< תהילים 23 >

מִזְמוֹר לְדָוִד יְהֹוָה רֹעִי לֹא אֶחְסָֽר׃ 1
Давут язған күй: — Пәрвәрдигар мени баққучи Падичимдур, Муһтаҗ әмәсмән һеч нәрсигә;
בִּנְאוֹת דֶּשֶׁא יַרְבִּיצֵנִי עַל־מֵי מְנֻחוֹת יְנַהֲלֵֽנִי׃ 2
У мени юмран чөпләрдә ятқузуп дәм алдурар; Тинич ақидиған суларни бойлитип бақиду;
נַפְשִׁי יְשׁוֹבֵב יַֽנְחֵנִי בְמַעְגְּלֵי־צֶדֶק לְמַעַן שְׁמֽוֹ׃ 3
У вуҗудумни йеңилайду; У һәққанийлиқ йолида Өз нами үчүн йетәкләйду;
גַּם כִּֽי־אֵלֵךְ בְּגֵיא צַלְמָוֶת לֹא־אִירָא רָע כִּי־אַתָּה עִמָּדִי שִׁבְטְךָ וּמִשְׁעַנְתֶּךָ הֵמָּה יְנַֽחֲמֻֽנִי׃ 4
Һәтта мән өлүм сайиси болған җилғидин өтсәмму, Һеч яманлиқтин қорқмаймән; Чүнки Сән мән билән биллидурсән; Сениң һасаң һәм тайиғиң маңа тәсәллидур.
תַּעֲרֹךְ לְפָנַי ׀ שֻׁלְחָן נֶגֶד צֹרְרָי דִּשַּׁנְתָּ בַשֶּׁמֶן רֹאשִׁי כּוֹסִי רְוָיָֽה׃ 5
Мени хар қилғучиларниң көз алдида маңа кәң дәстихан салисән; Мениң бешимни май билән мәсиһ қилисән; Қәдәһим ташиду;
אַךְ ׀ טוֹב וָחֶסֶד יִרְדְּפוּנִי כׇּל־יְמֵי חַיָּי וְשַׁבְתִּי בְּבֵית־יְהֹוָה לְאֹרֶךְ יָמִֽים׃ 6
Бәрһәқ, барлиқ күнлиримдә яхшилиқ вә өзгәрмәс шәпқәт маңа әгишип һәмраһ болиду; Мәңгүдин-мәңгүгә Пәрвәрдигарниң дәргаһида яшаймән!

< תהילים 23 >