< מִשְׁלֵי 28 >

נָסוּ וְאֵין־רֹדֵף רָשָׁע וְצַדִּיקִים כִּכְפִיר יִבְטָֽח׃ 1
Яманлар һеч ким қоғлимисиму қачар; Бирақ һәққанийлар шир жүрәк батур келәр.
בְּפֶשַֽׁע אֶרֶץ רַבִּים שָׂרֶיהָ וּבְאָדָם מֵבִין יֹדֵעַ כֵּן יַאֲרִֽיךְ׃ 2
Жутта гуналар көпәйсә, униң әмирлири көп алмишар, Лекин уни сориғучи йорутулған вә билимлик болса, жут аман-муқим узун турар.
גֶּֽבֶר־רָשׁ וְעֹשֵׁק דַּלִּים מָטָר סֹחֵף וְאֵין לָֽחֶם׃ 3
Мискинләргә зулум селиватқан бир кәмбәғәл, Худди [зираәтләрни] ятқузуп денини қоймайдиған қара ямғурға охшайду.
עֹזְבֵי תוֹרָה יְהַלְלוּ רָשָׁע וְשֹׁמְרֵי תוֹרָה יִתְגָּרוּ בָֽם׃ 4
Тәврат қанунидин ваз кәчкәнләр яманларни яхши дәп махтар; Бирақ қанунни тутқучилар уларға қарши күрәш қилар.
אַנְשֵׁי־רָע לֹא־יָבִינוּ מִשְׁפָּט וּמְבַקְשֵׁי יְהֹוָה יָבִינוּ כֹֽל׃ 5
Рәзилләр адаләтни чүшәнмәс; Бирақ Пәрвәрдигарни издигүчиләр һәммә ишни чүшинәр.
טֽוֹב־רָשׁ הוֹלֵךְ בְּתֻמּוֹ מֵעִקֵּשׁ דְּרָכַיִם וְהוּא עָשִֽׁיר׃ 6
Пәзиләтлик йолда маңған мискин киши, Сахта, икки йүзлимә бай адәмдин яхшидур.
נוֹצֵר תּוֹרָה בֵּן מֵבִין וְרֹעֶה זוֹלְלִים יַכְלִים אָבִֽיו׃ 7
Тәврат-қануниға итаәт қилған жигит әқиллиқ оғулдур; Бирақ нан қепиларға һәмраһ болғучи атисини номусқа қалдурар.
מַרְבֶּה הוֹנוֹ בְּנֶשֶׁךְ (ובתרבית) [וְתַרְבִּית] לְחוֹנֵן דַּלִּים יִקְבְּצֶֽנּוּ׃ 8
Җазанихорлуқ қилип жуқури өсүм арқилиқ байлиқлар тапқан киши, Ахирида буларни мискинләргә хәйрихаһлиқ қилғучиниң қолиға өткүзүш үчүн топлиғандур.
מֵסִיר אׇזְנוֹ מִשְּׁמֹעַ תּוֹרָה גַּם תְּפִלָּתוֹ תּוֹעֵבָֽה׃ 9
Кимки Тәврат-қанунини аңлимаймән дәп қулиқини йопурса, Һәтта дуалириму ләнити болуп қалар.
מַשְׁגֶּה יְשָׁרִים ׀ בְּדֶרֶךְ רָע בִּשְׁחוּתוֹ הֽוּא־יִפּוֹל וּתְמִימִים יִנְחֲלוּ־טֽוֹב׃ 10
Кимки дурусларни яман йолға аздурса, Өзи колиған орисиға өзи чүшәр; Бирақ пак-диянәтлик адәм яхшилиққа мирасхор болар.
חָכָם בְּעֵינָיו אִישׁ עָשִׁיר וְדַל מֵבִין יַחְקְרֶֽנּוּ׃ 11
Бай дәрвәқә өзини дана санар; Бирақ йорутулған мискин уни һаман көрүп йетәр.
בַּעֲלֹץ צַדִּיקִים רַבָּה תִפְאָרֶת וּבְקוּם רְשָׁעִים יְחֻפַּשׂ אָדָֽם׃ 12
Һәққанийлар ғаливийәтлик болса, Җаһанни тәнтәнә қаплар; Бирақ яманлар мәртивигә чиқса, халайиқ өзлирини қачурар.
מְכַסֶּה פְשָׁעָיו לֹא יַצְלִיחַ וּמוֹדֶה וְעֹזֵב יְרֻחָֽם׃ 13
Өз гуналирини йошурған киши ронақ тапмас; Бирақ уларни тонуп иқрар қилип, улардин ваз кәчкән киши рәһим-шәпқәткә еришәр.
אַשְׁרֵי אָדָם מְפַחֵד תָּמִיד וּמַקְשֶׁה לִבּוֹ יִפּוֹל בְּרָעָֽה׃ 14
[Пәрвәрдигардин] һәрдайим қорқуп жүргән киши шунчә бәхитликтур! Бирақ көңлини таш қилған балаю-апәткә қалар.
אֲֽרִי־נֹהֵם וְדֹב שׁוֹקֵק מוֹשֵׁל רָשָׁע עַל עַם־דָּֽל׃ 15
Һөкирәп турған шир, Яки [овни издәп] кезиватқан ейиқ қандақ болса, Йоқсул пухраларниң үстидики рәзил һакимму шундақтур.
נָגִיד חֲסַר תְּבוּנוֹת וְרַב מַעֲשַׁקּוֹת (שנאי) [שֹׂנֵא] בֶצַע יַאֲרִיךְ יָמִֽים׃ 16
Йорутулмиған әмир һаман зор бир залим болуп чиқар, Бирақ һарам байлиқларға нәпрәтләнсә, тәхтидә узун олтирар.
אָ דָ ם עָשֻׁק בְּדַם־נָפֶשׁ עַד־בּוֹר יָנוּס אַל־יִתְמְכוּ־בֽוֹ׃ 17
Қан төккән киши қәриз билән һаңға қарап жүгүрәр; Уни һеч ким тосмисун!
הוֹלֵךְ תָּמִים יִוָּשֵׁעַ וְנֶעְקַשׁ דְּרָכַיִם יִפּוֹל בְּאֶחָֽת׃ 18
Сәмимий, диянәтлик йолда маңған қутулар; Икки йолда маңған сахта киши уларниң биридә һаман жиқилип чүшәр.
עֹבֵד אַדְמָתוֹ יִֽשְׂבַּֽע־לָחֶם וּמְרַדֵּף רֵיקִים יִֽשְׂבַּֽע־רִֽישׁ׃ 19
Өз йеригә тиришип ишлигән деханниң нени йетип ашар; Бирақ бекар жүрүп хам хиялларни қоғлиған кишиниң йоқсуллуғи мол болар!
אִישׁ אֱמוּנוֹת רַב־בְּרָכוֹת וְאָץ לְהַעֲשִׁיר לֹא יִנָּקֶֽה׃ 20
Растчил кишиниң бәхити көпийәр; Бирақ бай болушқа алдириған киши җазадин қечип қутулалмас.
הַֽכֵּר־פָּנִים לֹא־טוֹב וְעַל־פַּת־לֶחֶם יִפְשַׁע־גָּֽבֶר׃ 21
Биригә ян бесиш қәтъий болмас; Чүнки бәзиләр һәтта бир бурда нан үчүнму гуна өткүзәр.
נִבְהָֽל לַהוֹן אִישׁ רַע עָיִן וְלֹא־יֵדַע כִּי־חֶסֶר יְבֹאֶֽנּוּ׃ 22
Нәпси тоймас киши байлиқларни көзләп алдирайду, У намратлиқниң өз бешиға чүшидиғинидин бехәвәрдур.
מוֹכִיחַ אָדָם אַחֲרַי חֵן יִמְצָא מִֽמַּחֲלִיק לָשֽׁוֹן׃ 23
Башқиларниң хаталиқини очуқ әйиплигән киши, Һаман хушамәт қилғучиға қариғанда көпрәк илтипат тапар.
גּוֹזֵל ׀ אָבִיו וְאִמּוֹ וְאֹמֵר אֵֽין־פָּשַׁע חָבֵר הוּא לְאִישׁ מַשְׁחִֽית׃ 24
Ата-анисиниң тәәллуқатини оғрилап, «Бу һеч қандақ гуна әмәс» дегән киши, Һалак қилғучиниң шеригидур.
רְחַב־נֶפֶשׁ יְגָרֶה מָדוֹן וּבֹטֵחַ עַל־יְהֹוָה יְדֻשָּֽׁן׃ 25
Нәпси тоймиғур киши җедәл-маҗира терийду; Бирақ Пәрвәрдигарға таянған киши әтлинәр.
בּוֹטֵחַ בְּלִבּוֹ הוּא כְסִיל וְהוֹלֵךְ בְּחׇכְמָה הוּא יִמָּלֵֽט׃ 26
Өзиниң көңлигә ишәнгән киши ахмақтур; Бирақ даналиқ билән маңған ниҗат тапар.
נוֹתֵן לָרָשׁ אֵין מַחְסוֹר וּמַעְלִים עֵינָיו רַב־מְאֵרֽוֹת׃ 27
Намратларға хәйрхаһлиқ қилидиған киши муһтаҗлиқ тартмас; Лекин һаҗәтмәнни көрсиму көрмәскә салған киши көплигән қарғишқа учрар.
בְּקוּם רְשָׁעִים יִסָּתֵר אָדָם וּבְאׇבְדָם יִרְבּוּ צַדִּיקִֽים׃ 28
Яманлар мәртивигә чиқса, халайиқ өзлирини қачурар; Лекин улар завал тапса, һәққанийлар раваҗ тапар.

< מִשְׁלֵי 28 >