< מִשְׁלֵי 26 >
כַּשֶּׁ֤לֶג ׀ בַּקַּ֗יִץ וְכַמָּטָ֥ר בַּקָּצִ֑יר כֵּ֤ן לֹא־נָאוֶ֖ה לִכְסִ֣יל כָּבֽוֹד׃ | 1 |
Язда қар йеғиш, Орма вақтида ямғур йеғиш қамлашмиғандәк, Иззәт-һөрмәт ахмаққа лайиқ әмәстур.
כַּצִּפּ֣וֹר לָ֭נוּד כַּדְּר֣וֹר לָע֑וּף כֵּ֥ן קִֽלְלַ֥ת חִ֝נָּ֗ם ל֣וֹ תָבֹֽא׃ | 2 |
Ләйләп учуп жүргән қучқачтәк, Учқан қарлиғач йәргә қонмиғандәк, Сәвәпсиз қарғиш кишигә зиян кәлтүрәлмәс.
שׁ֣וֹט לַ֭סּוּס מֶ֣תֶג לַחֲמ֑וֹר וְ֝שֵׁ֗בֶט לְגֵ֣ו כְּסִילִֽים׃ | 3 |
Атқа қамча, ешәккә нохта лазим болғинидәк, Ахмақниң дүмбисигә таяқ лайиқтур.
אַל־תַּ֣עַן כְּ֭סִיל כְּאִוַּלְתּ֑וֹ פֶּֽן־תִּשְׁוֶה־לּ֥וֹ גַם־אָֽתָּה׃ | 4 |
Ахмақниң әхмиқанә гепи бойичә униңға җавап бәрмигин, Җавап бәрсәң өзүң униңға охшап қелишиң мүмкин.
עֲנֵ֣ה כְ֭סִיל כְּאִוַּלְתּ֑וֹ פֶּן־יִהְיֶ֖ה חָכָ֣ם בְּעֵינָֽיו׃ | 5 |
Ахмақниң әхмиқанә гепи бойичә униңға җавап бәргин, Җавап бәрмисәң у өзиниң ахмақлиғини әқиллиқ дәп чағлар.
מְקַצֶּ֣ה רַ֭גְלַיִם חָמָ֣ס שֹׁתֶ֑ה שֹׁלֵ֖חַ דְּבָרִ֣ים בְּיַד־כְּסִֽיל׃ | 6 |
Өз путини кесивәткәндәк, Өз бешиға зулмәт тилигәндәк, Ахмақтин хәвәр йоллашму шундақ бир иштур.
דַּלְי֣וּ שֹׁ֭קַיִם מִפִּסֵּ֑חַ וּ֝מָשָׁ֗ל בְּפִ֣י כְסִילִֽים׃ | 7 |
Токурниң карға кәлмигән путлиридәк, Ахмақниң ағзиға селинған пәнд-несиһәтму бекар болур.
כִּצְר֣וֹר אֶ֭בֶן בְּמַרְגֵּמָ֑ה כֵּן־נוֹתֵ֖ן לִכְסִ֣יל כָּבֽוֹד׃ | 8 |
Салғиға ташни бағлап атқандәк, Ахмаққа һөрмәт билдүрүшму әхмиқанә иштур.
ח֭וֹחַ עָלָ֣ה בְיַד־שִׁכּ֑וֹר וּ֝מָשָׁ֗ל בְּפִ֣י כְסִילִֽים׃ | 9 |
Ахмақниң ағзиға селинған пәнд-несиһәт, Мәсниң қолиға санҗилған тикәндәктур.
רַ֥ב מְחֽוֹלֵֽל־כֹּ֑ל וְשֹׂכֵ֥ר כְּ֝סִ֗יל וְשֹׂכֵ֥ר עֹבְרִֽים׃ | 10 |
Өз йеқинлирини қарисиға зәхимләндүргән оқячидәк, Ахмақни яки удул кәлгән адәмни яллап ишләткән ғоҗайинму охшашла зәхимләндүргүчидур.
כְּ֭כֶלֶב שָׁ֣ב עַל־קֵא֑וֹ כְּ֝סִ֗יל שׁוֹנֶ֥ה בְאִוַּלְתּֽוֹ׃ | 11 |
Ишт айлинип келип өз қусуғини ялиғандәк, Ахмақ ахмақлиғини қайтилар.
רָאִ֗יתָ אִ֭ישׁ חָכָ֣ם בְּעֵינָ֑יו תִּקְוָ֖ה לִכְסִ֣יל מִמֶּֽנּוּ׃ | 12 |
Өзини дана чағлап мәмнун болған кишини көрдүңму? Униңға үмүт бағлимақтин ахмаққа үмүт бағлимақ әвзәлдур.
אָמַ֣ר עָ֭צֵל שַׁ֣חַל בַּדָּ֑רֶךְ אֲ֝רִ֗י בֵּ֣ין הָרְחֹבֽוֹת׃ | 13 |
Һорун адәм: — «Ташқирида дәһшәтлик бир шир туриду, Кочида бир шир жүриду!» — дәп [өйдин чиқмас].
הַ֭דֶּלֶת תִּסּ֣וֹב עַל־צִירָ֑הּ וְ֝עָצֵ֗ל עַל־מִטָּתֽוֹ׃ | 14 |
Өз муҗуқида ечилип-йепилип турған ишиккә охшаш, Һорун кариватта йетип у яқ-бу яққа өрүлмәктә.
טָ֘מַ֤ן עָצֵ֣ל יָ֭דוֹ בַּצַּלָּ֑חַת נִ֝לְאָ֗ה לַֽהֲשִׁיבָ֥הּ אֶל־פִּֽיו׃ | 15 |
Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән, Ғизани ағзиға селиштинму еринәр.
חָכָ֣ם עָצֵ֣ל בְּעֵינָ֑יו מִ֝שִּׁבְעָ֗ה מְשִׁ֣יבֵי טָֽעַם׃ | 16 |
Һорун өзини пәм билән җавап бәргүчи йәттә кишидинму дана санар.
מַחֲזִ֥יק בְּאָזְנֵי־כָ֑לֶב עֹבֵ֥ר מִ֝תְעַבֵּ֗ר עַל־רִ֥יב לֹּֽא־לֽוֹ׃ | 17 |
Кочида келиветип, өзигә мунасивәтсиз маҗираға арилашқан киши, Иштниң қулиқини тутуп созғанға охшаш хәтәргә дучар болар.
כְּֽ֭מִתְלַהְלֵהַּ הַיֹּרֶ֥ה זִקִּ֗ים חִצִּ֥ים וָמָֽוֶת׃ | 18 |
Өз йеқинлирини алдап «Пәқәт чақчақ қилип қойдум!» дәйдиған киши, Отқашларни, оқларни, һәр хил әҗәллик қуралларни атқан тәлвигә охшайду.
כֵּֽן־אִ֭ישׁ רִמָּ֣ה אֶת־רֵעֵ֑הוּ וְ֝אָמַ֗ר הֲֽלֹא־מְשַׂחֵ֥ק אָֽנִי׃ | 19 |
בְּאֶ֣פֶס עֵ֭צִים תִּכְבֶּה־אֵ֑שׁ וּבְאֵ֥ין נִ֝רְגָּ֗ן יִשְׁתֹּ֥ק מָדֽוֹן׃ | 20 |
Отун болмиса от өчәр; Ғәйвәт болмиса, җедәл бесилар.
פֶּחָ֣ם לְ֭גֶחָלִים וְעֵצִ֣ים לְאֵ֑שׁ וְאִ֥ישׁ מִ֝דְיָנִ֗ים לְחַרְחַר־רִֽיב׃ פ | 21 |
Чоғлар үстигә чачқан көмүрдәк, От үстигә қойған отундәк, җедәлчи җедәлни улғайтар.
דִּבְרֵ֣י נִ֭רְגָּן כְּמִֽתְלַהֲמִ֑ים וְ֝הֵ֗ם יָרְד֥וּ חַדְרֵי־בָֽטֶן׃ | 22 |
Ғәйвәтхорниң сөзлири һәр хил назу-немәтләрдәк, Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр.
כֶּ֣סֶף סִ֭יגִים מְצֻפֶּ֣ה עַל־חָ֑רֶשׂ שְׂפָתַ֖יִם דֹּלְקִ֣ים וְלֶב־רָֽע׃ | 23 |
Ялқунлуқ ләвләр рәзил көңүлләргә қошулғанда, Сапал қачиға күмүч һәл бәргәнгә охшаштур.
בִּ֭שְׂפָתָיו יִנָּכֵ֣ר שׂוֹנֵ֑א וּ֝בְקִרְבּ֗וֹ יָשִׁ֥ית מִרְמָֽה׃ | 24 |
Адавәт сақлайдиған адәм өчини гәплири билән япсиму, Көңлидә қат-қат сүйқәст сақлайду.
כִּֽי־יְחַנֵּ֣ן ק֭וֹלוֹ אַל־תַּֽאֲמֶן־בּ֑וֹ כִּ֤י שֶׁ֖בַע תּוֹעֵב֣וֹת בְּלִבּֽוֹ׃ | 25 |
Униң сөзи чирайлиқ болсиму, ишинип кәтмигин; Қәлбидә йәттә қат ипласлиқ бардур.
תִּכַּסֶּ֣ה שִׂ֭נְאָה בְּמַשָּׁא֑וֹן תִּגָּלֶ֖ה רָעָת֣וֹ בְקָהָֽל׃ | 26 |
У өчмәнлигини чирайлиқ гәп билән япсиму, Лекин рәзиллиги җамаәтниң алдида ашкарилинар.
כֹּֽרֶה־שַּׁ֭חַת בָּ֣הּ יִפֹּ֑ל וְגֹ֥לֵ֥ל אֶ֝בֶן אֵלָ֥יו תָּשֽׁוּב׃ | 27 |
Кишигә ора колиған өзи чүшәр; Ташни домилатқан кишини таш думилап қайтип келип уни янҗар.
לְֽשׁוֹן־שֶׁ֭קֶר יִשְׂנָ֣א דַכָּ֑יו וּפֶ֥ה חָ֝לָ֗ק יַעֲשֶׂ֥ה מִדְחֶֽה׃ | 28 |
Сахта тил өзи зиянкәшлик қилған кишиләргә нәпрәтлинәр; Хушамәт қилғучи еғиз адәмни һалакәткә иштирәр.