< תהילים 146 >

הַֽלְלוּ־יָהּ הַֽלְלִי נַפְשִׁי אֶת־יְהֹוָֽה׃ 1
Һәмдусана! И җеним, Пәрвәрдигарни мәдһийилә!
אֲהַלְלָה יְהֹוָה בְּחַיָּי אֲזַמְּרָה לֵאלֹהַי בְּעוֹדִֽי׃ 2
Мән һаят болсамла, Пәрвәрдигарни мәдһийиләймән; Вуҗудум бар болсила Худайимға күй ейтимән.
אַל־תִּבְטְחוּ בִנְדִיבִים בְּבֶן־אָדָם ׀ שֶׁאֵין לוֹ תְשׁוּעָֽה׃ 3
Есилзадиләргиму, Инсан балисиғиму таянмаңлар, Уларда һеч мәдәт-ниҗатлиқ йоқтур.
תֵּצֵא רוּחוֹ יָשֻׁב לְאַדְמָתוֹ בַּיּוֹם הַהוּא אָבְדוּ עֶשְׁתֹּֽנֹתָֽיו׃ 4
Мана, униң нәпәси кетиду, У өз туприғиға қайтип кетиду; Шу күндила арзу-нийәтлири йоқап кетиду.
אַשְׁרֵי שֶׁאֵל יַעֲקֹב בְּעֶזְרוֹ שִׂבְרוֹ עַל־יְהֹוָה אֱלֹהָֽיו׃ 5
Яқупниң Тәңриси мәдәткари болған адәм, Пәрвәрдигар Худасини өз үмүти қилған адәм бәхитликтур!
עֹשֶׂה ׀ שָׁמַיִם וָאָרֶץ אֶת־הַיָּם וְאֶת־כׇּל־אֲשֶׁר־בָּם הַשֹּׁמֵר אֱמֶת לְעוֹלָֽם׃ 6
У асманларни, зиминни, Деңизни һәм униңда бар мәвҗудатларни яратқандур; У һәқиқәт-садақәттә мәңгү туриду;
עֹשֶׂה מִשְׁפָּט ׀ לָעֲשׁוּקִים נֹתֵן לֶחֶם לָרְעֵבִים יְהֹוָה מַתִּיר אֲסוּרִֽים׃ 7
Езилгүчиләр үчүн У һөкүм сүриду; Ач қалғанларға нан бериду. Пәрвәрдигар мәһбусларни азат қилиду;
יְהֹוָה ׀ פֹּקֵחַ עִוְרִים יְהֹוָה זֹקֵף כְּפוּפִים יְהֹוָה אֹהֵב צַדִּיקִֽים׃ 8
Пәрвәрдигар корларниң көзлирини ачиду; Пәрвәрдигар егилип қалғанларни турғузиду; Пәрвәрдигар һәққанийларни сөйиду.
יְהֹוָה ׀ שֹׁמֵר אֶת־גֵּרִים יָתוֹם וְאַלְמָנָה יְעוֹדֵד וְדֶרֶךְ רְשָׁעִים יְעַוֵּֽת׃ 9
Пәрвәрдигар мусапирлардин хәвәр алиду; Житим-йесирләрни, тул хотунни йөләйду; Бирақ рәзилләрниң йолини әгир-бүгри қилиду.
יִמְלֹךְ יְהֹוָה ׀ לְעוֹלָם אֱלֹהַיִךְ צִיּוֹן לְדֹר וָדֹר הַֽלְלוּ־יָֽהּ׃ 10
Пәрвәрдигар мәңгүгә һөкүм сүриду; И Зион, сениң Худайиң дәвирдин-дәвиргичә һөкүм сүриду! Һәмдусана!

< תהילים 146 >