< יְחֶזְקֵאל 19 >

וְאַתָּה֙ שָׂ֣א קִינָ֔ה אֶל־נְשִׂיאֵ֖י יִשְׂרָאֵֽל׃ 1
— «Әнди сән, Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийәни ағзиңға елип мундақ дәп оқуғин: —
וְאָמַרְתָּ֗ מָ֤ה אִמְּךָ֙ לְבִיָּ֔א בֵּ֥ין אֲרָי֖וֹת רָבָ֑צָה בְּת֥וֹךְ כְּפִרִ֖ים רִבְּתָ֥ה גוּרֶֽיהָ׃ 2
«Ширлар арисида анаң қандақ бир чиши шир еди! У яш ширлар арисида ятқан, у асланлирини беқип қувәтлиди.
וַתַּ֛עַל אֶחָ֥ד מִגֻּרֶ֖יהָ כְּפִ֣יר הָיָ֑ה וַיִּלְמַ֥ד לִטְרָף־טֶ֖רֶף אָדָ֥ם אָכָֽל׃ 3
У асланлиридин бирини чоң қилди, у яш шир болуп чиқти; У овни тутуп житишни үгәнди; У адәмләрниму йәветәтти.
וַיִּשְׁמְע֥וּ אֵלָ֛יו גּוֹיִ֖ם בְּשַׁחְתָּ֣ם נִתְפָּ֑שׂ וַיְבִאֻ֥הוּ בַֽחַחִ֖ים אֶל־אֶ֥רֶץ מִצְרָֽיִם׃ 4
Әлләр униңдин хәвәр аңлиди; У уларниң ора тозиқида тутувелинди; Улар униң бурниға илмәкни селип, Мисир зиминиға епкәтти.
וַתֵּ֙רֶא֙ כִּ֣י נֽוֹחֲלָ֔ה אָבְדָ֖ה תִּקְוָתָ֑הּ וַתִּקַּ֛ח אֶחָ֥ד מִגֻּרֶ֖יהָ כְּפִ֥יר שָׂמָֽתְהוּ׃ 5
Чиш шир өзиниң арминини бекар күткинини, Үмүтниң йоқалғанлиғини көрүп, У башқа бир арслинини елип, Уни беқип яш шир қилди;
וַיִּתְהַלֵּ֥ךְ בְּתוֹךְ־אֲרָי֖וֹת כְּפִ֣יר הָיָ֑ה וַיִּלְמַ֥ד לִטְרָף־טֶ֖רֶף אָדָ֥ם אָכָֽל׃ 6
У ширлар арисида уян-буян кәзди; У яш шир болуп, Овни тутуп житишни үгәнди; У адәмләрниму йәветәтти.
וַיֵּ֙דַע֙ אַלְמְנוֹתָ֔יו וְעָרֵיהֶ֖ם הֶחֱרִ֑יב וַתֵּ֤שַׁם אֶ֙רֶץ֙ וּמְלֹאָ֔הּ מִקּ֖וֹל שַׁאֲגָתֽוֹ׃ 7
У уларниң истиһкамлирини бузуп, Уларниң шәһәрлирини харабә қиливәтти; Зимин вә униң үстидики һәммиси униң һөкиригән авази билән дәккә-дүккигә чүшти.
וַיִּתְּנ֨וּ עָלָ֥יו גּוֹיִ֛ם סָבִ֖יב מִמְּדִינ֑וֹת וַֽיִּפְרְשׂ֥וּ עָלָ֛יו רִשְׁתָּ֖ם בְּשַׁחְתָּ֥ם נִתְפָּֽשׂ׃ 8
Андин әлләр униң әтрапидики районлардин келип униңға қарши чиқти; Улар униң үстигә торини йейип ташлиди; У уларниң ора тозиқида тутувелинди.
וַֽיִּתְּנֻ֤הוּ בַסּוּגַר֙ בַּֽחַחִ֔ים וַיְבִאֻ֖הוּ אֶל־מֶ֣לֶךְ בָּבֶ֑ל יְבִאֻ֙הוּ֙ בַּמְּצֹד֔וֹת לְמַ֗עַן לֹא־יִשָּׁמַ֥ע קוֹל֛וֹ ע֖וֹד אֶל־הָרֵ֥י יִשְׂרָאֵֽל׃ פ 9
Улар бурниға илмәк селип қәпәскә солиди; Уни Бабилниң падишасиға апарди; Улар уни торлириға еливалди; Шуниң билән униң авази Исраил тағлирида қайтидин аңланмайду.
אִמְּךָ֥ כַגֶּ֛פֶן בְּדָמְךָ֖ עַל־מַ֣יִם שְׁתוּלָ֑ה פֹּֽרִיָּה֙ וַֽעֲנֵפָ֔ה הָיְתָ֖ה מִמַּ֥יִם רַבִּֽים׃ 10
Сениң анаң үзүмзариңда бир үзүм тели еди; У су бойида тикләнгән еди; Суларниң моллуғидин, У интайин мевилик, көп шахлик болди.
וַיִּֽהְיוּ־לָ֞הּ מַטּ֣וֹת עֹ֗ז אֶל־שִׁבְטֵי֙ מֹֽשְׁלִ֔ים וַתִּגְבַּ֥הּ קֽוֹמָת֖וֹ עַל־בֵּ֣ין עֲבֹתִ֑ים וַיֵּרָ֣א בְגָבְה֔וֹ בְּרֹ֖ב דָּלִיֹּתָֽיו׃ 11
Униң күчлүк шахлири бар еди, Һөкүм сүргүчиләрниң шаһанә һасилириға лайиқ еди; Униң бойи булутлардинму егиз көккә тақашти, У егизлиги вә шахлириниң нурғунлиғи билән көрүнәрлик еди;
וַתֻּתַּ֤שׁ בְּחֵמָה֙ לָאָ֣רֶץ הֻשְׁלָ֔כָה וְר֥וּחַ הַקָּדִ֖ים הוֹבִ֣ישׁ פִּרְיָ֑הּ הִתְפָּרְק֧וּ וְיָבֵ֛שׁוּ מַטֵּ֥ה עֻזָּ֖הּ אֵ֥שׁ אֲכָלָֽתְהוּ׃ 12
Бирақ у қәһр билән жулунди, У йәргә ташланди, Шәриқ шамили мевисини қурутивәтти; Униң күчлүк шахлири сундурулди, қағҗирап кәтти; От уларни жутувалди.
וְעַתָּ֖ה שְׁתוּלָ֣ה בַמִּדְבָּ֑ר בְּאֶ֖רֶץ צִיָּ֥ה וְצָמָֽא׃ 13
Һазир у чөл-баяванда, Чаңқақ, сусиз бир йәрдә тикилди;
וַתֵּצֵ֨א אֵ֜שׁ מִמַּטֵּ֤ה בַדֶּ֙יהָ֙ פִּרְיָ֣הּ אָכָ֔לָה וְלֹא־הָ֥יָה בָ֛הּ מַטֵּה־עֹ֖ז שֵׁ֣בֶט לִמְשׁ֑וֹל קִ֥ינָה הִ֖יא וַתְּהִ֥י לְקִינָֽה׃ פ 14
Униң шахлириниң бирисидин от чиқип, Униң бихлири һәм мевисини жутувалди; Шуниң билән униңда һөкүмдарниң шаһанә һасиси болғидәк күчлүк шехи қалмиди. Бу сөзләр мәрсийәдур, булар пәқәт мәрсийә үчүнла ишлитилиду».

< יְחֶזְקֵאל 19 >