< במדבר 33 >
אֵלֶּה מַסְעֵי בְנֵֽי־יִשְׂרָאֵל אֲשֶׁר יָצְאוּ מֵאֶרֶץ מִצְרַיִם לְצִבְאֹתָם בְּיַד־מֹשֶׁה וְאַהֲרֹֽן׃ | 1 |
Төвәндикиләр өз қошунлири бойичә, Муса билән Һарунниң йетәкчилиги астида Мисир зиминидин чиққан Исраилларниң маңған йоллиридур;
וַיִּכְתֹּב מֹשֶׁה אֶת־מוֹצָאֵיהֶם לְמַסְעֵיהֶם עַל־פִּי יְהֹוָה וְאֵלֶּה מַסְעֵיהֶם לְמוֹצָאֵיהֶֽם׃ | 2 |
Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, өзлириниң сәпәр қилған йоллирини пүтүп қойди, уларниң сәпәр қилған йоллири мундақ: —
וַיִּסְעוּ מֵֽרַעְמְסֵס בַּחֹדֶשׁ הָֽרִאשׁוֹן בַּחֲמִשָּׁה עָשָׂר יוֹם לַחֹדֶשׁ הָרִאשׁוֹן מִֽמׇּחֳרַת הַפֶּסַח יָצְאוּ בְנֵֽי־יִשְׂרָאֵל בְּיָד רָמָה לְעֵינֵי כׇּל־מִצְרָֽיִם׃ | 3 |
Биринчи айниң он бәшинчи күни [Исраиллар] Рамсәс шәһиридин сәпәргә чиқти; өтүп кетиш һейтиниң әтиси улар барлиқ Мисирлиқларниң көз алдида мәртанилик билән йолға чиқти.
וּמִצְרַיִם מְקַבְּרִים אֵת אֲשֶׁר הִכָּה יְהֹוָה בָּהֶם כׇּל־בְּכוֹר וּבֵאלֹהֵיהֶם עָשָׂה יְהֹוָה שְׁפָטִֽים׃ | 4 |
Бу чағда Мисирлиқлар уларниң арисидики Пәрвәрдигар тәрипидин өлтүрүлгәнләрни, йәни барлиқ тунҗа оғуллирини дәпнә қиливатқан еди; Пәрвәрдигар Мисирлиқларниң мәбудлириниң үстидин һөкүм чүшүрди.
וַיִּסְעוּ בְנֵֽי־יִשְׂרָאֵל מֵרַעְמְסֵס וַֽיַּחֲנוּ בְּסֻכֹּֽת׃ | 5 |
Исраиллар Рамсәстин йолға чиқип Суккотқа берип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִסֻּכֹּת וַיַּחֲנוּ בְאֵתָם אֲשֶׁר בִּקְצֵה הַמִּדְבָּֽר׃ | 6 |
Улар Суккоттин йолға чиқип чөл-баяванниң айиғидики Етамға берип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵֽאֵתָם וַיָּשׇׁב עַל־פִּי הַחִירֹת אֲשֶׁר עַל־פְּנֵי בַּעַל צְפוֹן וַֽיַּחֲנוּ לִפְנֵי מִגְדֹּֽל׃ | 7 |
Етамдин йолға чиқип, айлинип Баал-Зефонниң удулидики Пи-Хахиротқа берип Мигдолниң алдида чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִפְּנֵי הַֽחִירֹת וַיַּֽעַבְרוּ בְתוֹךְ־הַיָּם הַמִּדְבָּרָה וַיֵּלְכוּ דֶּרֶךְ שְׁלֹשֶׁת יָמִים בְּמִדְבַּר אֵתָם וַֽיַּחֲנוּ בְּמָרָֽה׃ | 8 |
Пи-хахироттин йолға чиқип, деңизниң оттурисидин өтүп, Етам чөлидә үч күн йол жүрүп Мараһда чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִמָּרָה וַיָּבֹאוּ אֵילִמָה וּבְאֵילִם שְׁתֵּים עֶשְׂרֵה עֵינֹת מַיִם וְשִׁבְעִים תְּמָרִים וַיַּחֲנוּ־שָֽׁם׃ | 9 |
Мараһдин йолға чиқип Елимгә кәлди; Елимдә он икки булақ билән йәтмиш хорма дәриғи бар еди; улар шу йәрдә чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵאֵילִם וַֽיַּחֲנוּ עַל־יַם־סֽוּף׃ | 10 |
Елимдин йолға чиқип Қизил Деңиз бойида чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִיַּם־סוּף וַֽיַּחֲנוּ בְּמִדְבַּר־סִֽין׃ | 11 |
Қизил Деңиздин йолға чиқип Син чөлидә чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִמִּדְבַּר־סִין וַֽיַּחֲנוּ בְּדׇפְקָֽה׃ | 12 |
Син чөлидин йолға чиқип Дофқаһқа келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִדׇּפְקָה וַֽיַּחֲנוּ בְּאָלֽוּשׁ׃ | 13 |
Дофқаһдин йолға чиқип Алушқа берип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵאָלוּשׁ וַֽיַּחֲנוּ בִּרְפִידִם וְלֹא־הָיָה שָׁם מַיִם לָעָם לִשְׁתּֽוֹת׃ | 14 |
Андин кейин Алуштин йолға чиқип Рифидимға келип чедир тикти, у йәрдә хәлиққә ичидиған су тепилмай қалди.
וַיִּסְעוּ מֵרְפִידִם וַֽיַּחֲנוּ בְּמִדְבַּר סִינָֽי׃ | 15 |
Рифидимдин йолға чиқип, Синай чөлигә берип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִמִּדְבַּר סִינָי וַֽיַּחֲנוּ בְּקִבְרֹת הַֽתַּאֲוָֽה׃ | 16 |
Синай чөлидин йолға чиқип Қиброт-Һаттаваһқа келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִקִּבְרֹת הַֽתַּאֲוָה וַֽיַּחֲנוּ בַּחֲצֵרֹֽת׃ | 17 |
Қиброт-һаттаваһдин йолға чиқип Һазиротта чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵחֲצֵרֹת וַֽיַּחֲנוּ בְּרִתְמָֽה׃ | 18 |
Һазироттин йолға чиқип Ритмаһда чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵרִתְמָה וַֽיַּחֲנוּ בְּרִמֹּן פָּֽרֶץ׃ | 19 |
Ритмаһдин йолға чиқип Риммон-Пәрәздә чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵרִמֹּן פָּרֶץ וַֽיַּחֲנוּ בְּלִבְנָֽה׃ | 20 |
Риммон-Пәрәздин йолға чиқип Либнаһда чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִלִּבְנָה וַֽיַּחֲנוּ בְּרִסָּֽה׃ | 21 |
Либнаһдин йолға чиқип Риссаһда чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵרִסָּה וַֽיַּחֲנוּ בִּקְהֵלָֽתָה׃ | 22 |
Риссаһдин йолға чиқип Кәһәлатаһда чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִקְּהֵלָתָה וַֽיַּחֲנוּ בְּהַר־שָֽׁפֶר׃ | 23 |
Кәһәлатаһдин йолға чиқип Шафир теғида чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵֽהַר־שָׁפֶר וַֽיַּחֲנוּ בַּחֲרָדָֽה׃ | 24 |
Шафир теғидин йолға чиқип Һарадаһта чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵחֲרָדָה וַֽיַּחֲנוּ בְּמַקְהֵלֹֽת׃ | 25 |
Һарадаһдин йолға чиқип Макһилотта чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִמַּקְהֵלֹת וַֽיַּחֲנוּ בְּתָֽחַת׃ | 26 |
Макһилоттин йолға чиқип Таһатта чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִתָּחַת וַֽיַּחֲנוּ בְּתָֽרַח׃ | 27 |
Таһаттин йолға чиқип Тәраһда чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִתָּרַח וַֽיַּחֲנוּ בְּמִתְקָֽה׃ | 28 |
Тәраһдин йолға чиқип Митқаһда чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִמִּתְקָה וַֽיַּחֲנוּ בְּחַשְׁמֹנָֽה׃ | 29 |
Митқаһдин йолға чиқип Һашмонаһта чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵֽחַשְׁמֹנָה וַֽיַּחֲנוּ בְּמֹסֵרֽוֹת׃ | 30 |
Һашмонаһтин йолға чиқип Мошәротта чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִמֹּסֵרוֹת וַֽיַּחֲנוּ בִּבְנֵי יַעֲקָֽן׃ | 31 |
Мошәроттин йолға чиқип Бәнә-Яаканда чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִבְּנֵי יַעֲקָן וַֽיַּחֲנוּ בְּחֹר הַגִּדְגָּֽד׃ | 32 |
Бәнә-Яакандин йолға чиқип Хор-Һагидгадқа берип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵחֹר הַגִּדְגָּד וַֽיַּחֲנוּ בְּיׇטְבָֽתָה׃ | 33 |
Хор-Һагидгадтин йолға чиқип Йотбатаһқа келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִיׇּטְבָתָה וַֽיַּחֲנוּ בְּעַבְרֹנָֽה׃ | 34 |
Йотбатаһтин йолға чиқип Абронаһқа келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵֽעַבְרֹנָה וַֽיַּחֲנוּ בְּעֶצְיֹן גָּֽבֶר׃ | 35 |
Абронаһтин йолға чиқип Әзион-Гәбәргә келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵעֶצְיֹן גָּבֶר וַיַּחֲנוּ בְמִדְבַּר־צִן הִוא קָדֵֽשׁ׃ | 36 |
Әзион-Гәбәрдин йолға чиқип Зин чөлидә, йәни Қадәштә чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִקָּדֵשׁ וַֽיַּחֲנוּ בְּהֹר הָהָר בִּקְצֵה אֶרֶץ אֱדֽוֹם׃ | 37 |
Қадәштин йолға чиқип Едом зимининиң чегарисидики Һор теғида чедир тикти.
וַיַּעַל אַהֲרֹן הַכֹּהֵן אֶל־הֹר הָהָר עַל־פִּי יְהֹוָה וַיָּמׇת שָׁם בִּשְׁנַת הָֽאַרְבָּעִים לְצֵאת בְּנֵֽי־יִשְׂרָאֵל מֵאֶרֶץ מִצְרַיִם בַּחֹדֶשׁ הַחֲמִישִׁי בְּאֶחָד לַחֹֽדֶשׁ׃ | 38 |
Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейинки қириқинчи жили бәшинчи айниң биринчи күни, каһин Һарун Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Һор теғиға чиқип шу йәрдә өлди.
וְאַהֲרֹן בֶּן־שָׁלֹשׁ וְעֶשְׂרִים וּמְאַת שָׁנָה בְּמֹתוֹ בְּהֹר הָהָֽר׃ | 39 |
Һарун Һор теғида өлгән чеғида бир йүз жигирмә үч яшта еди.
וַיִּשְׁמַע הַֽכְּנַעֲנִי מֶלֶךְ עֲרָד וְהֽוּא־יֹשֵׁב בַּנֶּגֶב בְּאֶרֶץ כְּנָעַן בְּבֹא בְּנֵי יִשְׂרָאֵֽל׃ | 40 |
У чағда, Қанаан зимининиң җәнубида турушлуқ Ⱪананийларниң падишаси Арад Исраиллар келиветипту дәп аңлиған еди.
וַיִּסְעוּ מֵהֹר הָהָר וַֽיַּחֲנוּ בְּצַלְמֹנָֽה׃ | 41 |
Исраиллар Һор теғидин йолға чиқип Залмонаһда чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִצַּלְמֹנָה וַֽיַּחֲנוּ בְּפוּנֹֽן׃ | 42 |
Залмонаһдин йолға чиқип Пунонға келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִפּוּנֹן וַֽיַּחֲנוּ בְּאֹבֹֽת׃ | 43 |
Пунондин йолға чиқип Оботқа келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵאֹבֹת וַֽיַּחֲנוּ בְּעִיֵּי הָעֲבָרִים בִּגְבוּל מוֹאָֽב׃ | 44 |
Оботтин йолға чиқип Моабниң чегарисидики Ийә-Абаримға келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵעִיִּים וַֽיַּחֲנוּ בְּדִיבֹן גָּֽד׃ | 45 |
Ийимдин йолға чиқип Дибон-Гадқа келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מִדִּיבֹן גָּד וַֽיַּחֲנוּ בְּעַלְמֹן דִּבְלָתָֽיְמָה׃ | 46 |
Дибон-Гадтин йолға чиқип Алмон-Диблатайимға келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵעַלְמֹן דִּבְלָתָיְמָה וַֽיַּחֲנוּ בְּהָרֵי הָעֲבָרִים לִפְנֵי נְבֽוֹ׃ | 47 |
Алмон-Диблатайимдин йолға чиқип Небониң алдидики Абарим тағлиғиға келип чедир тикти.
וַיִּסְעוּ מֵהָרֵי הָעֲבָרִים וַֽיַּחֲנוּ בְּעַֽרְבֹת מוֹאָב עַל יַרְדֵּן יְרֵחֽוֹ׃ | 48 |
Абарим тағлиғидин йолға чиқип Йерихониң удулида Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә чедир тикти.
וַיַּחֲנוּ עַל־הַיַּרְדֵּן מִבֵּית הַיְשִׁמֹת עַד אָבֵל הַשִּׁטִּים בְּעַֽרְבֹת מוֹאָֽב׃ | 49 |
Моаб түзләңликлиридә Иордан дәриясини бойлап тиккән чедирлири Бәйт-Йәшимоттин тартип Абәл-Шиттимғичә барди.
וַיְדַבֵּר יְהֹוָה אֶל־מֹשֶׁה בְּעַֽרְבֹת מוֹאָב עַל־יַרְדֵּן יְרֵחוֹ לֵאמֹֽר׃ | 50 |
Пәрвәрдигар Моаб түзләңликлиридики Иордан дәрияси бойида Йерихониң удулида Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
דַּבֵּר אֶל־בְּנֵי יִשְׂרָאֵל וְאָמַרְתָּ אֲלֵהֶם כִּי אַתֶּם עֹבְרִים אֶת־הַיַּרְדֵּן אֶל־אֶרֶץ כְּנָֽעַן׃ | 51 |
Сән Исраилларға сөз қилип мундақ буйруғин: — «Силәр Иордан дәриясидин өтүп Қанаан зиминиға кәлгән чеғиңларда,
וְהוֹרַשְׁתֶּם אֶת־כׇּל־יֹשְׁבֵי הָאָרֶץ מִפְּנֵיכֶם וְאִבַּדְתֶּם אֵת כׇּל־מַשְׂכִּיֹּתָם וְאֵת כׇּל־צַלְמֵי מַסֵּֽכֹתָם תְּאַבֵּדוּ וְאֵת כׇּל־בָּמוֹתָם תַּשְׁמִֽידוּ׃ | 52 |
зиминдики барлиқ туруватқанларни алдиңлардин һайдиветиңлар, уларниң барлиқ ойма, қуйма бутлирини чеқип ташлаңлар һәм барлиқ «жуқури җай»лирини вәйран қилип ташлаңлар.
וְהוֹרַשְׁתֶּם אֶת־הָאָרֶץ וִֽישַׁבְתֶּם־בָּהּ כִּי לָכֶם נָתַתִּי אֶת־הָאָרֶץ לָרֶשֶׁת אֹתָֽהּ׃ | 53 |
Силәр шу зиминни егиләп маканлишиңлар, чүнки Мән у зиминни силәргә мирас қилип бәргәнмән.
וְהִתְנַחַלְתֶּם אֶת־הָאָרֶץ בְּגוֹרָל לְמִשְׁפְּחֹֽתֵיכֶם לָרַב תַּרְבּוּ אֶת־נַחֲלָתוֹ וְלַמְעַט תַּמְעִיט אֶת־נַחֲלָתוֹ אֶל אֲשֶׁר־יֵצֵא לוֹ שָׁמָּה הַגּוֹרָל לוֹ יִהְיֶה לְמַטּוֹת אֲבֹתֵיכֶם תִּתְנֶחָֽלוּ׃ | 54 |
Силәр җәмәт бойичә чәк ташлап, зиминни өзүңләргә мирас қилип елиңлар; адими көпрәкләргә көпрәк мирас бөлүп бериңлар; адими азрақларға азрақ мирас бөлүп бериңлар; чәк ташланғанда кимләргә қәйәр чиққан болса, шу йәр униң мираси болсун; силәр мирасқа ата қәбилә-җәмәт бойичә варислиқ қилиңлар.
וְאִם־לֹא תוֹרִישׁוּ אֶת־יֹשְׁבֵי הָאָרֶץ מִפְּנֵיכֶם וְהָיָה אֲשֶׁר תּוֹתִירוּ מֵהֶם לְשִׂכִּים בְּעֵינֵיכֶם וְלִצְנִינִם בְּצִדֵּיכֶם וְצָרְרוּ אֶתְכֶם עַל־הָאָרֶץ אֲשֶׁר אַתֶּם יֹשְׁבִים בָּֽהּ׃ | 55 |
Һалбуки, әгәр у зиминда туруватқанларни алдиңлардин һайдивәтмисәңлар, улардин қелип қалғанлар чоқум көзүңләргә тикән, биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, турған зиминиңларда силәрни паракәндә қилиду;
וְהָיָה כַּאֲשֶׁר דִּמִּיתִי לַעֲשׂוֹת לָהֶם אֶֽעֱשֶׂה לָכֶֽם׃ | 56 |
вә шундақ болидуки, Мән әслидә уларға қандақ муамилә қилмақчи болған болсам, силәргә шундақ муамилдә болимән».