< מִשְׁלֵי 6 >
בְּנִי אִם־עָרַבְתָּ לְרֵעֶךָ תָּקַעְתָּ לַזָּר כַּפֶּֽיךָ׃ | 1 |
И оғлум, әгәр достуңға борун болған болсаң, Ят кишиниң қәрзини төләшкә қол беришип вәдә бәргән болсаң,
נוֹקַשְׁתָּ בְאִמְרֵי־פִיךָ נִלְכַּדְתָּ בְּאִמְרֵי־פִֽיךָ׃ | 2 |
Әгәр өз сөзүңдин илинған болсаң, Өз вәдәң билән бағлинип қалсаң,
עֲשֵׂה זֹאת אֵפוֹא ׀ בְּנִי וְֽהִנָּצֵל כִּי בָאתָ בְכַף־רֵעֶךָ לֵךְ הִתְרַפֵּס וּרְהַב רֵעֶֽיךָ׃ | 3 |
У йеқиниңниң қолиға чүшкәнлигиң үчүн, Амал қилип өзүңни униңдин қутқуз — Дәрһал йеқиниңниң йениға берип, өзүңни кәмтәр тутуп [шу иштин] халий қилишини өтүнүп сора.
אַל־תִּתֵּן שֵׁנָה לְעֵינֶיךָ וּתְנוּמָה לְעַפְעַפֶּֽיךָ׃ | 4 |
Җәрән шикарчиниң қолидин қутулушқа тиришқандәк, Қуш овчиниң қолидин чиқишқа тиришқандәк, Қутулмиғичә ухлап ятма, Һәтта үгдәп арамму алма.
הִנָּצֵל כִּצְבִי מִיָּד וּכְצִפּוֹר מִיַּד יָקֽוּשׁ׃ | 5 |
לֵֽךְ־אֶל־נְמָלָה עָצֵל רְאֵה דְרָכֶיהָ וַחֲכָֽם׃ | 6 |
И һорун, чөмүлиниң йениға берип [униңдин үгән], Униң тирикчилик йоллириға қарап дана бол.
אֲשֶׁר אֵֽין־לָהּ קָצִין שֹׁטֵר וּמֹשֵֽׁל׃ | 7 |
Уларниң башлиғи, әмәлдари, һөкүмдари йоқ болсиму,
תָּכִין בַּקַּיִץ לַחְמָהּ אָגְרָה בַקָּצִיר מַֽאֲכָלָֽהּ׃ | 8 |
Лекин улар язда жилниң еһтияҗи үчүн аш топливалиду, Һосул пәслидә озуқ тәйярливалиду.
עַד־מָתַי עָצֵל ׀ תִּשְׁכָּב מָתַי תָּקוּם מִשְּׁנָתֶֽךָ׃ | 9 |
И һорун, қачанғичә ухлап ятисән? Қачан орнуңдин турисән?
מְעַט שֵׁנוֹת מְעַט תְּנוּמוֹת מְעַט ׀ חִבֻּק יָדַיִם לִשְׁכָּֽב׃ | 10 |
Сән: — Бирдәм көз жумувалай, бирдәм ухливалай, Бирдәм қолумни қоштуруп йетивалай, — дәйсән.
וּבָֽא־כִמְהַלֵּךְ רֵאשֶׁךָ וּמַחְסֹרְךָ כְּאִישׁ מָגֵֽן׃ | 11 |
Лекин ухлап ятқанда, мискинлик қарақчидәк келип сени басиду, Йоқсуллуқ худди қураллиқ булаңчидәк һуҗумға өтиду.
אָדָם בְּלִיַּעַל אִישׁ אָוֶן הוֹלֵךְ עִקְּשׁוּת פֶּֽה׃ | 12 |
Әрзимәс, пәйли бузуқ адәм һәммила йәрдә ялған ейтип, пәсликни сөзләйду.
קֹרֵץ בְּעֵינָו מֹלֵל בְּרַגְלָו מֹרֶה בְּאֶצְבְּעֹתָֽיו׃ | 13 |
У көз қисип, Путлири билән ишарә қилип, Бармақлири билән көрситиду;
תַּהְפֻּכוֹת ׀ בְּלִבּוֹ חֹרֵשׁ רָע בְּכׇל־עֵת (מדנים) [מִדְיָנִים] יְשַׁלֵּֽחַ׃ | 14 |
Көңлидә алдамчилиқла ятиду, У дайим рәзилликниң койида болиду, Һәммила йәрдә җедәл-маҗира терийду.
עַל־כֵּן פִּתְאֹם יָבוֹא אֵידוֹ פֶּתַע יִשָּׁבֵר וְאֵין מַרְפֵּֽא׃ | 15 |
Шуңа униңға бекитилгән балаю-қаза уни туюқсиз басиду, У бирақла давалиғусиз янҗилиду.
שֶׁשׁ־הֵנָּה שָׂנֵא יְהֹוָה וְשֶׁבַע (תועבות) [תּוֹעֲבַת] נַפְשֽׁוֹ׃ | 16 |
Пәрвәрдигар нәпрәтлинидиған алтә нәрсә бар, Бәрһәқ, йәттә нәрсә Униңға жиркиничликтур.
עֵינַיִם רָמוֹת לְשׁוֹן שָׁקֶר וְיָדַיִם שֹׁפְכוֹת דָּם־נָקִֽי׃ | 17 |
Улар болса, Тәкәббурлуқ билән қарайдиған көз, Ялған сөзләйдиған тил, Бигуналарниң қенини төкүзидиған қол,
לֵב חֹרֵשׁ מַחְשְׁבוֹת אָוֶן רַגְלַיִם מְמַהֲרוֹת לָרוּץ לָֽרָעָֽה׃ | 18 |
Сүйқәст ойлайдиған көңүл, Яманлиқ қилишқа тез жүгүрәйдиған путлар,
יָפִיחַ כְּזָבִים עֵד שָׁקֶר וּמְשַׁלֵּחַ מְדָנִים בֵּין אַחִֽים׃ | 19 |
Ялған сөзләйдиған сахта гувачи, Бурадәр-қериндашлири арисиға бөлгүнчилик салғучи кишидур.
נְצֹר בְּנִי מִצְוַת אָבִיךָ וְאַל־תִּטֹּשׁ תּוֹרַת אִמֶּֽךָ׃ | 20 |
И оғлум, атаңниң әмригә әмәл қил; Анаңниң көрсәтмисидин чиқма.
קׇשְׁרֵם עַל־לִבְּךָ תָמִיד עׇנְדֵם עַל־גַּרְגְּרֹתֶֽךָ׃ | 21 |
Уларниң сөзини қәлбиңгә теңип, Уларни бойнуңға марҗандәк қилип есивал.
בְּהִתְהַלֶּכְךָ ׀ תַּנְחֶה אֹתָךְ בְּֽשׇׁכְבְּךָ תִּשְׁמֹר עָלֶיךָ וַהֲקִיצוֹתָ הִיא תְשִׂיחֶֽךָ׃ | 22 |
Йолға чиққиниңда улар сени йетәкләйду, Ухлиғиниңда улар сени сақлайду, Уйқидин ойғанғиниңда улар сени хәвәрләндүриду.
כִּי נֵר מִצְוָה וְתוֹרָה אוֹר וְדֶרֶךְ חַיִּים תּוֹכְחוֹת מוּסָֽר׃ | 23 |
Чүнки [Худаниң] пәрмани йоруқ чирақ, Униң муқәддәс қануни нурдур; Тәрбийәниң тәнбиһлири болса һаятлиқ йолидур.
לִשְׁמׇרְךָ מֵאֵשֶׁת רָע מֵחֶלְקַת לָשׁוֹן נׇכְרִיָּֽה׃ | 24 |
Улар сени бузуқ хотундин сақлиғучи, Ят хотунниң шерин сөзлиридин жирақ қилғучидур.
אַל־תַּחְמֹד יׇפְיָהּ בִּלְבָבֶךָ וְאַל־תִּקָּחֲךָ בְּעַפְעַפֶּֽיהָ׃ | 25 |
Униң гузәллигигә көңлүңни бағлимиғин, Униң қаш-көз ойнитиши сени әсиргә алмисун.
כִּי בְעַד־אִשָּׁה זוֹנָה עַֽד־כִּכַּר ־ לָחֶם וְאֵשֶׁת אִישׁ נֶפֶשׁ יְקָרָה תָצֽוּד׃ | 26 |
Чүнки бузуқ аяллар түпәйлидин адәмләр бир парчә нанғиму зар болиду, Ят адәмниң [зинахор] аяли болса кишиниң қиммәтлик җенини өзигә ов қиливалиду.
הֲיַחְתֶּה אִישׁ אֵשׁ בְּחֵיקוֹ וּבְגָדָיו לֹא תִשָּׂרַֽפְנָה׃ | 27 |
Отни қойнуңға салсаң, Өз кийимиңни көйдүрмәмсән?
אִם־יְהַלֵּךְ אִישׁ עַל־הַגֶּחָלִים וְרַגְלָיו לֹא תִכָּוֶֽינָה׃ | 28 |
Чоғниң үстидә дәссәп маңсаң путуңни көйдүрмәмсән?
כֵּן הַבָּא אֶל־אֵשֶׁת רֵעֵהוּ לֹא יִנָּקֶה כׇּֽל־הַנֹּגֵעַ בָּֽהּ׃ | 29 |
Башқиларниң аяли билән бир орунда ятидиған киши шундақ болиду; Ким униңға тегип кәтсә ақивитидин қутулалмайду.
לֹא־יָבוּזוּ לַגַּנָּב כִּי יִגְנוֹב לְמַלֵּא נַפְשׁוֹ כִּי יִרְעָֽב׃ | 30 |
Ач қалғанда қосиғини тойғузуш үчүн оғрилиқ қилған кишини башқилар кәмситмәйду;
וְנִמְצָא יְשַׁלֵּם שִׁבְעָתָיִם אֶת־כׇּל־הוֹן בֵּיתוֹ יִתֵּֽן׃ | 31 |
Шундақ туруқлуқ у тутулуп қалса, Егисигә йәттини төләшкә тоғра келиду; У өз өйидики һәммә нәрсисини тапшуриду.
נֹאֵף אִשָּׁה חֲסַר־לֵב מַֽשְׁחִית נַפְשׁוֹ הוּא יַעֲשֶֽׂנָּה׃ | 32 |
Һалбуки, башқиларниң хотуни билән зина қилғучи униңдинму [бәттәр болуп], толиму ғәпләтликтур; Ундақ қилғучи өз-өзини һалак қилиду.
נֶגַע־וְקָלוֹן יִמְצָא וְחֶרְפָּתוֹ לֹא תִמָּחֶֽה׃ | 33 |
У зәхмәт йәйду, шәрмәндә болиду, Униң рәсваси һеч өчүрүлмәйду.
כִּֽי־קִנְאָה חֲמַת־גָּבֶר וְלֹא־יַחְמוֹל בְּיוֹם נָקָֽם׃ | 34 |
Чүнки күнләш оти әрни дәрғәзәпкә кәлтүриду, Интиқам алған күнидә у һеч рәһим қилмайду.
לֹֽא־יִשָּׂא פְּנֵי כׇל־כֹּפֶר וְלֹֽא־יֹאבֶה כִּי תַרְבֶּה־שֹּֽׁחַד׃ | 35 |
Төләм пули берәй десәңму у қобул қилмайду, Һәр қанчә соға-салам бәрсәңму уни бесиқтурғили болмайду.