< חֲבַקּוּק 3 >

תְּפִלָּ֖ה לַחֲבַקּ֣וּק הַנָּבִ֑יא עַ֖ל שִׁגְיֹנֽוֹת׃ 1
Һабаккук пәйғәмбәрниң дуаси, «Шиггаон» аһаңида: —
יְהוָ֗ה שָׁמַ֣עְתִּי שִׁמְעֲךָ֮ יָרֵאתִי֒ יְהוָ֗ה פָּֽעָלְךָ֙ בְּקֶ֤רֶב שָׁנִים֙ חַיֵּ֔יהוּ בְּקֶ֥רֶב שָׁנִ֖ים תּוֹדִ֑יעַ בְּרֹ֖גֶז רַחֵ֥ם תִּזְכּֽוֹר׃ 2
«Пәрвәрдигар, мән хәвириңни аңлидим, әйминип қорқтум. И Пәрвәрдигар, жиллар арисида ишиңни қайтидин җанландурғайсән, Жиллар арисида ишиңни тонутқайсән; Дәрғәзәптә болғиниңда рәһимдиллиқни есиңгә кәлтүргәйсән!
אֱל֙וֹהַ֙ מִתֵּימָ֣ן יָב֔וֹא וְקָד֥וֹשׁ מֵֽהַר־פָּארָ֖ן סֶ֑לָה כִּסָּ֤ה שָׁמַ֙יִם֙ הוֹד֔וֹ וּתְהִלָּת֖וֹ מָלְאָ֥ה הָאָֽרֶץ׃ 3
Тәңри Темандин, Пак-Муқәддәс Болғучи Паран теғидин кәлди; (Селаһ) Униң шан-шәриви асманларни қаплиди, Йәр йүзи униң мәдһийилири билән толди;
וְנֹ֙גַהּ֙ כָּא֣וֹר תִּֽהְיֶ֔ה קַרְנַ֥יִם מִיָּד֖וֹ ל֑וֹ וְשָׁ֖ם חֶבְי֥וֹן עֻזּֽוֹ׃ 4
Униң пақирақлиғи таң нуридәк болди, Қолидин чақмақ чаққандәк икки нур чиқти; Шу йәрдә униң күч-қудрити йошурунуп туриду.
לְפָנָ֖יו יֵ֣לֶךְ דָּ֑בֶר וְיֵצֵ֥א רֶ֖שֶׁף לְרַגְלָֽיו׃ 5
Униң алдидин ваба, Путлиридин чоғдәк ялқун чиқмақта еди;
עָמַ֣ד ׀ וַיְמֹ֣דֶד אֶ֗רֶץ רָאָה֙ וַיַּתֵּ֣ר גּוֹיִ֔ם וַיִּתְפֹּֽצְצוּ֙ הַרְרֵי־עַ֔ד שַׁח֖וּ גִּבְע֣וֹת עוֹלָ֑ם הֲלִיכ֥וֹת עוֹלָ֖ם לֽוֹ׃ 6
У туруп йәр йүзини мөлчәрлиди; У қаривиди, әлләрни дәккә-дүккигә салди; «мәңгү тағлар» парә-парә қилинди, «әбәдий дөң-егизликләр» егилдүрүлди, Униң йоллири болса әбәдийдур.
תַּ֣חַת אָ֔וֶן רָאִ֖יתִי אָהֳלֵ֣י כוּשָׁ֑ן יִרְגְּז֕וּן יְרִיע֖וֹת אֶ֥רֶץ מִדְיָֽן׃ ס 7
Мән Кушан қәбилисиниң чедирлириниң паракәндичиликтә болғанлиғини, Мидиян зиминидики пәрдиләрни титрәк басқанлиғини көрдум.
הֲבִנְהָרִים֙ חָרָ֣ה יְהוָ֔ה אִ֤ם בַּנְּהָרִים֙ אַפֶּ֔ךָ אִם־בַּיָּ֖ם עֶבְרָתֶ֑ךָ כִּ֤י תִרְכַּב֙ עַל־סוּסֶ֔יךָ מַרְכְּבֹתֶ֖יךָ יְשׁוּעָֽה׃ 8
Пәрвәрдигар дәрияларға аччиқландимекин? Сениң ғәзивиң дәрияларға қаритилдимекин? Қәһриң деңизға қаритилдимекин? Атлириңға, ниҗат-қутқузушни епкелидиған җәң һарвулириңға минип кәлгәнғусән!
עֶרְיָ֤ה תֵעוֹר֙ קַשְׁתֶּ֔ךָ שְׁבֻע֥וֹת מַטּ֖וֹת אֹ֣מֶר סֶ֑לָה נְהָר֖וֹת תְּבַקַּע־אָֽרֶץ׃ 9
Сениң оқяйиң аян қилинди, Сөзүң бойичә, [Исраил] қәбилилиригә ичкән қәсәмлириң үчүн аян қилинди! (Селаһ) Сән йәр йүзини дәрия-кәлкүнләр билән айривәттиң.
רָא֤וּךָ יָחִ֙ילוּ֙ הָרִ֔ים זֶ֥רֶם מַ֖יִם עָבָ֑ר נָתַ֤ן תְּהוֹם֙ קוֹל֔וֹ ר֖וֹם יָדֵ֥יהוּ נָשָֽׂא׃ 10
Тағлар Сени көрүп, азаплинип толғинип кәтти; Долқунлап аққан сулар кәлкүндәк өтүп кәтти; Чоңқур деңиз авазини қоюветип, Қоллирини жуқуриға өрләтти.
שֶׁ֥מֶשׁ יָרֵ֖חַ עָ֣מַד זְבֻ֑לָה לְא֤וֹר חִצֶּ֙יךָ֙ יְהַלֵּ֔כוּ לְנֹ֖גַהּ בְּרַ֥ק חֲנִיתֶֽךָ׃ 11
Етилған оқлириңниң пақирақ нурини көрүп, Палилдиған нәйзәңниң йоруқлуғини көрүп, Қуяш һәм ай өз туралғусида җим турди.
בְּזַ֖עַם תִּצְעַד־אָ֑רֶץ בְּאַ֖ף תָּד֥וּשׁ גּוֹיִֽם׃ 12
Сән аччиғиңда йәр йүзидин өтүп жүрүш қилдиң; Әлләрни ғәзивиңдә зираәтни соққандәк соқтуң;
יָצָ֙אתָ֙ לְיֵ֣שַׁע עַמֶּ֔ךָ לְיֵ֖שַׁע אֶת־מְשִׁיחֶ֑ךָ מָחַ֤צְתָּ רֹּאשׁ֙ מִבֵּ֣ית רָשָׁ֔ע עָר֛וֹת יְס֥וֹד עַד־צַוָּ֖אר סֶֽלָה׃ פ 13
Өз хәлқиңниң ниҗат-қутқузулуши үчүн, Сән Өз Мәсиһиң билән биллә ниҗат-қутқузуш үчүн чиқтиң; Улини бойниғичә ечип ташлап, Рәзилниң җәмәтиниң бешини уруп-янчип, униңдин айривәттиң; (Селаһ)
נָקַ֤בְתָּ בְמַטָּיו֙ רֹ֣אשׁ פְּרָזָ֔יו יִסְעֲר֖וּ לַהֲפִיצֵ֑נִי עֲלִ֣יצֻתָ֔ם כְּמוֹ־לֶאֱכֹ֥ל עָנִ֖י בַּמִּסְתָּֽר׃ 14
Сән униң нәйзилири билән сәрдарлириниң бешиға санҗидиң; Улар дәһшәтлик қара қуюндәк мени тарқитиветишкә чиқти, Уларниң хошаллиғи аҗиз мөминләрни йошурун җайда ялмап жутуштин ибарәттур!
דָּרַ֥כְתָּ בַיָּ֖ם סוּסֶ֑יךָ חֹ֖מֶר מַ֥יִם רַבִּֽים׃ 15
Сән атлириң билән деңиздин, Йәни дога-дога қилинған улуқ сулардин өтүп маңдиң!
שָׁמַ֣עְתִּי ׀ וַתִּרְגַּ֣ז בִּטְנִ֗י לְקוֹל֙ צָלֲל֣וּ שְׂפָתַ֔י יָב֥וֹא רָקָ֛ב בַּעֲצָמַ֖י וְתַחְתַּ֣י אֶרְגָּ֑ז אֲשֶׁ֤ר אָנ֙וּחַ֙ לְי֣וֹם צָרָ֔ה לַעֲל֖וֹת לְעַ֥ם יְגוּדֶֽנּוּ׃ 16
Мән буларни аңлидим, ичи-бағримни титрәк басти; Авазни аңлап калпуклирим дир-дир қилди, Устиханлирим чирип кәткәндәк болди, Путлиримни титрәк басти; Чүнки мән күлпәтлик күнидә, Йәни өз хәлқимгә таҗавуз қилғучи бесип киргән күнидиму, Сәвир-хатирҗәмликтә турушум керәк.
כִּֽי־תְאֵנָ֣ה לֹֽא־תִפְרָ֗ח וְאֵ֤ין יְבוּל֙ בַּגְּפָנִ֔ים כִּחֵשׁ֙ מַעֲשֵׂה־זַ֔יִת וּשְׁדֵמ֖וֹת לֹא־עָ֣שָׂה אֹ֑כֶל גָּזַ֤ר מִמִּכְלָה֙ צֹ֔אן וְאֵ֥ין בָּקָ֖ר בָּרְפָתִֽים׃ 17
Чүнки әнҗир дәриғи чечәклимисиму, Үзүм таллирида мевә болмисиму, Зәйтун дәриғигә қилған әҗир йоққа чиққан болсиму, Етизлар һеч һосул бәрмигән болсиму, Қотандин қой падиси үзүлгән болсиму, Еғилда кала падиси йоқ болсиму,
וַאֲנִ֖י בַּיהוָ֣ה אֶעְל֑וֹזָה אָגִ֖ילָה בֵּאלֹהֵ֥י יִשְׁעִֽי׃ 18
Мән һаман Пәрвәрдигардин шатлинимән, Маңа ниҗатимни бәргүчи Худайимдин шатлиққа чөмүлимән,
יְהוִ֤הּ אֲדֹנָי֙ חֵילִ֔י וַיָּ֤שֶׂם רַגְלַי֙ כָּֽאַיָּל֔וֹת וְעַ֥ל בָּמוֹתַ֖י יַדְרִכֵ֑נִי לַמְנַצֵּ֖חַ בִּנְגִינוֹתָֽי׃ 19
Пәрвәрдигар, Рәб, мениң күч-қудритимдур; У мениң путлиримни кейикниңкидәк қилиду; Мени жуқури җайлиримда маңғузиду! (Бу күй нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун).

< חֲבַקּוּק 3 >