< תהילים 65 >

לַמְנַצֵּחַ מִזְמוֹר לְדָוִד שִֽׁיר׃ לְךָ דֻֽמִיָּה תְהִלָּה אֱלֹהִים בְּצִיּוֹן וּלְךָ יְשֻׁלַּם־נֶֽדֶר׃ 1
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй-нахша: — Зионда, мәдһийә сүкүт ичидә Сени күтиду, и Худа; Саңа қилған вәдә әмәлгә ашурулиду.
שֹׁמֵעַ תְּפִלָּה עָדֶיךָ כׇּל־בָּשָׂר יָבֹֽאוּ׃ 2
И, дуа Аңлиғучи, Сениң алдиңға барлиқ әт егилири келиду.
דִּבְרֵי עֲוֺנֹת גָּבְרוּ מֶנִּי פְּשָׁעֵינוּ אַתָּה תְכַפְּרֵֽם׃ 3
Гуналиқ ишлар, асийлиқлиримиз, [Кәлкүн басқандәк] мәндин ғалип келиду; Лекин Сән уларни йепип кәчүрүм қилисән;
אַשְׁרֵי ׀ תִּבְחַר וּתְקָרֵב יִשְׁכֹּן חֲצֵרֶיךָ נִשְׂבְּעָה בְּטוּב בֵּיתֶךָ קְדֹשׁ הֵיכָלֶֽךָ׃ 4
Сән таллап Өзүңгә йеқинлаштурған киши немидегән бәхитлик! У һойлилириңда маканлишиду; Бизләр Сениң маканиңниң, йәни муқәддәс ибадәтханаңниң бәрикитидин қанаәт тапимиз;
נוֹרָאוֹת ׀ בְּצֶדֶק תַּעֲנֵנוּ אֱלֹהֵי יִשְׁעֵנוּ מִבְטָח כׇּל־קַצְוֵי־אֶרֶץ וְיָם רְחֹקִֽים׃ 5
Сән һәққанийлиқни намайән қилидиған карамәт вә дәһшәт ишлар билән бизгә җавап, И ниҗатлиғимиз болған Худа, Пүткүл йәр-деңизларниң чәт-чәтлиридикиләргичә таянчи Болғучи!
מֵכִין הָרִים בְּכֹחוֹ נֶאְזָר בִּגְבוּרָֽה׃ 6
Белиң қудрәт билән бағланған болуп, Күчүң билән тағларни бәрпа қилғансән;
מַשְׁבִּיחַ ׀ שְׁאוֹן יַמִּים שְׁאוֹן גַּלֵּיהֶם וַהֲמוֹן לְאֻמִּֽים׃ 7
Деңизларниң өркәшлигән шавқунлирини, Долқунларниң шавқунлирини, Һәмдә әлләрниң чуқанлирини тинҗитқучисән!
וַיִּירְאוּ ׀ יֹשְׁבֵי קְצָוֺת מֵאוֹתֹתֶיךָ מוֹצָֽאֵי בֹקֶר וָעֶרֶב תַּרְנִֽין׃ 8
Җаһанниң чәт-чәтлиридә туруватқанлар карамәтлириңдин қорқиду; Сән күнчиқиштикиләрни, күнпетиштикиләрни шатландурисән;
פָּקַֽדְתָּ הָאָרֶץ וַתְּשֹׁקְקֶהָ רַבַּת תַּעְשְׁרֶנָּה פֶּלֶג אֱלֹהִים מָלֵא מָיִם תָּכִין דְּגָנָם כִּי־כֵן תְּכִינֶֽהָ׃ 9
Йәр йүзиниң [ғемини йәп] йоқлап келип, уни суғирисән, Уни толиму мунбәтләштүрисән. Худаниң дәрия-ериқлири суға толғандур; Шундақ қилип суларни тәйярлап, Кишиләрни ашлиқ билән тәминләйсән.
תְּלָמֶיהָ רַוֵּה נַחֵת גְּדוּדֶהָ בִּרְבִיבִים תְּמֹגְגֶנָּה צִמְחָהּ תְּבָרֵֽךְ׃ 10
Терилғу етизларниң чөнәклирини суға қандурисән, Қирлирини тарашлайсән, Тупрақни мол йеғинлар билән юмшитисән; Униңда үнгәнләрни бәрикәтләйсән.
עִטַּרְתָּ שְׁנַת טוֹבָתֶךָ וּמַעְגָּלֶיךָ יִרְעֲפוּן דָּֽשֶׁן׃ 11
Сән немәтлириңни жилниң һосулиға таҗ қилип қошуп берисән; Қәдәмлириңдин баяшатлиқ һәрянға тамиду;
יִרְעֲפוּ נְאוֹת מִדְבָּר וְגִיל גְּבָעוֹת תַּחְגֹּֽרְנָה׃ 12
Даладики яйлақларғиму тамиду; Тағ-даванлар шат-хорамлиқни өзлиригә бәлвағ қилиду;
לָבְשׁוּ כָרִים ׀ הַצֹּאן וַעֲמָקִים יַֽעַטְפוּ־בָר יִתְרוֹעֲעוּ אַף־יָשִֽׁירוּ׃ 13
Көкләмләр қой падилири билән кийингән, Җилғилар майсиларға қаплиниду; Улар хошаллиқ билән тәнтәнә қилиду, Бәрһәқ, улар нахшиларни яңритишиду!

< תהילים 65 >