< יְשַׁעְיָהוּ 9 >

כִּ֣י לֹ֣א מוּעָף֮ לַאֲשֶׁ֣ר מוּצָ֣ק לָהּ֒ כָּעֵ֣ת הָרִאשׁ֗וֹן הֵקַ֞ל אַ֤רְצָה זְבֻלוּן֙ וְאַ֣רְצָה נַפְתָּלִ֔י וְהָאַחֲר֖וֹן הִכְבִּ֑יד דֶּ֤רֶךְ הַיָּם֙ עֵ֣בֶר הַיַּרְדֵּ֔ן גְּלִ֖יל הַגּוֹיִֽם׃ 1
Бирақ, һәсрәт-надамәткә қалғанларға зулмәт боливәрмәйду; У өткән заманларда Зәбулун зиминини вә Нафтали зиминини хар қилдурған; Бирақ кәлгүсидә У мошу йәрни, йәни «ят әлләрниң макани» Галилийәгә, җүмлидин «деңиз йоли» бойидики җайлар вә Иордан дәриясиниң қарши қирғақлириға шан-шөһрәт кәлтүриду;
הָעָם֙ הַהֹלְכִ֣ים בַּחֹ֔שֶׁךְ רָא֖וּ א֣וֹר גָּד֑וֹל יֹשְׁבֵי֙ בְּאֶ֣רֶץ צַלְמָ֔וֶת א֖וֹר נָגַ֥הּ עֲלֵיהֶֽם׃ 2
Қараңғулуқта меңип жүргән кишиләр зор бир нурни көрди; Өлүм сайисиниң жутида турғучиларға болса, Дәл уларниң үстигә нур парлиди.
הִרְבִּ֣יתָ הַגּ֔וֹי ל֖וֹ הִגְדַּ֣לְתָּ הַשִּׂמְחָ֑ה שָׂמְח֤וּ לְפָנֶ֙יךָ֙ כְּשִׂמְחַ֣ת בַּקָּצִ֔יר כַּאֲשֶׁ֥ר יָגִ֖ילוּ בְּחַלְּקָ֥ם שָׁלָֽל׃ 3
— Сән әлни авуттуң, Уларниң шатлиғини зиядә қилдиң; Хәлиқләр һосул вақтида шатланғандәк, Җәң олҗисини үләштүргән вақитта хошаллиққа чөмгәндәк, Улар алдиңда шатлинип кетиду.
כִּ֣י ׀ אֶת־עֹ֣ל סֻבֳּל֗וֹ וְאֵת֙ מַטֵּ֣ה שִׁכְמ֔וֹ שֵׁ֖בֶט הַנֹּגֵ֣שׂ בּ֑וֹ הַחִתֹּ֖תָ כְּי֥וֹם מִדְיָֽן׃ 4
Чүнки Мидиянниң [үстидин ғәлибә қилған] күнгә охшаш, Сән униңға селинған боюнтуруқни, Мүрисигә чүшкән әпкәшни, Уларни әзгүчиниң тайиғини сундуруп ташливәттиң.
כִּ֤י כָל־סְאוֹן֙ סֹאֵ֣ן בְּרַ֔עַשׁ וְשִׂמְלָ֖ה מְגוֹלָלָ֣ה בְדָמִ֑ים וְהָיְתָ֥ה לִשְׂרֵפָ֖ה מַאֲכֹ֥לֶת אֵֽשׁ׃ 5
Чүнки [ләшкәрләрниң] урушта кийгән һәр бир өтүклири, Қанға миләнгән һәр бир тонлири болса пәқәтла от үчүн йеқилғу болиду.
כִּי־יֶ֣לֶד יֻלַּד־לָ֗נוּ בֵּ֚ן נִתַּן־לָ֔נוּ וַתְּהִ֥י הַמִּשְׂרָ֖ה עַל־שִׁכְמ֑וֹ וַיִּקְרָ֨א שְׁמ֜וֹ פֶּ֠לֶא יוֹעֵץ֙ אֵ֣ל גִּבּ֔וֹר אֲבִיעַ֖ד שַׂר־שָׁלֽוֹם׃ 6
Чүнки биз үчүн бир бала туғулди; Бизгә бир оғул ата қилинди; Һөкүмранлиқ болса униң зиммисигә қоюлиду; Униң нами: — «Карамәт Мәслиһәтчи, Қудрәтлик Тәңри, Мәңгүлүк Ата, аман-хатирҗәмлик Егиси Шаһзадә» дәп атилиду.
לְמַרְבֵּ֨ה הַמִּשְׂרָ֜ה וּלְשָׁל֣וֹם אֵֽין־קֵ֗ץ עַל־כִּסֵּ֤א דָוִד֙ וְעַל־מַמְלַכְתּ֔וֹ לְהָכִ֤ין אֹתָהּ֙ וּֽלְסַעֲדָ֔הּ בְּמִשְׁפָּ֖ט וּבִצְדָקָ֑ה מֵעַתָּה֙ וְעַד־עוֹלָ֔ם קִנְאַ֛ת יְהוָ֥ה צְבָא֖וֹת תַּעֲשֶׂה־זֹּֽאת׃ ס 7
У Давутниң тәхтигә олтарғанда вә падишалиғиға һөкүмранлиқ қилғанда, Шу чағдин башлап та әбәдил-әбәткичә, Уни адаләт һәм һәққанийлиқ билән тикләйду, шундақла мәзмут сақлайду, Униңдин келидиған һөкүмранлиқ вә аман-хатирҗәмликниң ешиши пүтмәс-түгимәс болиду. Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң отлуқ муһәббити мошуларни ада қилиду.
דָּבָ֛ר שָׁלַ֥ח אֲדֹנָ֖י בְּיַעֲקֹ֑ב וְנָפַ֖ל בְּיִשְׂרָאֵֽל׃ 8
Рәб Яқуп җәмәтигә бир сөз әвәтти, У пат арида Исраилға чүшиду,
וְיָדְעוּ֙ הָעָ֣ם כֻּלּ֔וֹ אֶפְרַ֖יִם וְיוֹשֵׁ֣ב שֹׁמְר֑וֹן בְּגַאֲוָ֛ה וּבְגֹ֥דֶל לֵבָ֖ב לֵאמֹֽר׃ 9
Барлиқ хәлиқ, йәни Әфраим вә Самарийәдикиләр шу [сөзниң] тоғрилиғини билгән болсиму, Лекин көңлидә тәкәббурлишип йоғанлиқ қилип, улар: —
לְבֵנִ֥ים נָפָ֖לוּ וְגָזִ֣ית נִבְנֶ֑ה שִׁקְמִ֣ים גֻּדָּ֔עוּ וַאֲרָזִ֖ים נַחֲלִֽיף׃ 10
— «Хишлар чүшүп кәтти, Бирақ уларниң орниға ойулған ташлар билән қайта ясаймиз; Ерән дәрәқлири кесилип болди, Бирақ уларниң орнида кедир дәрәқлирини ишлитимиз» — дейишиду;
וַיְשַׂגֵּ֧ב יְהוָ֛ה אֶת־צָרֵ֥י רְצִ֖ין עָלָ֑יו וְאֶת־אֹיְבָ֖יו יְסַכְסֵֽךְ׃ 11
Шуңа Пәрвәрдигар Рәзинниң күшәндилирини [Исраилға] қарши күчләндүрди, [Яқупниң] дүшмәнлирини қозғиди.
אֲרָ֣ם מִקֶּ֗דֶם וּפְלִשְׁתִּים֙ מֵֽאָח֔וֹר וַיֹּאכְל֥וּ אֶת־יִשְׂרָאֵ֖ל בְּכָל־פֶּ֑ה בְּכָל־זֹאת֙ לֹא־שָׁ֣ב אַפּ֔וֹ וְע֖וֹד יָד֥וֹ נְטוּיָֽה׃ 12
Шәриқтин Сурийәликләр, ғәрәбтә Филистийләр, Улар ағзини һаңдәк ечип Исраилни жутувалиду. Ишлар шундақ дейилгәндәк болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
וְהָעָ֥ם לֹא־שָׁ֖ב עַד־הַמַּכֵּ֑הוּ וְאֶת־יְהוָ֥ה צְבָא֖וֹת לֹ֥א דָרָֽשׁוּ׃ ס 13
Бирақ хәлиқ өзлирини Урғучиниң йениға техи йенип кәлмиди, Улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарни издимәйватиду.
וַיַּכְרֵ֨ת יְהוָ֜ה מִיִּשְׂרָאֵ֗ל רֹ֧אשׁ וְזָנָ֛ב כִּפָּ֥ה וְאַגְמ֖וֹן י֥וֹם אֶחָֽד׃ 14
Шуңа Пәрвәрдигар бир күн ичидә Исраилниң беши вә қуйруғини, Палма шехи вә қомушини кесип ташлайду;
זָקֵ֥ן וּנְשׂוּא־פָנִ֖ים ה֣וּא הָרֹ֑אשׁ וְנָבִ֥יא מֽוֹרֶה־שֶּׁ֖קֶר ה֥וּא הַזָּנָֽב׃ 15
Мойсипит вә мөһтәрәмләр болса баштур; Ялғанчилиқ үгитидиған пәйғәмбәр — қуйруқтур.
וַיִּֽהְי֛וּ מְאַשְּׁרֵ֥י הָֽעָם־הַזֶּ֖ה מַתְעִ֑ים וּמְאֻשָּׁרָ֖יו מְבֻלָּעִֽים׃ 16
Чүнки мошу хәлиқниң йетәкчилири уларни аздуриду, Йетәкләнгүчиләр болса жутувелинип йоқилиду.
עַל־כֵּ֨ן עַל־בַּחוּרָ֜יו לֹֽא־יִשְׂמַ֣ח ׀ אֲדֹנָ֗י וְאֶת־יְתֹמָ֤יו וְאֶת־אַלְמְנֹתָיו֙ לֹ֣א יְרַחֵ֔ם כִּ֤י כֻלּוֹ֙ חָנֵ֣ף וּמֵרַ֔ע וְכָל־פֶּ֖ה דֹּבֵ֣ר נְבָלָ֑ה בְּכָל־זֹאת֙ לֹא־שָׁ֣ב אַפּ֔וֹ וְע֖וֹד יָד֥וֹ נְטוּיָֽה׃ 17
Шуңа Рәб уларниң жигитлиридин хурсәнлик тапмайду, Житим-йесирлири вә тул хотунлириға рәһим қилмайду; Чүнки һәр бири иплас вә рәзиллик қилғучи, Һәммә еғиздин чиққини пасиқлиқтур. Һәммиси шундақ болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
כִּֽי־בָעֲרָ֤ה כָאֵשׁ֙ רִשְׁעָ֔ה שָׁמִ֥יר וָשַׁ֖יִת תֹּאכֵ֑ל וַתִּצַּת֙ בְּסִֽבְכֵ֣י הַיַּ֔עַר וַיִּֽתְאַבְּכ֖וּ גֵּא֥וּת עָשָֽׁן׃ 18
Чүнки рәзиллик оттәк көйиду, У җиған вә тикәнләрни жутувалиду; У орманниң барақсан җайлири арисида тутишиду, Улар ис-түтәклик түврүк болуп пурқирап жуқуриға өрләйду;
בְּעֶבְרַ֛ת יְהוָ֥ה צְבָא֖וֹת נֶעְתַּ֣ם אָ֑רֶץ וַיְהִ֤י הָעָם֙ כְּמַאֲכֹ֣לֶת אֵ֔שׁ אִ֥ישׁ אֶל־אָחִ֖יו לֹ֥א יַחְמֹֽלוּ׃ 19
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң дәрғәзиви билән зимин көйдүрүп ташлиниду, Хәлиқ болса отниң йеқилғуси болиду, халас; Һеч ким өз қериндишини аяп рәһим қилмайду.
וַיִּגְזֹ֤ר עַל־יָמִין֙ וְרָעֵ֔ב וַיֹּ֥אכַל עַל־שְׂמֹ֖אול וְלֹ֣א שָׂבֵ֑עוּ אִ֥ישׁ בְּשַׂר־זְרֹע֖וֹ יֹאכֵֽלוּ׃ 20
Бириси оң тәрәптә гөш кесип йәп, тоймайду, Сол тәрәптин ялмап йәпму, қанаәтләнмәйду; Һәр ким өз билигини йәйду;
מְנַשֶּׁ֣ה אֶת־אֶפְרַ֗יִם וְאֶפְרַ֙יִם֙ אֶת־מְנַשֶּׁ֔ה יַחְדָּ֥ו הֵ֖מָּה עַל־יְהוּדָ֑ה בְּכָל־זֹאת֙ לֹא־שָׁ֣ב אַפּ֔וֹ וְע֖וֹד יָד֥וֹ נְטוּיָֽה׃ ס 21
Мәнассәһ Әфраимни, Әфраим болса мәнассәһни йәйду; Униң үстигә иккисиму Йәһудаға қарши туриду. Һәммиси шундақ болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.

< יְשַׁעְיָהוּ 9 >