< תהילים 18 >
לַמְנַצֵּחַ ׀ לְעֶבֶד יְהֹוָה לְדָוִד אֲשֶׁר דִּבֶּר ׀ לַיהֹוָה אֶת־דִּבְרֵי הַשִּׁירָה הַזֹּאת בְּיוֹם הִֽצִּיל־יְהֹוָה אוֹתוֹ מִכַּף כׇּל־אֹיְבָיו וּמִיַּד שָׁאֽוּל׃ וַיֹּאמַר אֶרְחׇמְךָ יְהֹוָה חִזְקִֽי׃ | 1 |
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй; Пәрвәрдигар уни барлиқ дүшмәнлиридин һәм Саул падишаниң қолидин қутқузған күни, у Пәрвәрдигарға муну күйниң сөзлирини ейтти: — Аһ, Пәрвәрдигарим, мениң күч-қудритим, Мән сени сөйимән!
יְהֹוָה ׀ סַלְעִי וּמְצוּדָתִי וּמְפַלְטִי אֵלִי צוּרִי אֶֽחֱסֶה־בּוֹ מָֽגִנִּי וְקֶֽרֶן־יִשְׁעִי מִשְׂגַּבִּֽי׃ | 2 |
Пәрвәрдигар мениң хада теғим, мениң қорғиним, мениң ниҗаткаримдур! Мениң Тәңрим, мениң қорам тешим, мән Униңдин һимайә тапимән; У мениң қалқиним, мениң қутқузғучи мүңгүзүм, мениң егиз мунаримдур!
מְהֻלָּל אֶקְרָא יְהֹוָה וּמִן־אֹיְבַי אִוָּשֵֽׁעַ׃ | 3 |
Мәдһийиләргә лайиқ Пәрвәрдигарға нида қилимән, Шунда дүшмәнлиримдин қутқузулимән;
אֲפָפוּנִי חֶבְלֵי־מָוֶת וְֽנַחֲלֵי בְלִיַּעַל יְבַֽעֲתֽוּנִי׃ | 4 |
Өлүмниң асарәтлири мени қоршивалди, Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти;
חֶבְלֵי שְׁאוֹל סְבָבוּנִי קִדְּמוּנִי מוֹקְשֵׁי מָֽוֶת׃ (Sheol ) | 5 |
Тәһтисараниң танилири мени чирмивалди, Өлүм сиртмақлири алдимға кәлди. (Sheol )
בַּצַּר־לִי ׀ אֶקְרָא יְהֹוָה וְאֶל־אֱלֹהַי אֲשַׁוֵּעַ יִשְׁמַע מֵהֵיכָלוֹ קוֹלִי וְשַׁוְעָתִי לְפָנָיו ׀ תָּבוֹא בְאׇזְנָֽיו׃ | 6 |
Қийналғинимда мән Пәрвәрдигарға нида қилдим, Худайимға пәряд көтәрдим; У ибадәтханисидин авазимни аңлиди, Мениң пәрядим Униң һозуриға кәлди, Униң қулиқиға кирди.
וַתִּגְעַשׁ וַתִּרְעַשׁ ׀ הָאָרֶץ וּמוֹסְדֵי הָרִים יִרְגָּזוּ וַיִּתְגָּֽעֲשׁוּ כִּי־חָרָה לֽוֹ׃ | 7 |
Шу чағ йәр-зимин тәврәп, силкинип кәтти, Тағларниң һуллири дәһшәтлик тәврәнди, силкинип кәтти; Чүнки У ғәзәпләнди.
עָלָה עָשָׁן ׀ בְּאַפּוֹ וְאֵשׁ־מִפִּיו תֹּאכֵל גֶּחָלִים בָּעֲרוּ מִמֶּֽנּוּ׃ | 8 |
Униң димиғидин ис өрләп туратти, Ағзидин чиққан от һәммисини жутувәтти; Униңдин көмүр чоғлири чиқти;
וַיֵּט שָׁמַיִם וַיֵּרַד וַעֲרָפֶל תַּחַת רַגְלָֽיו׃ | 9 |
У асманларни тазим қилдуруп чүшти, Пути асти тум қараңғулуқ еди.
וַיִּרְכַּב עַל־כְּרוּב וַיָּעֹף וַיֵּדֶא עַל־כַּנְפֵי־רֽוּחַ׃ | 10 |
Бир керубни минип пәрваз қилди, Шамалниң қанатлирида ғуюлдап учуп кәлди.
יָשֶׁת חֹשֶׁךְ ׀ סִתְרוֹ סְבִֽיבוֹתָיו סֻכָּתוֹ חֶשְׁכַת־מַיִם עָבֵי שְׁחָקִֽים׃ | 11 |
У қараңғулуқни өзиниң йошурунидиған җайи қилди, Суларниң қараңғусини, Асманларниң қоюқ булутлирини, Өз әтрапида чедири қилди.
מִנֹּגַהּ נֶגְדּוֹ עָבָיו עָבְרוּ בָּרָד וְגַֽחֲלֵי־אֵֽשׁ׃ | 12 |
Униң алдидики йоруқлуқтин, Қоюқ булутлар, мөлдүр, отлуқ чоғлар чиқип өтти;
וַיַּרְעֵם בַּשָּׁמַיִם ׀ יְֽהֹוָה וְעֶלְיוֹן יִתֵּן קֹלוֹ בָּרָד וְגַֽחֲלֵי־אֵֽשׁ׃ | 13 |
Пәрвәрдигар асманда гүлдүрлиди; Һәммидин Алий Болғучи авазини яңратти, Мөлдүр вә отлуқ чоғлар билән.
וַיִּשְׁלַח חִצָּיו וַיְפִיצֵם וּבְרָקִים רָב וַיְהֻמֵּֽם׃ | 14 |
Бәрһәқ, У оқлирини етип, [дүшмәнлиримни] тарқитивәтти; Чақмақларни чақтуруп, уларни қийқас-чуқанға салди;
וַיֵּרָאוּ ׀ אֲפִיקֵי מַיִם וַֽיִּגָּלוּ מוֹסְדוֹת תֵּבֵל מִגַּעֲרָתְךָ יְהֹוָה מִנִּשְׁמַת רוּחַ אַפֶּֽךָ׃ | 15 |
Шуниң билән деңизларниң тәкти көрүнүп қалди, Аләмниң һуллири ашкариланди, Тәнбиһиң билән, Димиғиңдин чиққан нәпәсниң зәрбиси билән, и Пәрвәрдигар.
יִשְׁלַח מִמָּרוֹם יִקָּחֵנִי יַֽמְשֵׁנִי מִמַּיִם רַבִּֽים׃ | 16 |
У жуқуридин қолини узитип, мени тутти; Мени улуқ сулардин тартип алди.
יַצִּילֵנִי מֵאֹיְבִי עָז וּמִשֹּׂנְאַי כִּֽי־אָמְצוּ מִמֶּֽנִּי׃ | 17 |
У мени күчлүк дүшминимдин, Һәм маңа өчмәнлик қилғучилардин қутқузди; Чүнки улар мәндин күчлүк еди.
יְקַדְּמוּנִי בְיוֹם־אֵידִי וַֽיְהִי־יְהֹוָה לְמִשְׁעָן לִֽי׃ | 18 |
Күлпәткә учриған күнүмдә, улар маңа қарши һуҗумға өтти; Бирақ Пәрвәрдигар мениң таянчим еди.
וַיּוֹצִיאֵנִי לַמֶּרְחָב יְחַלְּצֵנִי כִּי חָפֵֽץ בִּֽי׃ | 19 |
У мени кәңри-азатә бир җайға елип чиқарди; У мени қутқузди, чүнки У мәндин хурсән болди.
יִגְמְלֵנִי יְהֹוָה כְּצִדְקִי כְּבֹר יָדַי יָשִׁיב לִֽי׃ | 20 |
Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап маңа илтипат көрсәтти; Қолумниң һалаллиғини У маңа қайтурди;
כִּֽי־שָׁמַרְתִּי דַּרְכֵי יְהֹוָה וְלֹֽא־רָשַׁעְתִּי מֵאֱלֹהָֽי׃ | 21 |
Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллирини тутуп кәлдим; Рәзиллик қилип Худайимдин айрилип кәтмидим;
כִּי כׇל־מִשְׁפָּטָיו לְנֶגְדִּי וְחֻקֹּתָיו לֹא־אָסִיר מֶֽנִּי׃ | 22 |
Чүнки Униң барлиқ һөкүмлири алдимдидур; Мән Униң бәлгүлимилирини өзүмдин нери қилмидим;
וָאֱהִי תָמִים עִמּוֹ וָאֶשְׁתַּמֵּר מֵעֲוֺנִֽי׃ | 23 |
Мән Униң билән ғубарсиз жүрдум, Өзүмни гунадин нери қилдим;
וַיָּֽשֶׁב־יְהֹוָה לִי כְצִדְקִי כְּבֹר יָדַי לְנֶגֶד עֵינָֽיו׃ | 24 |
Шуниң үчүн Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап, Көз алдидики қолумниң һалаллиғиға қарап, қилғанлиримни қайтурди.
עִם־חָסִיד תִּתְחַסָּד עִם־גְּבַר תָּמִים תִּתַּמָּֽם׃ | 25 |
Вападар-меһриванларға Өзүңни вападар-меһриван көрситисән; Ғубарсизларға Өзүңни ғубарсиз көрситисән;
עִם־נָבָר תִּתְבָּרָר וְעִם־עִקֵּשׁ תִּתְפַּתָּֽל׃ | 26 |
Сап диллиқларға Өзүңни сап диллиқ көрситисән; Тәтүрләргә Өзүңни тәтүр көрситисән;
כִּֽי־אַתָּה עַם־עָנִי תוֹשִׁיעַ וְעֵינַיִם רָמוֹת תַּשְׁפִּֽיל׃ | 27 |
Чүнки аҗиз мөмин хәлиқни қутқузғучи Өзүңдурсән; Бирақ тәкәббур көзләрни шәрмәндә қилисән;
כִּֽי־אַתָּה תָּאִיר נֵרִי יְהֹוָה אֱלֹהַי יַגִּיהַּ חׇשְׁכִּֽי׃ | 28 |
Чириғимни җулалиқ қилған Сәндурсән; Пәрвәрдигар Худайим мени басқан қараңғулуқни нурландуриду;
כִּֽי־בְךָ אָרֻץ גְּדוּד וּבֵֽאלֹהַי אֲדַלֶּג־שֽׁוּר׃ | 29 |
Чүнки Сән арқилиқ [дүшмән] қошуни арисидин жүгүрүп өттүм; Сән Худайим арқилиқ мән сепилдин атлап өттүм.
הָאֵל תָּמִים דַּרְכּוֹ אִמְרַֽת־יְהֹוָה צְרוּפָה מָגֵן הוּא לְכֹל ׀ הַחֹסִים בּֽוֹ׃ | 30 |
Тәңрим — Униң йоли мукәммәлдур; Пәрвәрдигарниң сөзи синап испатланғандур; У Өзигә таянғанларниң һәммисигә қалқандур.
כִּי מִי אֱלוֹהַּ מִבַּלְעֲדֵי יְהֹוָה וּמִי צוּר זוּלָתִי אֱלֹהֵֽינוּ׃ | 31 |
Чүнки Пәрвәрдигардин башқа йәнә ким илаһтур? Бизниң Худайимиздин башқа кимму қорам таштур?
הָאֵל הַמְאַזְּרֵנִי חָיִל וַיִּתֵּן תָּמִים דַּרְכִּֽי׃ | 32 |
Йәни белимни күч-қувәт билән ориғучи Тәңри, Йолумни түптүз, мукәммәл қилғучи Тәңридур;
מְשַׁוֶּה רַגְלַי כָּאַיָּלוֹת וְעַל בָּמֹתַי יַעֲמִידֵֽנִי׃ | 33 |
У мениң путлиримни кейикниңкидәк [учқур] қилиду, Шуниң билән мени егиз җайлиримда турғузиду;
מְלַמֵּד יָדַי לַמִּלְחָמָה וְֽנִחֲתָה קֶֽשֶׁת־נְחוּשָׁה זְרוֹעֹתָֽי׃ | 34 |
Қоллиримни уруш қилишқа үгитиду, Шуңлашқа биләклирим мис каманни керәләйду;
וַתִּתֶּן־לִי מָגֵן יִשְׁעֶךָ וִֽימִינְךָ תִסְעָדֵנִי וְֽעַנְוַתְךָ תַרְבֵּֽנִי׃ | 35 |
Сән маңа ниҗатлиғиң болған қалқанни ата қилдиң, Нениң оң қолуң мени йөлиди; Сениң мулайим кәмтәрлигиң мени улуқ қилди.
תַּרְחִיב צַעֲדִי תַחְתָּי וְלֹא מָעֲדוּ קַרְסֻלָּֽי׃ | 36 |
Сән қәдәмлирим астидики җайни кәң қилдиң, Мениң путлирим тейилип кәтмиди.
אֶרְדּוֹף אוֹיְבַי וְאַשִּׂיגֵם וְלֹֽא־אָשׁוּב עַד־כַּלּוֹתָֽם׃ | 37 |
Мән дүшмәнлиримни қоғлап йәттим; Улар һалак болмиғичә һеч янмидим.
אֶמְחָצֵם וְלֹא־יֻכְלוּ קוּם יִפְּלוּ תַּחַת רַגְלָֽי׃ | 38 |
Қайтидин орнидин туралмас қилип уларни янҗивәттим, Улар путлирим астида жиқилди.
וַתְּאַזְּרֵנִי חַיִל לַמִּלְחָמָה תַּכְרִיעַ קָמַי תַּחְתָּֽי׃ | 39 |
Сән җәң қилишқа күч билән белимни бағлидиң; Сән маңа һуҗум қилғанларни путум астида егилдүрдүң;
וְֽאֹיְבַי נָתַתָּה לִּי עֹרֶף וּמְשַׂנְאַי אַצְמִיתֵֽם׃ | 40 |
Дүшмәнлиримни көз алдимда арқисиға яндуруп қачқуздуң, Шуниң билән маңа өчмәнләрни йоқаттим.
יְשַׁוְּעוּ וְאֵין־מוֹשִׁיעַ עַל־יְהֹוָה וְלֹא עָנָֽם׃ | 41 |
Улар пәряд көтәрди, бирақ қутқузидиған һеч ким йоқ еди; Һәтта Пәрвәрдигарға нида қилди, Уму уларға җавап бәрмиди.
וְֽאֶשְׁחָקֵם כְּעָפָר עַל־פְּנֵי־רוּחַ כְּטִיט חוּצוֹת אֲרִיקֵֽם׃ | 42 |
Мән уларға соққа берип, шамал учурған топидәк қиливәттим; Кочидики патқақтәк, уларни төкүвәттим.
תְּפַלְּטֵנִי מֵרִיבֵי עָם תְּשִׂימֵנִי לְרֹאשׁ גּוֹיִם עַם לֹא־יָדַעְתִּי יַֽעַבְדֽוּנִי׃ | 43 |
Сән мени хәлиқниң низалиридин қутқузғансән; Сән мени әлләрниң беши қилғансән; Маңа ят болған бир хәлиқ хизмитимдә болмақта.
לְשֵׁמַֽע אֹזֶן יִשָּׁמְעוּ לִי בְּנֵֽי־נֵכָר יְכַחֲשׁוּ־לִֽי׃ | 44 |
Сөзүмни аңлапла улар маңа итаәт қилиду; Ят әлдикиләр маңа бичариләрчә тәслим болиду;
בְּנֵי־נֵכָר יִבֹּלוּ וְיַחְרְגוּ מִֽמִּסְגְּרֽוֹתֵיהֶֽם׃ | 45 |
Ят әлдикиләр чүшкүнлишип кетиду; Улар өз истиһкамлиридин титригән һалда чиқип келиду;
חַי־יְהֹוָה וּבָרוּךְ צוּרִי וְיָרוּם אֱלוֹהֵי יִשְׁעִֽי׃ | 46 |
Пәрвәрдигар һаяттур! Мениң Қорам Тешим мубарәкләнсун! Ниҗатлиғим болған Худа [һәммидин] алийдур, дәп мәдһийиләнсун!
הָאֵל הַנּוֹתֵן נְקָמוֹת לִי וַיַּדְבֵּר עַמִּים תַּחְתָּֽי׃ | 47 |
У, мән үчүн толуқ қисас алғучи Тәңри, Хәлиқләрни маңа бойсундурған [Худадур];
מְפַלְּטִי מֵאֹיְבָי אַף מִן־קָמַי תְּרוֹמְמֵנִי מֵאִישׁ חָמָס תַּצִּילֵֽנִי׃ | 48 |
У мени дүшмәнлиримдин қутқузған; Бәрһәқ, Сән мени маңа һуҗум қилғанлардин жуқури көтәрдиң; Зораван адәмдин Сән мени қутулдурдуң.
עַל־כֵּן ׀ אוֹדְךָ בַגּוֹיִם ׀ יְהֹוָה וּלְשִׁמְךָ אֲזַמֵּֽרָה׃ | 49 |
Шуниң үчүн мән әлләр арисида Саңа рәхмәт ейтимән, и Пәрвәрдигар; Намиңни улуқлап күйләрни ейтимән;
מַגְדִּל יְשׁוּעוֹת מַלְכּוֹ וְעֹשֶׂה חֶסֶד ׀ לִמְשִׁיחוֹ לְדָוִד וּלְזַרְעוֹ עַד־עוֹלָֽם׃ | 50 |
[Пәрвәрдигар] Өзи тиклигән падишаға зор нусрәтләрни беғишлайду; Өзи мәсиһ қилғиниға, Йәни Давутқа һәм униң нәслигә мәңгүгә өзгәрмәс муһәббитини көрситиду.