған шәбнәмдәктур.
עַל־כֵּן חָצַבְתִּי בַּנְּבִיאִים הֲרַגְתִּים בְּאִמְרֵי־פִי וּמִשְׁפָּטֶיךָ אוֹר יֵצֵֽא׃ | 5 |
Шуңа Мән пәйғәмбәрләр арқилиқ уларни чепивәткән; Ағзимдики сөзләр билән уларни өлтүрүвәткәнмән; Мениң һөкүмүм таң нуридәк чиқиду.
כִּי חֶסֶד חָפַצְתִּי וְלֹא־זָבַח וְדַעַת אֱלֹהִים מֵעֹלֽוֹת׃ | 6 |
Чүнки Мән қурбанлиқлардин әмәс, бәлки меһир-муһәббәттин, Көйдүрмә қурбанлиқлардин көрә, Худани тонуш һәм билиштин хурсәнлик тапимән.
וְהֵמָּה כְּאָדָם עָבְרוּ בְרִית שָׁם בָּגְדוּ בִֽי׃ | 7 |
Бирақ улар Адәм атидәк әһдигә итаәтсизлик қилған; Улар мана шу йол билән Маңа асийлиқ қилған.
גִּלְעָד קִרְיַת פֹּעֲלֵי אָוֶן עֲקֻבָּה מִדָּֽם׃ | 8 |
Гилеад болса қәбиһлик қилғучиларниң шәһири; У қан билән боялған.
וּכְחַכֵּי אִישׁ גְּדוּדִים חֶבֶר כֹּֽהֲנִים דֶּרֶךְ יְרַצְּחוּ־שֶׁכְמָה כִּי זִמָּה עָשֽׂוּ׃ | 9 |
Қарақчилар адәмни пайлиғандәк, Каһинлар топи Шәкәмгә баридиған йолда қатиллиқ қилмақта; Бәрһәқ, улар ипласлиқ қилмақта.
בְּבֵית יִשְׂרָאֵל רָאִיתִי שעריריה שַׁעֲרֽוּרִיָּה שָׁם זְנוּת לְאֶפְרַיִם נִטְמָא יִשְׂרָאֵֽל׃ | 10 |
Исраил җәмәтидә жиркиничлик бир ишни көрдүм; Әфраимниң паһишилиги шу йәрдә тепилиду, Исраил булғанди.
גַּם־יְהוּדָה שָׁת קָצִיר לָךְ בְּשׁוּבִי שְׁבוּת עַמִּֽי׃ | 11 |
Йәнә саңиму, и Йәһуда, териған [гуналириңниң] һосули бекитилгәндур!