< איוב 19 >
וַיַּעַן אִיּוֹב וַיֹּאמַֽר׃ | 1 |
Аюп җававән мундақ деди: —
עַד־אָנָה תּוֹגְיוּן נַפְשִׁי וּֽתְדַכּאוּנַנִי בְמִלִּֽים׃ | 2 |
«Силәр қачанғичә җенимни азаплимақчисиләр, Қачанғичә мени сөз билән әзмәкчисиләр?
זֶה עֶשֶׂר פְּעָמִים תַּכְלִימוּנִי לֹֽא־תֵבֹשׁוּ תַּהְכְּרוּ־לִֽי׃ | 3 |
Силәр мени он қетим харлидиңлар; Маңа увал қилишқа номус қилмайсиләр.
וְאַף־אׇמְנָם שָׁגִיתִי אִתִּי תָּלִין מְשׁוּגָתִֽי׃ | 4 |
Әгәр мениң сәһвәнлигим болса, Мән әнди униң [дәрдини] тартимән.
אִם־אׇמְנָם עָלַי תַּגְדִּילוּ וְתוֹכִיחוּ עָלַי חֶרְפָּתִֽי׃ | 5 |
Әгәр силәр мениңдин үстүнлүк талашмақчи болсаңлар, Йүзүм алдида шәрм-һаяни көрситип мени әйиплимәкчи болсаңлар,
דְּֽעוּ־אֵפוֹ כִּֽי־אֱלוֹהַּ עִוְּתָנִי וּמְצוּדוֹ עָלַי הִקִּֽיף׃ | 6 |
Әнди билип қоюңларки, маңа увал қилған Тәңри екән, У тори билән мени чирмаштуруп тартти;
הֵן אֶצְעַק חָמָס וְלֹא אֵעָנֶה אֲשַׁוַּע וְאֵין מִשְׁפָּֽט׃ | 7 |
Қара, мән налә-пәряд көтирип «Зораванлиқ!» дәп вақираймән, Бирақ һеч ким аңлимайду; Мән вақираймән, бирақ маңа адаләт кәлмәйду.
אׇרְחִי גָדַר וְלֹא אֶעֱבוֹר וְעַל נְתִיבוֹתַי חֹשֶׁךְ יָשִֽׂים׃ | 8 |
У йолумни мени өтүвалмисун дәп чит билән тосуп қойди, Қәдәмлиримгә қараңғулуқ салди.
כְּבוֹדִי מֵעָלַי הִפְשִׁיט וַיָּסַר עֲטֶרֶת רֹאשִֽׁי׃ | 9 |
У мәндин шан-шәривимни мәһрум қилди, Бешимдин таҗни тартивалди.
יִתְּצֵנִי סָבִיב וָאֵלַךְ וַיַּסַּע כָּעֵץ תִּקְוָתִֽי׃ | 10 |
У маңа һәр тәрәптин бузғунчилиқ қиливатиду, мән түгәштим; Үмүтүмни У дәрәқни юлғандәк жулувалди.
וַיַּחַר עָלַי אַפּוֹ וַיַּחְשְׁבֵנִי לוֹ כְצָרָֽיו׃ | 11 |
Ғәзивини маңа қаритип қозғиди, Мени Өз дүшмәнлиридин һесаплиди.
יַחַד ׀ יָבֹאוּ גְדוּדָיו וַיָּסֹלּוּ עָלַי דַּרְכָּם וַיַּחֲנוּ סָבִיב לְאׇהֳלִֽי׃ | 12 |
Униң қошунлири сәп түзүп атланди, Пәләмпәйлирини ясап маңа һуҗум қилди, Улар чедиримни қоршавға елип баргаһ тикивалди.
אַחַי מֵעָלַי הִרְחִיק וְיֹדְעַי אַךְ־זָרוּ מִמֶּֽנִּי׃ | 13 |
У қериндашлиримни мәндин нери қилди, Тонушлиримниң меһрини мәндин үзди.
חָדְלוּ קְרוֹבָי וּֽמְיֻדָּעַי שְׁכֵחֽוּנִי׃ | 14 |
Туққанлирим мәндин ятлишип кәтти, Дост-бурадәрлирим мени унутти.
גָּרֵי בֵיתִי וְאַמְהֹתַי לְזָר תַּחְשְׁבֻנִי נׇכְרִי הָיִיתִי בְעֵינֵיהֶֽם׃ | 15 |
Өйүмдә турған мусапирлар, һәтта дедәклиримму мени ят адәм дәп һесаплайду; Уларниң нәзиридә мән мусапир болуп қалдим.
לְעַבְדִּי קָרָאתִי וְלֹא יַעֲנֶה בְּמוֹ־פִי אֶתְחַנֶּן־לֽוֹ׃ | 16 |
Мән чакиримни чақирсам, у маңа җавап бәрмәйду; Шуңа мән униңға ағзим билән йелинишим керәк.
רוּחִי זָרָה לְאִשְׁתִּי וְחַנֹּתִי לִבְנֵי בִטְנִֽי׃ | 17 |
Тиниқимдин аялимниң қусқуси келиду, Ака-укилирим сесиқлиғимдин бизар.
גַּם־עֲוִילִים מָאֲסוּ בִי אָקוּמָה וַיְדַבְּרוּ־בִֽי׃ | 18 |
Һәтта кичик балилар мени кәмситиду; Орнумдин турмақчи болсам, улар мени һақарәтләйду.
תִּעֲבוּנִי כׇּל־מְתֵי סוֹדִי וְזֶה־אָהַבְתִּי נֶהְפְּכוּ־בִֽי׃ | 19 |
Мениң сирдаш достлиримниң һәммиси мәндин нәпрәтлиниду, Мән сөйгәнләр мәндин йүз өриди.
בְּעוֹרִי וּבִבְשָׂרִי דָּבְקָה עַצְמִי וָאֶתְמַלְּטָה בְּעוֹר שִׁנָּֽי׃ | 20 |
Әт-терилирим устиханлиримға чаплишип туриду, Җеним қил үстидә қалди.
חׇנֻּנִי חׇנֻּנִי אַתֶּם רֵעָי כִּי יַד־אֱלוֹהַּ נָגְעָה בִּֽי׃ | 21 |
Аһ, достлирим, маңа ичиңлар ағрисун, ичиңлар ағрисун! Чүнки Тәңриниң қоли маңа келип тәгди.
לָמָּה תִּרְדְּפֻנִי כְמוֹ־אֵל וּמִבְּשָׂרִי לֹא תִשְׂבָּֽעוּ׃ | 22 |
Силәр немишкә Тәңридәк маңа зиянкәшлик қилисиләр? Силәр немишкә әтлиримгә шунчә тоймайсиләр!
מִי־יִתֵּן אֵפוֹ וְיִכָּתְבוּן מִלָּי מִי־יִתֵּן בַּסֵּפֶר וְיֻחָֽקוּ׃ | 23 |
Аһ, мениң сөзлирим йезилсиди! Улар бир язмиға пүтүклүк болған болатти!
בְּעֵט־בַּרְזֶל וְעֹפָרֶת לָעַד בַּצּוּר יֵחָצְבֽוּן׃ | 24 |
Улар төмүр қәләм билән қоғушун ичигә йезилсиди! Әбәдил-әбәт таш үстигә оюп пүтүлгән болатти!
וַאֲנִי יָדַעְתִּי גֹּאֲלִי חָי וְאַחֲרוֹן עַל־עָפָר יָקֽוּם׃ | 25 |
Бирақ мән шуни билимәнки, өзүмниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучим һаяттур, У ахирәт күнидә йәр йүзидә туруп туриду!
וְאַחַר עוֹרִי נִקְּפוּ־זֹאת וּמִבְּשָׂרִי אֶחֱזֶה אֱלֽוֹהַּ׃ | 26 |
Һәм мениң бу терә-әтлирим бузулғандин кейин, Мән йәнила тенимдә туруп Тәңрини көримән!
אֲשֶׁר אֲנִי ׀ אֶחֱזֶה־לִּי וְעֵינַי רָאוּ וְלֹא־זָר כָּלוּ כִלְיֹתַי בְּחֵקִֽי׃ | 27 |
Уни өзүмла әйни һалда көримән, Башқа адәмниң әмәс, бәлки өзүмниң көзи билән қараймән; Аһ, қәлбим буниңға шунчә интизардур!
כִּי תֹאמְרוּ מַה־נִּרְדׇּף־לוֹ וְשֹׁרֶשׁ דָּבָר נִמְצָא־בִֽי׃ | 28 |
Әгәр силәр: «Ишниң йилтизи униңдидур, Уни қандақ қилип қистап қоғливетәләймиз?!» — десәңлар,
גּוּרוּ לָכֶם ׀ מִפְּנֵי־חֶרֶב כִּֽי־חֵמָה עֲוֺנוֹת חָרֶב לְמַעַן תֵּדְעוּן (שדין) [שַׁדּֽוּן]׃ | 29 |
Әнди өзүңлар қиличтин қорққиниңлар түзүк! Чүнки [Худаниң] ғәзиви қилич җазасини елип келиду, Шуниң билән силәр [Худаниң] сотиниң қуруқ гәп әмәслигини билисиләр».