< תהילים 85 >
לַמְנַצֵּחַ ׀ לִבְנֵי־קֹרַח מִזְמֽוֹר׃ רָצִיתָ יְהֹוָה אַרְצֶךָ שַׁבְתָּ (שבות) [שְׁבִית] יַעֲקֹֽב׃ | 1 |
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Сән Өз зиминиңға илтипат көрситип, Яқупни сүргүнлүктин қайтурған едиң, и Пәрвәрдигар.
נָשָׂאתָ עֲוֺן עַמֶּךָ כִּסִּיתָ כׇל־חַטָּאתָם סֶֽלָה׃ | 2 |
Хәлқиңниң қәбиһлигини кәчүрүм қилип, Барлиқ гуналирини япқан едиң. (Селаһ)
אָסַפְתָּ כׇל־עֶבְרָתֶךָ הֱשִׁיבוֹתָ מֵחֲרוֹן אַפֶּֽךָ׃ | 3 |
Сән пүтүн қәһриңни ичиңгә қайтурувелип, Ғәзивиңниң әшәддийлигидин янған едиңсән.
שׁוּבֵנוּ אֱלֹהֵי יִשְׁעֵנוּ וְהָפֵר כַּעַסְךָ עִמָּֽנוּ׃ | 4 |
Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!
הַלְעוֹלָם תֶּאֱנַף־בָּנוּ תִּמְשֹׁךְ אַפְּךָ לְדֹר וָדֹֽר׃ | 5 |
Сән бизгә әбәдий ғәзәплинәмсән? Әвлаттин-әвлатқичә ғәзивиңни созамсән?
הֲֽלֹא־אַתָּה תָּשׁוּב תְּחַיֵּנוּ וְעַמְּךָ יִשְׂמְחוּ־בָֽךְ׃ | 6 |
Хәлқиң Өзүңдин шатлиниши үчүн, Бизни қайтидин йеңилимамсән?
הַרְאֵנוּ יְהֹוָה חַסְדֶּךָ וְיֶשְׁעֲךָ תִּתֶּן־לָֽנוּ׃ | 7 |
Бизгә өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткәйсән, и Пәрвәрдигар, Бизгә ниҗатлиғиңни ата қилғайсән!
אֶשְׁמְעָה מַה־יְדַבֵּר הָאֵל ׀ יְהֹוָה כִּי ׀ יְדַבֵּר שָׁלוֹם אֶל־עַמּוֹ וְאֶל־חֲסִידָיו וְאַל־יָשׁוּבוּ לְכִסְלָֽה׃ | 8 |
Тәңри Пәрвәрдигарниң немиләрни дәйдиғанлиғиға қулақ салай; Чүнки У Өз хәлқигә, Өз мөмин бәндилиригә аман-хатирҗәмликни сөзләйду; Улар йәнә һамақәтликкә қайтмисун!
אַךְ קָרוֹב לִירֵאָיו יִשְׁעוֹ לִשְׁכֹּן כָּבוֹד בְּאַרְצֵֽנוּ׃ | 9 |
Зиминимизда шан-шөһрәтниң туруши үчүн, Дәрһәқиқәт, Униңдин әйминидиғанларға Униң ниҗатлиғи йеқиндур;
חֶסֶד־וֶאֱמֶת נִפְגָּשׁוּ צֶדֶק וְשָׁלוֹם נָשָֽׁקוּ׃ | 10 |
Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; Һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти;
אֱמֶת מֵאֶרֶץ תִּצְמָח וְצֶדֶק מִשָּׁמַיִם נִשְׁקָֽף׃ | 11 |
Һәқиқәт йәрдин үнүп чиқмақта, Һәққанийәт әршләрдин қарайду.
גַּם־יְהֹוָה יִתֵּן הַטּוֹב וְאַרְצֵנוּ תִּתֵּן יְבוּלָֽהּ׃ | 12 |
Пәрвәрдигар бәрикәт бериду, Зиминимиз һосулини бериду;
צֶדֶק לְפָנָיו יְהַלֵּךְ וְיָשֵׂם לְדֶרֶךְ פְּעָמָֽיו׃ | 13 |
Һәққанийәт Униң алдида маңиду, Униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!