< אִיּוֹב 29 >
וַיֹּ֣סֶף אִ֭יֹּוב שְׂאֵ֥ת מְשָׁלֹ֗ו וַיֹּאמַֽר׃ | 1 |
Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —
מִֽי־יִתְּנֵ֥נִי כְיַרְחֵי־קֶ֑דֶם כִּ֝ימֵ֗י אֱלֹ֣והַּ יִשְׁמְרֵֽנִי׃ | 2 |
«Аһ, әһвалим илгәрки айлардикидәк болсиди, Тәңри мәндин хәвәр алған күнләрдикидәк болсиди!
בְּהִלֹּ֣ו נֵ֭רֹו עֲלֵ֣י רֹאשִׁ֑י לְ֝אֹורֹו אֵ֣לֶךְ חֹֽשֶׁךְ׃ | 3 |
У чағда Униң чириғи бешимға нур чачқан, Униң йоруқлуғи билән қараңғулуқтин өтүп кәткән болаттим!
כַּאֲשֶׁ֣ר הָ֭יִיתִי בִּימֵ֣י חָרְפִּ֑י בְּסֹ֥וד אֱ֝לֹ֗והַּ עֲלֵ֣י אָהֳלִֽי׃ | 4 |
Бу ишлар мән қиран вақтимда, Йәни Тәңри чедиримда маңа сирдаш [дост] болған вақитта болған еди!
בְּעֹ֣וד שַׁ֭דַּי עִמָּדִ֑י סְבִ֖יבֹותַ֣י נְעָרָֽי׃ | 5 |
Һәммигә Қадир мән билән биллә болған, Мениң яш балилирим әтрапимда болған;
בִּרְחֹ֣ץ הֲלִיכַ֣י בְּחֵמָ֑ה וְצ֥וּר יָצ֥וּק עִ֝מָּדִ֗י פַּלְגֵי־שָֽׁמֶן׃ | 6 |
Мениң басқан қәдәмлирим сериқ майға чөмүлгән; Йенимдики таш мән үчүн зәйтун май дәрияси болуп аққан;
בְּצֵ֣אתִי שַׁ֣עַר עֲלֵי־קָ֑רֶת בָּ֝רְחֹ֗וב אָכִ֥ין מֹושָׁבִֽי׃ | 7 |
Шәһәр дәрвазисиға чиққан вақтимда, Кәң мәйданда орнум тәйярланғанда,
רָא֣וּנִי נְעָרִ֣ים וְנֶחְבָּ֑אוּ וִֽ֝ישִׁישִׁים קָ֣מוּ עָמָֽדוּ׃ | 8 |
Яшлар мени көрүпла әйминип өзлирини чәткә алатти, Қерилар болса орнидин туратти,
שָׂ֭רִים עָצְר֣וּ בְמִלִּ֑ים וְ֝כַ֗ף יָשִׂ֥ימוּ לְפִיהֶֽם׃ | 9 |
Шаһзадиләрму гәптин тохтап, Қоли билән ағзини етивалатти.
קֹול־נְגִידִ֥ים נֶחְבָּ֑אוּ וּ֝לְשֹׁונָ֗ם לְחִכָּ֥ם דָּבֵֽקָה׃ | 10 |
Ақсүйәкләрму тиничлинип, Тилини таңлийиға чапливалатти.
כִּ֤י אֹ֣זֶן שָׁ֭מְעָה וַֽתְּאַשְּׁרֵ֑נִי וְעַ֥יִן רָ֝אֲתָ֗ה וַתְּעִידֵֽנִי׃ | 11 |
Қулақ сөзүмни аңлисила, маңа бәхит тиләйтти, Көз мени көрсила маңа яхши гувалиқ берәтти.
כִּֽי־אֲ֭מַלֵּט עָנִ֣י מְשַׁוֵּ֑עַ וְ֝יָתֹ֗ום וְֽלֹא־עֹזֵ֥ר לֹֽו׃ | 12 |
Чүнки мән маңа һимайә бол дәп йелинған езилгүчиләрни, Панаһсиз қалған житим-йесирларниму қутқузуп тураттим.
בִּרְכַּ֣ת אֹ֭בֵד עָלַ֣י תָּבֹ֑א וְלֵ֖ב אַלְמָנָ֣ה אַרְנִֽן׃ | 13 |
Һалак болай дегән киши маңа бәхит тиләйтти; Мән тул хотунниң көңлини шатландуруп нахша яңратқузаттим.
צֶ֣דֶק לָ֭בַשְׁתִּי וַיִּלְבָּשֵׁ֑נִי כִּמְעִ֥יל וְ֝צָנִ֗יף מִשְׁפָּטִֽי׃ | 14 |
Мән һәққанийлиқни тон қилип кийивалдим, У мени өз гәвдиси қилди. Адаләтлигим маңа йепинча һәм сәллә болған.
עֵינַ֣יִם הָ֭יִיתִי לַֽעִוֵּ֑ר וְרַגְלַ֖יִם לַפִּסֵּ֣חַ אָֽנִי׃ | 15 |
Мән корға көз болаттим, Токурға пут болаттим.
אָ֣ב אָ֭נֹכִֽי לָֽאֶבְיֹונִ֑ים וְרִ֖ב לֹא־יָדַ֣עְתִּי אֶחְקְרֵֽהוּ׃ | 16 |
Йоқсулларға ата болаттим, Маңа натонуш кишиниң дәвасиниму тәкшүрүп чиқаттим.
וָֽ֭אֲשַׁבְּרָה מְתַלְּעֹ֣ות עַוָּ֑ל וּ֝מִשִּׁנָּ֗יו אַשְׁלִ֥יךְ טָֽרֶף׃ | 17 |
Мән адаләтсизниң һиңгайған чишлирини чеқип ташлайттим, Олҗисини чишлиридин елип кетәттим.
וָ֭אֹמַר עִם־קִנִּ֣י אֶגְוָ֑ע וְ֝כַחֹ֗ול אַרְבֶּ֥ה יָמִֽים׃ | 18 |
Һәм: «Мениң күнлирим қумдәк көп болуп, Өз угамда раһәт ичидә өлимән» дәйттим;
שָׁרְשִׁ֣י פָת֣וּחַ אֱלֵי־מָ֑יִם וְ֝טַ֗ל יָלִ֥ין בִּקְצִירֽ͏ִי׃ | 19 |
Һәм: «Йилтизим суларғичә тартилип бариду, Шәбнәм пүтүн кечичә шехимға чаплишип ятиду;
כְּ֭בֹודִי חָדָ֣שׁ עִמָּדִ֑י וְ֝קַשְׁתִּ֗י בְּיָדִ֥י תַחֲלִֽיף׃ | 20 |
Шөһритим һәрдайим мәндә йеңилинип туриду, Қолумдики оқяйим һәрдайим йеңи болуп туриду» дәйттим.
לִֽי־שָׁמְע֥וּ וְיִחֵ֑לּוּ וְ֝יִדְּמ֗וּ לְמֹ֣ו עֲצָתִֽי׃ | 21 |
Адәмләр маңа қулақ салатти, күтүп туратти; Несиһәтлирини аңлай дәп сүкүт ичидә туратти.
אַחֲרֵ֣י דְ֭בָרִי לֹ֣א יִשְׁנ֑וּ וְ֝עָלֵ֗ימֹו תִּטֹּ֥ף מִלָּתִֽי׃ | 22 |
Мән гәп қилғандин кейин улар қайта гәп қилмайтти, Сөзлирим уларниң үстигә шәбнәм болуп чүшәтти.
וְיִֽחֲל֣וּ כַמָּטָ֣ר לִ֑י וּ֝פִיהֶ֗ם פָּעֲר֥וּ לְמַלְקֹֽושׁ׃ | 23 |
Улар ямғурларни күткәндәк мени күтәтти, Кишиләр [вақтида яққан] «кейинки ямғур»ни қарши алғандәк сөзлиримни ағзини ечип ичәтти!
אֶשְׂחַ֣ק אֲ֭לֵהֶם לֹ֣א יַאֲמִ֑ינוּ וְאֹ֥ור פָּ֝נַ֗י לֹ֣א יַפִּילֽוּן׃ | 24 |
Үмүтсизләнгинидә мән уларға қарап күлүмсирәйттим, Йүзүмдики нурни улар йәргә чүшурмәйтти.
אֶֽבֲחַ֣ר דַּרְכָּם֮ וְאֵשֵׁ֪ב רֹ֥אשׁ וְ֭אֶשְׁכֹּון כְּמֶ֣לֶךְ בַּגְּד֑וּד כַּאֲשֶׁ֖ר אֲבֵלִ֣ים יְנַחֵֽם׃ | 25 |
Мән уларға йолини таллап көрситип берәттим, Уларниң арисида каттиваш болуп олтираттим, Қошунлири арисида турған падишадәк яшайттим, Бирақ буниң билән матәм тутидиғанларға тәсәлли йәткүзгүчиму болаттим».