< תְהִלִּים 129 >
שִׁ֗יר הַֽמַּ֫עֲל֥וֹת רַ֭בַּת צְרָר֣וּנִי מִנְּעוּרַ֑י יֹֽאמַר־נָ֝א יִשְׂרָאֵֽל׃ | 1 |
«Жуқириға чиқиш нахшиси» «Яшлиғимдин тартип улар көп қетим мени хар қилип кәлди» — — Аһ, Исраил һазир буни десун —
רַ֭בַּת צְרָר֣וּנִי מִנְּעוּרָ֑י גַּ֝ם לֹא־יָ֥כְלוּ לִֽי׃ | 2 |
«Улар яшлиғимдин тартип көп қетим мени хар қилип кәлди, Бирақ үстүмдин ғәлибә қилған әмәс.
עַל־גַּ֭בִּי חָרְשׁ֣וּ חֹרְשִׁ֑ים הֶ֝אֱרִ֗יכוּ לְמַעֲנִיתָֽם׃ | 3 |
Қош һайдиғучилар дүмбәмдә һайдиған, Чөнәклирини интайин узун тартқан».
יְהוָ֥ה צַדִּ֑יק קִ֝צֵּ֗ץ עֲב֣וֹת רְשָׁעִֽים׃ | 4 |
Пәрвәрдигар һәққанийдур; У рәзилләрниң асарәтлирини сундурувәтти;
יֵ֭בֹשׁוּ וְיִסֹּ֣גוּ אָח֑וֹר כֹּ֝֗ל שֹׂנְאֵ֥י צִיּֽוֹן׃ | 5 |
Улар шәрмәндә болуп арқисиға яндурулсун, Зиондин нәпрәтлинидиғанларниң һәммиси!
יִ֭הְיוּ כַּחֲצִ֣יר גַּגּ֑וֹת שֶׁקַּדְמַ֖ת שָׁלַ֣ף יָבֵֽשׁ׃ | 6 |
Улар өгүздә үнүп чиққан чөптәк болсун; Үзүлмәй турупла солишип кетидиған;
שֶׁלֹּ֤א מִלֵּ֖א כַפּ֥וֹ קוֹצֵ֗ר וְחִצְנ֥וֹ מְעַמֵּֽר׃ | 7 |
От-чөп ориғучиға униңдин бир тутамму чиқмайду; Бағ бағлиғучиға бир қучақму чиқмайду;
וְלֹ֤א אָֽמְר֨וּ ׀ הָעֹבְרִ֗ים בִּרְכַּֽת־יְהוָ֥ה אֲלֵיכֶ֑ם בֵּרַ֥כְנוּ אֶ֝תְכֶ֗ם בְּשֵׁ֣ם יְהוָֽה׃ | 8 |
Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай; Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду.