< איוב 37 >
אַף־לְזֹאת יֶחֱרַד לִבִּי וְיִתַּר מִמְּקוֹמֽוֹ׃ | 1 |
Шундақ, жүригимму буни аңлап тәвринип кетиватиду, Жүригим қепидин чиқип кетәй, деди.
שִׁמְעוּ שָׁמוֹעַ בְּרֹגֶז קֹלוֹ וְהֶגֶה מִפִּיו יֵצֵֽא׃ | 2 |
Мана аңлиғина! Униң һөкиригән авазини, Униң ағзидин чиқиватқан гүлдүрмама авазини аңла!
תַּֽחַת־כׇּל־הַשָּׁמַיִם יִשְׁרֵהוּ וְאוֹרוֹ עַל־כַּנְפוֹת הָאָֽרֶץ׃ | 3 |
У авазини асман астидики пүткүл йәргә, Чақмиқини йәрниң қәригичә йәткүзиду.
אַחֲרָיו ׀ יִשְׁאַג־קוֹל יַרְעֵם בְּקוֹל גְּאוֹנוֹ וְלֹא יְעַקְּבֵם כִּֽי־יִשָּׁמַע קוֹלֽוֹ׃ | 4 |
Чақмақтин кейин бир аваз һөкирәйду; Өз һәйвитиниң авази билән у гүлдүрләйду, Авази аңлиниши биләнла һеч аянмай чақмақлириниму қоюветиду.
יַרְעֵם אֵל בְּקוֹלוֹ נִפְלָאוֹת עֹשֶׂה גְדֹלוֹת וְלֹא נֵדָֽע׃ | 5 |
Тәңри авази билән карамәт гүлдүрләйду, Биз чүшинәлмәйдиған нурғун қалтис ишларни қилиду.
כִּי לַשֶּׁלֶג ׀ יֹאמַר הֱוֵא ־ אָרֶץ וְגֶשֶׁם מָטָר וְגֶשֶׁם מִטְרוֹת עֻזּֽוֹ׃ | 6 |
Чүнки у қарға: «Йәргә яғ!», Һәм һөл-йеғинға: «Күчлүк ямғур бол!» дәйду.
בְּיַד־כׇּל־אָדָם יַחְתּוֹם לָדַעַת כׇּל־אַנְשֵׁי מַעֲשֵֽׂהוּ׃ | 7 |
У барлиқ инсанни өзиниң яратқанлиғини билсун дәп, Һәммә адәмниң қолини булар билән тосуп қойиду;
וַתָּבוֹא חַיָּה בְמוֹ־אָרֶב וּבִמְעוֹנֹתֶיהָ תִשְׁכֹּֽן׃ | 8 |
Явайи һайванлар өз угисиға кирип кетиду, Өз қоналғусида турғузулиду.
מִן־הַחֶדֶר תָּבוֹא סוּפָה וּֽמִמְּזָרִים קָרָֽה׃ | 9 |
Боран-чапқун коһиқаптин келиду, Һәм соғ-зимистан таратқучи шамаллардин келиду.
מִנִּשְׁמַת־אֵל יִתֶּן־קָרַח וְרֹחַב מַיִם בְּמוּצָֽק׃ | 10 |
Тәңриниң нәпәси билән муз һасил болиду; Бепаян сулар қетип қалиду.
אַף־בְּרִי יַטְרִיחַ עָב יָפִיץ עֲנַן אוֹרֽוֹ׃ | 11 |
У йәнә қоюқ булутларға мол нәмлик жүкләйду, У чақмақ көтиридиған булутни кәң йейип қойиду.
וְהוּא מְסִבּוֹת ׀ מִתְהַפֵּךְ בְּתַחְבּוּלֹתָו לְפׇעֳלָם כֹּל אֲשֶׁר יְצַוֵּם ׀ עַל־פְּנֵי תֵבֵל אָֽרְצָה׃ | 12 |
Улар пүткүл йәр-зимин йүзидә У буйруған ишни иҗра қилиш үчүн, Униң йолйоруқлири билән һәряққа бурулиду.
אִם־לְשֵׁבֶט אִם־לְאַרְצוֹ אִם־לְחֶסֶד יַמְצִאֵֽהוּ׃ | 13 |
Яки тәрбийә тайиғи болуши үчүн, Яки Өз дунияси үчүн, Яки Өз рәһимдиллигини көрситиш үчүн У [булутлирини] кәлтүриду.
הַאֲזִינָה זֹּאת אִיּוֹב עֲמֹד וְהִתְבּוֹנֵן ׀ נִפְלְאוֹת אֵֽל׃ | 14 |
И Аюп, буни аңлап қой, Тәңриниң карамәт әмәллирини тонуп йетип шүк тур.
הֲתֵדַע בְּשׂוּם־אֱלוֹהַּ עֲלֵיהֶם וְהֹפִיעַ אוֹר עֲנָנֽוֹ׃ | 15 |
Тәңриниң булутларни қандақ сәптә турғузғанлиғини биләмсән? Униң булутиниң чақмиқини қандақ чақтуридиғанлиғиниму биләмсән?
הֲתֵדַע עַל־מִפְלְשֵׂי־עָב מִפְלְאוֹת תְּמִים דֵּעִֽים׃ | 16 |
Булутларниң қандақ қилип бошлуқта муәлләқ туридиғанлиғини, Билими мукәммәл Болғучиниң карамәтлирини биләмсән?
אֲשֶׁר־בְּגָדֶיךָ חַמִּים בְּהַשְׁקִט אֶרֶץ מִדָּרֽוֹם׃ | 17 |
Һәй, Униң қандақ қилип йәр-зиминни җәнупдики шамал билән тиничландуруп, Сени кийим-кечигиңниң оттәк исситқинини биләмсән?
תַּרְקִיעַ עִמּוֹ לִשְׁחָקִים חֲזָקִים כִּרְאִי מוּצָֽק׃ | 18 |
Сән Униңға һәмраһ болуп асманни худди қуюп чиқарған әйнәктәк, Мустәһкәм қилип яйғанмидиң?!
הוֹדִיעֵנוּ מַה־נֹּאמַר לוֹ לֹֽא־נַעֲרֹךְ מִפְּנֵי־חֹֽשֶׁךְ׃ | 19 |
Униңға немини дейишимиз керәклигини бизгә үгитип қойғин! Қараңғулуғимиз түпәйлидин биз дәвайимизни җайида сәпкә қоялмаймиз.
הַֽיְסֻפַּר־לוֹ כִּי אֲדַבֵּר אִֽם־אָמַר אִישׁ כִּי יְבֻלָּֽע׃ | 20 |
Униңға «Мениң Саңа гепим бар» дейиш яхшиму? Ундақ дегүчи адәм жутулмай қалмайду!
וְעַתָּה ׀ לֹא רָאוּ אוֹר בָּהִיר הוּא בַּשְּׁחָקִים וְרוּחַ עָבְרָה וַֽתְּטַהֲרֵֽם׃ | 21 |
Әнди шамаллар келип булутларни тарқитиветиду, Бирақ булутлар арисидики қуяш нуриға адәмләр беваситә қарап туралмайду. Қуяшниң алтун рәңги шимал тәрәптинму пәйда болиду; Тәңриниң һозурида дәһшәтлик һәйвәт бардур. Һәммигә Қадирни болса, биз Уни мөлчәрләлмәймиз; Қудрити қалтистур, Униң адалити улуқ, һәққанийлиғи чоңқур, Шуңа У адәмләргә зулум қилмайду.
מִצָּפוֹן זָהָב יֶאֱתֶה עַל־אֱלוֹהַּ נוֹרָא הֽוֹד׃ | 22 |
שַׁדַּי לֹא־מְצָאנֻהוּ שַׂגִּיא־כֹחַ וּמִשְׁפָּט וְרֹב־צְדָקָה לֹא יְעַנֶּֽה׃ | 23 |
לָכֵן יְרֵאוּהוּ אֲנָשִׁים לֹֽא־יִרְאֶה כׇּל־חַכְמֵי־לֵֽב׃ | 24 |
Шуңа адәмләр Униңдин қорқиду; Көңлидә өзини дана чағлайдиғанларға У һеч етивар қилмайду».