< תהילים 104 >
בָּרְכִי נַפְשִׁי אֶת־יְהֹוָה יְהֹוָה אֱלֹהַי גָּדַלְתָּ מְּאֹד הוֹד וְהָדָר לָבָֽשְׁתָּ׃ | 1 |
Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтур, и җеним! И Пәрвәрдигар Худайим, интайин улуқсән; Шану-шәвкәт вә һәйвәт билән кийингәнсән;
עֹֽטֶה־אוֹר כַּשַּׂלְמָה נוֹטֶה שָׁמַיִם כַּיְרִיעָֽה׃ | 2 |
Либас билән пүркәнгәндәк йоруқлуққа пүркәнгәнсән, Асманларни чедир пәрдиси кәби яйғансән.
הַמְקָרֶה בַמַּיִם עֲֽלִיּוֹתָיו הַשָּׂם־עָבִים רְכוּבוֹ הַֽמְהַלֵּךְ עַל־כַּנְפֵי־רֽוּחַ׃ | 3 |
У жуқуриқи равақлириниң лимлирини суларға орнатқан, Булутларни җәң һарвуси қилип, Шамал қанатлири үстидә маңиду;
עֹשֶׂה מַלְאָכָיו רוּחוֹת מְשָׁרְתָיו אֵשׁ לֹהֵֽט׃ | 4 |
У пәриштилирини шамаллар, Хизмәткарлирини от ялқуни қилиду.
יָֽסַד־אֶרֶץ עַל־מְכוֹנֶיהָ בַּל־תִּמּוֹט עוֹלָם וָעֶֽד׃ | 5 |
Йәрни У һуллири үстигә орнатқан; У әсла тәвринип кәтмәйду.
תְּהוֹם כַּלְּבוּשׁ כִּסִּיתוֹ עַל־הָרִים יַעַמְדוּ מָֽיִם׃ | 6 |
Либас билән оралғандәк, уни чоңқур деңизлар билән ориғансән, Сулар тағлар чоққилири үстидә турди.
מִן־גַּעֲרָתְךָ יְנוּסוּן מִן־קוֹל רַֽעַמְךָ יֵחָפֵזֽוּן׃ | 7 |
Сениң тәнбиһиң билән сулар бәдәр қачти, Гүлдүрмамаңниң садасидин улар тездин янди;
יַעֲלוּ הָרִים יֵרְדוּ בְקָעוֹת אֶל־מְקוֹם זֶה ׀ יָסַדְתָּ לָהֶֽם׃ | 8 |
Тағлар өрләп чиқти, Вадилар чүшүп кәтти, [Сулар] Сән бекиткән җайға чүшүп кәтти.
גְּֽבוּל־שַׂמְתָּ בַּל־יַעֲבֹרוּן בַּל־יְשֻׁבוּן לְכַסּוֹת הָאָֽרֶץ׃ | 9 |
Улар тешип, йәрни йәнә қаплимисун дәп, Сән уларға чәклимә қойғансән.
הַֽמְשַׁלֵּחַ מַעְיָנִים בַּנְּחָלִים בֵּין הָרִים יְהַלֵּכֽוּן׃ | 10 |
[Тәңри] вадиларда булақларни ечип урғутиду, Сулири тағлар арисида ақиду.
יַשְׁקוּ כׇּל־חַיְתוֹ שָׂדָי יִשְׁבְּרוּ פְרָאִים צְמָאָֽם׃ | 11 |
Даладики һәр бир җаниварға уссулуқ бериду, Явайи ешәкләр уссузлуқини қандуриду.
עֲלֵיהֶם עוֹף־הַשָּׁמַיִם יִשְׁכּוֹן מִבֵּין עֳפָאיִם יִתְּנוּ־קֽוֹל׃ | 12 |
Көктики қушлар уларниң бойида қониду, Дәрәқ шахлири арисида сайрайду.
מַשְׁקֶה הָרִים מֵעֲלִיּוֹתָיו מִפְּרִי מַעֲשֶׂיךָ תִּשְׂבַּע הָאָֽרֶץ׃ | 13 |
У жуқуридики равақлиридин тағларни суғириду; Йәр Сениң ясиғанлириңниң мевилиридин қандурулиду!
מַצְמִיחַ חָצִיר ׀ לַבְּהֵמָה וְעֵשֶׂב לַעֲבֹדַת הָאָדָם לְהוֹצִיא לֶחֶם מִן־הָאָֽרֶץ׃ | 14 |
У маллар үчүн от-чөпләрни, Инсанлар үчүн көктатларни өстүриду, Шундақла нанни йәрдин чиқириду;
וְיַיִן ׀ יְשַׂמַּח לְֽבַב־אֱנוֹשׁ לְהַצְהִיל פָּנִים מִשָּׁמֶן וְלֶחֶם לְֽבַב־אֱנוֹשׁ יִסְעָֽד׃ | 15 |
Адәмниң көңлини хуш қилидиған шарапни, Инсан йүзини пақиритидиған майни чиқириду; Инсанниң жүригигә нан билән қувәт бериду;
יִשְׂבְּעוּ עֲצֵי יְהֹוָה אַֽרְזֵי לְבָנוֹן אֲשֶׁר נָטָֽע׃ | 16 |
Пәрвәрдигарниң дәрәқлири, Йәни Өзи тиккән Ливан кедир дәрәқлири [су ичип] қанаәтлиниду.
אֲשֶׁר־שָׁם צִפֳּרִים יְקַנֵּנוּ חֲסִידָה בְּרוֹשִׁים בֵּיתָֽהּ׃ | 17 |
Әнә ашулар арисиға қушлар уга ясайду, Ләйләк болса, арча дәрәқлирини макан қилиду.
הָרִים הַגְּבֹהִים לַיְּעֵלִים סְלָעִים מַחְסֶה לַֽשְׁפַנִּֽים׃ | 18 |
Егиз чоққилар тағ өшкилириниң, Тик ярлар суғурларниң панаһи болиду.
עָשָׂה יָרֵחַ לְמוֹעֲדִים שֶׁמֶשׁ יָדַע מְבוֹאֽוֹ׃ | 19 |
Пәсилләрни бекитмәк үчүн У айни яратти, Қуяш болса петишини билиду.
תָּֽשֶׁת־חֹשֶׁךְ וִיהִי לָיְלָה בּוֹ־תִרְמֹשׂ כׇּל־חַיְתוֹ־יָֽעַר׃ | 20 |
Сән қараңғулуқ чүшүрисән, түн болиду; Ормандики җаниварларниң һәммиси униңда шипир-шипир кезип жүриду.
הַכְּפִירִים שֹׁאֲגִים לַטָּרֶף וּלְבַקֵּשׁ מֵאֵל אׇכְלָֽם׃ | 21 |
Асланлар олҗа издәп һөкирәйду, Тәңридин озуқ-түлүк соришиду;
תִּזְרַח הַשֶּׁמֶשׁ יֵאָסֵפוּן וְאֶל־מְעוֹנֹתָם יִרְבָּצֽוּן׃ | 22 |
Қуяш чиқипла, улар чекиниду, Қайтип кирип угилирида ятиду.
יֵצֵא אָדָם לְפׇעֳלוֹ וְֽלַעֲבֹדָתוֹ עֲדֵי־עָֽרֶב׃ | 23 |
Инсан болса өз ишиға чиқиду, Та кәчкичә меһнәттә болиду.
מָה־רַבּוּ מַעֲשֶׂיךָ ׀ יְֽהֹוָה כֻּלָּם בְּחׇכְמָה עָשִׂיתָ מָלְאָה הָאָרֶץ קִנְיָנֶֽךָ׃ | 24 |
И Пәрвәрдигар, ясиған һәр хил нәрсилириң нәқәдәр көптур! Һәммисини һекмәт билән яратқансән, Йәр йүзи иҗат-байлиқлириң билән толди.
זֶה ׀ הַיָּם גָּדוֹל וּרְחַב יָדָיִם שָֽׁם־רֶמֶשׂ וְאֵין מִסְפָּר חַיּוֹת קְטַנּוֹת עִם־גְּדֹלֽוֹת׃ | 25 |
Әнә бүйүк бепаян деңиз туриду! Униңда сан-санақсиз ғуж-ғуж җаниварлар, Чоң вә кичик һайванлар бар.
שָׁם אֳנִיּוֹת יְהַלֵּכוּן לִוְיָתָן זֶֽה־יָצַרְתָּ לְשַֽׂחֶק־בּֽוֹ׃ | 26 |
Шу йәрдә кемиләр қатнайду, Униңда ойнақлисун дәп сән ясиған левиатанму бар;
כֻּלָּם אֵלֶיךָ יְשַׂבֵּרוּן לָתֵת אׇכְלָם בְּעִתּֽוֹ׃ | 27 |
Вақтида озуқ-түлүк бәргин дәп, Буларниң һәммиси Саңа қарайду.
תִּתֵּן לָהֶם יִלְקֹטוּן תִּפְתַּח יָדְךָ יִשְׂבְּעוּן טֽוֹב׃ | 28 |
Уларға бәргиниңдә, теривалиду, Қолуңни ачқиниңдила, улар назу-немәтләргә тойиду.
תַּסְתִּיר פָּנֶיךָ יִֽבָּהֵלוּן תֹּסֵף רוּחָם יִגְוָעוּן וְֽאֶל־עֲפָרָם יְשׁוּבֽוּן׃ | 29 |
Йүзүңни йошурсаң, улар дәккә-дүккигә чүшиду, Роһлирини алсаң, улар җан үзүп, Йәнә тупраққа қайтиду.
תְּשַׁלַּח רוּחֲךָ יִבָּרֵאוּן וּתְחַדֵּשׁ פְּנֵי אֲדָמָֽה׃ | 30 |
Роһуңни әвәткиниңдә, улар яритилиду, Йәр-йүзи йеңи [бир дәвир билән] алмишиду.
יְהִי כְבוֹד יְהֹוָה לְעוֹלָם יִשְׂמַח יְהֹוָה בְּמַעֲשָֽׂיו׃ | 31 |
Пәрвәрдигарниң шан-шөһрити әбәдийдур, Пәрвәрдигар Өз яратқанлиридин хурсән болиду.
הַמַּבִּיט לָאָרֶץ וַתִּרְעָד יִגַּע בֶּהָרִים וְֽיֶעֱשָֽׁנוּ׃ | 32 |
У йәргә баққинида, йәр титрәйду, Тағларға тәккинидә, улар түтүн чиқириду.
אָשִׁירָה לַיהֹוָה בְּחַיָּי אֲזַמְּרָה לֵאלֹהַי בְּעוֹדִֽי׃ | 33 |
Һаятла болидикәнмән, Пәрвәрдигарға нахша ейтимән; Вуҗудум болсила Худайимни күйләймән.
יֶעֱרַב עָלָיו שִׂיחִי אָנֹכִי אֶשְׂמַח בַּיהֹוָֽה׃ | 34 |
У сүргән ой-хияллиримдин сөйүнсә! Пәрвәрдигарда хошаллинимән!
יִתַּמּוּ חַטָּאִים ׀ מִן־הָאָרֶץ וּרְשָׁעִים ׀ עוֹד אֵינָם בָּרְכִי נַפְשִׁי אֶת־יְהֹוָה הַֽלְלוּ־יָֽהּ׃ | 35 |
Гунакарлар йәр йүзидин түгитилиду, Рәзилләр йоқ болиду. И җеним, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтур! Һәмдусана!