< תהילים 81 >
לַמְנַצֵּחַ ׀ עַֽל־הַגִּתִּית לְאָסָֽף׃ הַרְנִינוּ לֵאלֹהִים עוּזֵּנוּ הָרִיעוּ לֵאלֹהֵי יַעֲקֹֽב׃ | 1 |
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп «Гиттиф»та челинсун дәп, Асаф язған күй: — Күч-қуввитимиз болған Худаға күй ейтип яңритиңлар, Яқупниң Худасиға шатлинип тәнтәнә қилиңлар!
שְֽׂאוּ־זִמְרָה וּתְנוּ־תֹף כִּנּוֹר נָעִים עִם־נָֽבֶל׃ | 2 |
Нахшини яңритип, дапни елип, Йеқимлиқ чилтар һәм равабни челиңлар!
תִּקְעוּ בַחֹדֶשׁ שׁוֹפָר בַּכֵּסֶה לְיוֹם חַגֵּֽנוּ׃ | 3 |
Йеңи айда, бәлгүләнгән вақитта, Байрам-һейт күнимиздә нағра-сүнай челиңлар!
כִּי חֹק לְיִשְׂרָאֵל הוּא מִשְׁפָּט לֵאלֹהֵי יַעֲקֹֽב׃ | 4 |
Чүнки бу Исраил үчүн бекитилгән бәлгүлимә, Яқупниң Худасиниң бир пәрманидур.
עֵדוּת ׀ בִּיהוֹסֵף שָׂמוֹ בְּצֵאתוֹ עַל־אֶרֶץ מִצְרָיִם שְׂפַת לֹא־יָדַעְתִּי אֶשְׁמָֽע׃ | 5 |
У Мисир зиминида жүрүш қилғанлирида, (Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ) У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди;
הֲסִירוֹתִי מִסֵּבֶל שִׁכְמוֹ כַּפָּיו מִדּוּד תַּעֲבֹֽרְנָה׃ | 6 |
— «Униң мүрисини жүктин сақит қилдим, Униң қоли севәт көтириштин азат болди;
בַּצָּרָה קָרָאתָ וָאֲחַלְּצֶךָּ אֶעֶנְךָ בְּסֵתֶר רַעַם אֶבְחׇנְךָ עַל־מֵי מְרִיבָה סֶֽלָה׃ | 7 |
Қистақчилиқта нида қилдиң, Мән сени азат қилдим; Гүлдүрмама чиққан мәхпий җайдин саңа җавап бәрдим; «Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим». (Селаһ)
שְׁמַע עַמִּי וְאָעִידָה בָּךְ יִשְׂרָאֵל אִם־תִּֽשְׁמַֽע־לִֽי׃ | 8 |
— «Тиңша, хәлқим, Мән сени гувалар билән агаһландурмән; И Исраил, Маңа қулақ салсаң еди!
לֹא־יִהְיֶה בְךָ אֵל זָר וְלֹא תִשְׁתַּחֲוֶה לְאֵל נֵכָֽר׃ | 9 |
Араңда ят илаһ болмисун, Ят әлдики илаһқа баш әгмигин!
אָֽנֹכִי ׀ יְהֹוָה אֱלֹהֶיךָ הַֽמַּעַלְךָ מֵאֶרֶץ מִצְרָיִם הַרְחֶב־פִּיךָ וַאֲמַלְאֵֽהוּ׃ | 10 |
Сени Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигар Худайиңдурмән; Ағзиңни йоған ач, Мән уни толдуримән.
וְלֹֽא־שָׁמַע עַמִּי לְקוֹלִי וְיִשְׂרָאֵל לֹא־אָבָה לִֽי׃ | 11 |
— Бирақ хәлқим садайимға қулақ салмиди, Исраилниң Маңа бағланғуси йоқ еди;
וָאֲשַׁלְּחֵהוּ בִּשְׁרִירוּת לִבָּם יֵלְכוּ בְּֽמוֹעֲצוֹתֵיהֶֽם׃ | 12 |
Шуңа Мән уларни өз тәрсалиғиға қоювәттим; Улар өз мәслиһәтлири билән меңиверәтти.
לוּ עַמִּי שֹׁמֵעַֽ לִי יִשְׂרָאֵל בִּדְרָכַי יְהַלֵּֽכוּ׃ | 13 |
— Аһ, Мениң хәлқим Маңа қулақ салса еди! Исраил Мениң йоллиримда жүрсә еди!
כִּמְעַט אוֹיְבֵיהֶם אַכְנִיעַ וְעַל צָרֵיהֶם אָשִׁיב יָדִֽי׃ | 14 |
Уларниң дүшмәнлирини тезла егилдүрәр едим, Қолумни рәқиплиригә бурап, уларни басар едим.
מְשַׂנְאֵי יְהֹוָה יְכַחֲשׁוּ־לוֹ וִיהִי עִתָּם לְעוֹלָֽם׃ | 15 |
Пәрвәрдигарға нәпрәтләнгүчиләр Униң алдида зәиплишип бойсунар еди; Уларниң шу ахирити мәңгүгә болатти;
וַֽיַּאֲכִילֵהוּ מֵחֵלֶב חִטָּה וּמִצּוּר דְּבַשׁ אַשְׂבִּיעֶֽךָ׃ | 16 |
Саңа аш-буғдайниң әң есилини йегүзәр едим, Бәрһәқ, қорам таштин һәсәл аққузуп сени қандурар едим».