< תהילים 98 >

מִזְמוֹר שִׁירוּ לַיהֹוָה ׀ שִׁיר חָדָשׁ כִּֽי־נִפְלָאוֹת עָשָׂה הוֹשִׁיעָה־לּוֹ יְמִינוֹ וּזְרוֹעַ קׇדְשֽׁוֹ׃ 1
Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар; Чүнки У карамәт мөҗизиләрни яратти; Униң оң қоли һәм муқәддәс билиги Өзигә зәпәр-ниҗат кәлтүрди.
הוֹדִיעַ יְהֹוָה יְשׁוּעָתוֹ לְעֵינֵי הַגּוֹיִם גִּלָּה צִדְקָתֽוֹ׃ 2
Пәрвәрдигар Өз ниҗатлиғини аян қилди; Һәққанийитини әлләрниң көз алдида ашкарә көрсәтти.
זָכַר חַסְדּוֹ ׀ וֶאֱֽמוּנָתוֹ לְבֵית יִשְׂרָאֵל רָאוּ כׇל־אַפְסֵי־אָרֶץ אֵת יְשׁוּעַת אֱלֹהֵֽינוּ׃ 3
У Исраил җәмәтигә болған меһир-муһәббитини һәм һәқиқәт-садақитини есигә алди, Зиминниң чәт-яқилириму Худайимизниң ниҗатлиғини көрди.
הָרִיעוּ לַיהֹוָה כׇּל־הָאָרֶץ פִּצְחוּ וְרַנְּנוּ וְזַמֵּֽרוּ׃ 4
Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар, пүткүл йәр йүзи; Тәнтәнә қилип авазиңларни көтириңлар, нахша ейтиңлар!
זַמְּרוּ לַיהֹוָה בְּכִנּוֹר בְּכִנּוֹר וְקוֹל זִמְרָֽה׃ 5
Пәрвәрдигарға чилтар челип нахша ейтиңлар, Чилтар билән, күйниң садаси билән!
בַּחֲצֹצְרוֹת וְקוֹל שׁוֹפָר הָרִיעוּ לִפְנֵי ׀ הַמֶּלֶךְ יְהֹוָֽה׃ 6
Канай һәм сүнай авазлири билән, Падиша болған Пәрвәрдигар алдида тәнтәнә қилиңлар;
יִרְעַם הַיָּם וּמְלֹאוֹ תֵּבֵל וְיֹשְׁבֵי בָֽהּ׃ 7
Деңиз-океан һәм униңға толған һәммә җуш уруп, Җаһан һәм униңда яшаватқанлар шавқунлисун!
נְהָרוֹת יִמְחֲאוּ־כָף יַחַד הָרִים יְרַנֵּֽנוּ׃ 8
Кәлкүн-ташқинлар чавак чалсун; Пәрвәрдигар алдида тағлар қошулуп тәнтәнә қилип нахша ейтсун;
לִפְֽנֵי יְהֹוָה כִּי בָא לִשְׁפֹּט הָאָרֶץ יִשְׁפֹּֽט־תֵּבֵל בְּצֶדֶק וְעַמִּים בְּמֵישָׁרִֽים׃ 9
Чүнки мана, У йәрни сорақ қилишқа келиду; У аләмни адиллиқ билән, Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.

< תהילים 98 >