< בראשית 24 >
וְאַבְרָהָם זָקֵן בָּא בַּיָּמִים וַֽיהֹוָה בֵּרַךְ אֶת־אַבְרָהָם בַּכֹּֽל׃ | 1 |
Ибраһим қерип, йеши бир йәргә берип қалған еди; Пәрвәрдигар Ибраһимға һәр тәрәптә бәхит-бәрикәт ата қилған еди.
וַיֹּאמֶר אַבְרָהָם אֶל־עַבְדּוֹ זְקַן בֵּיתוֹ הַמֹּשֵׁל בְּכׇל־אֲשֶׁר־לוֹ שִֽׂים־נָא יָדְךָ תַּחַת יְרֵכִֽי׃ | 2 |
Ибраһим өйидики әң мөтивәр хизмәткари, өзиниң пүтүн мал-мүлкини башқуридиған ғоҗидарға: — Қолуңни янпашмниң астиға қойғин;
וְאַשְׁבִּיעֲךָ בַּֽיהֹוָה אֱלֹהֵי הַשָּׁמַיִם וֵֽאלֹהֵי הָאָרֶץ אֲשֶׁר לֹֽא־תִקַּח אִשָּׁה לִבְנִי מִבְּנוֹת הַֽכְּנַעֲנִי אֲשֶׁר אָנֹכִי יוֹשֵׁב בְּקִרְבּֽוֹ׃ | 3 |
Мән сени асманларниң Худаси шундақла йәрниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң нами билән қәсәм қилдуримәнки, сән мән һазир туруватқан бу Ⱪананийларниң арисидин оғлумға қиз елип бәрмәй,
כִּי אֶל־אַרְצִי וְאֶל־מוֹלַדְתִּי תֵּלֵךְ וְלָקַחְתָּ אִשָּׁה לִבְנִי לְיִצְחָֽק׃ | 4 |
Бәлки өз жутумға, шундақла өз уруқ-туққанлиримниң қешиға берип, оғлум Исһаққа хотун елип бәргәйсән, — деди.
וַיֹּאמֶר אֵלָיו הָעֶבֶד אוּלַי לֹא־תֹאבֶה הָֽאִשָּׁה לָלֶכֶת אַחֲרַי אֶל־הָאָרֶץ הַזֹּאת הֶֽהָשֵׁב אָשִׁיב אֶת־בִּנְךָ אֶל־הָאָרֶץ אֲשֶׁר־יָצָאתָ מִשָּֽׁם׃ | 5 |
Хизмәткари униңға: — Мабада у қиз мән билән бу жутқа кәлгили унимиса, ундақта өзлири чиққан шу жутқа оғуллирини яндуруп апирамдимән? — деди.
וַיֹּאמֶר אֵלָיו אַבְרָהָם הִשָּׁמֶר לְךָ פֶּן־תָּשִׁיב אֶת־בְּנִי שָֽׁמָּה׃ | 6 |
Ибраһим униңға җавап берип: — Һези бол, оғлумни һәргиз шу йәргә яндуруп бармиғин!
יְהֹוָה ׀ אֱלֹהֵי הַשָּׁמַיִם אֲשֶׁר לְקָחַנִי מִבֵּית אָבִי וּמֵאֶרֶץ מֽוֹלַדְתִּי וַאֲשֶׁר דִּבֶּר־לִי וַאֲשֶׁר נִֽשְׁבַּֽע־לִי לֵאמֹר לְזַרְעֲךָ אֶתֵּן אֶת־הָאָרֶץ הַזֹּאת הוּא יִשְׁלַח מַלְאָכוֹ לְפָנֶיךָ וְלָקַחְתָּ אִשָּׁה לִבְנִי מִשָּֽׁם׃ | 7 |
Мени атамниң өйи билән туғулған жутумдин йетәкләп елип кәлгүчи, йәни маңа сөз қилип: — «Сениң нәслиңгә бу жутни беримән», дәп маңа қәсәм қилған, асманниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз Пәриштисини алдиңға әвәтиду; шуниң билән сән у йәрдин оғлумға қиз елип келәләйсән.
וְאִם־לֹא תֹאבֶה הָֽאִשָּׁה לָלֶכֶת אַחֲרֶיךָ וְנִקִּיתָ מִשְּׁבֻעָתִי זֹאת רַק אֶת־בְּנִי לֹא תָשֵׁב שָֽׁמָּה׃ | 8 |
Шундақтиму, әгәр қиз сән билән бу йәргә кәлгили унимиса, мән саңа қилдуридиған қәсәмдин халас болисән; амма оғлумни у йәргә һәргиз яндуруп бармиғин, — деди.
וַיָּשֶׂם הָעֶבֶד אֶת־יָדוֹ תַּחַת יֶרֶךְ אַבְרָהָם אֲדֹנָיו וַיִּשָּׁבַֽע לוֹ עַל־הַדָּבָר הַזֶּֽה׃ | 9 |
Шуниң билән хизмәткар қолини ғоҗиси Ибраһимниң янпишиниң астиға қоюп туруп, бу тоғрида униңға қәсәм қилди.
וַיִּקַּח הָעֶבֶד עֲשָׂרָה גְמַלִּים מִגְּמַלֵּי אֲדֹנָיו וַיֵּלֶךְ וְכׇל־טוּב אֲדֹנָיו בְּיָדוֹ וַיָּקׇם וַיֵּלֶךְ אֶל־אֲרַם נַֽהֲרַיִם אֶל־עִיר נָחֽוֹר׃ | 10 |
Андин хизмәткар бу тоғрида ғоҗисиниң төгилиридин онни, шундақла ғоҗисиниң һәр хил есил нәрсилирини елип йолға чиқти; у Арам-Наһараим райониға сәпәр қилип, Наһорниң шәһиригә йетип кәлди.
וַיַּבְרֵךְ הַגְּמַלִּים מִחוּץ לָעִיר אֶל־בְּאֵר הַמָּיִם לְעֵת עֶרֶב לְעֵת צֵאת הַשֹּׁאֲבֹֽת׃ | 11 |
У шәһәрниң сиртидики бир қудуқниң йенида төгилирини чөкүндурди: бу кәчқурун, қиз-аялларниң су тартқили чиқидиған чеғи еди.
וַיֹּאמַר ׀ יְהֹוָה אֱלֹהֵי אֲדֹנִי אַבְרָהָם הַקְרֵה־נָא לְפָנַי הַיּוֹם וַעֲשֵׂה־חֶסֶד עִם אֲדֹנִי אַבְרָהָֽם׃ | 12 |
У дуа қилип: — Әй ғоҗам Ибраһимниң Худаси болған Пәрвәрдигар, өтүнимәнки, бүгүн мениң ишимни оңға тартқайсән, ғоҗам Ибраһимға шапаәт көрсәткәйсән.
הִנֵּה אָנֹכִי נִצָּב עַל־עֵין הַמָּיִם וּבְנוֹת אַנְשֵׁי הָעִיר יֹצְאֹת לִשְׁאֹב מָֽיִם׃ | 13 |
Мана мән бу йәрдә қудуқниң бешида туруватимән вә шәһәр хәлқиниң қизлири бу йәргә су тартқили келиватиду.
וְהָיָה הַֽנַּעֲרָ אֲשֶׁר אֹמַר אֵלֶיהָ הַטִּי־נָא כַדֵּךְ וְאֶשְׁתֶּה וְאָמְרָה שְׁתֵה וְגַם־גְּמַלֶּיךָ אַשְׁקֶה אֹתָהּ הֹכַחְתָּ לְעַבְדְּךָ לְיִצְחָק וּבָהּ אֵדַע כִּי־עָשִׂיתָ חֶסֶד עִם־אֲדֹנִֽי׃ | 14 |
Әнди шундақ болсунки, мән қайси қизға: «Комзикиңни чүшүрсәң, мән су ичивалсам боптикән!» десәм, у җавап берип: «Мана ичкин, мән төгилириңниму суғирип қояй», десә, у қиз сән қулуң Исһаққа бекиткиниңниң өзи болсун. Буниңдин сениң ғоҗам Ибраһимға шапаәт қилғиниңни биләләймән, — деди.
וַֽיְהִי־הוּא טֶרֶם כִּלָּה לְדַבֵּר וְהִנֵּה רִבְקָה יֹצֵאת אֲשֶׁר יֻלְּדָה לִבְתוּאֵל בֶּן־מִלְכָּה אֵשֶׁת נָחוֹר אֲחִי אַבְרָהָם וְכַדָּהּ עַל־שִׁכְמָֽהּ׃ | 15 |
У техи сөзини түгәтмәйла, мана Ривкаһ козини мүрисидә көтирип чиқип кәлди; у болса Ибраһимниң иниси Наһорниң аяли Милкаһтин туғулған оғли Бетуәлниң қизи еди;
וְהַֽנַּעֲרָ טֹבַת מַרְאֶה מְאֹד בְּתוּלָה וְאִישׁ לֹא יְדָעָהּ וַתֵּרֶד הָעַיְנָה וַתְּמַלֵּא כַדָּהּ וַתָּֽעַל׃ | 16 |
Қиз интайин чирайлиқ болуп, һеч әр киши тәгмигән пак қиз еди. У қудуқниң бойиға чүшүп, комзикини толдуруп андин чиқти.
וַיָּרׇץ הָעֶבֶד לִקְרָאתָהּ וַיֹּאמֶר הַגְמִיאִינִי נָא מְעַט־מַיִם מִכַּדֵּֽךְ׃ | 17 |
Хизмәткар униң алдиға жүгүрүп берип: — Өтүнүп қалай, комзикиңтин азғина су отливалай, деди.
וַתֹּאמֶר שְׁתֵה אֲדֹנִי וַתְּמַהֵר וַתֹּרֶד כַּדָּהּ עַל־יָדָהּ וַתַּשְׁקֵֽהוּ׃ | 18 |
У җавап берип: — Ичкәйла, әй ғоҗам! дәпла, комзәкни дәрһал қолиға елип, униң су ичиши үчүн сунди.
וַתְּכַל לְהַשְׁקֹתוֹ וַתֹּאמֶר גַּם לִגְמַלֶּיךָ אֶשְׁאָב עַד אִם־כִּלּוּ לִשְׁתֹּֽת׃ | 19 |
У сүйидин униңға қанғичә ичкүзгәндин кейин: — Төгилиригиму қанғичә су ичкүзүп қояй, — деди.
וַתְּמַהֵר וַתְּעַר כַּדָּהּ אֶל־הַשֹּׁקֶת וַתָּרׇץ עוֹד אֶֽל־הַבְּאֵר לִשְׁאֹב וַתִּשְׁאַב לְכׇל־גְּמַלָּֽיו׃ | 20 |
Шуниң билән у дәрһал комзәктики суни олаққа төкүветип, йәнә қудуққа су тартқили жүгүрүп барди; у униң һәммә төгилиригә су тартип бәрди.
וְהָאִישׁ מִשְׁתָּאֵה לָהּ מַחֲרִישׁ לָדַעַת הַֽהִצְלִיחַ יְהֹוָה דַּרְכּוֹ אִם־לֹֽא׃ | 21 |
У киши униңға көзини тиккиничә җим-җит туруп, Пәрвәрдигарниң йолини оң қилған, қилмиғанлиғини билиш үчүн күтүвататти.
וַיְהִי כַּאֲשֶׁר כִּלּוּ הַגְּמַלִּים לִשְׁתּוֹת וַיִּקַּח הָאִישׁ נֶזֶם זָהָב בֶּקַע מִשְׁקָלוֹ וּשְׁנֵי צְמִידִים עַל־יָדֶיהָ עֲשָׂרָה זָהָב מִשְׁקָלָֽם׃ | 22 |
Төгиләр су ичип қанғанда, шундақ болдики, һелиқи киши йерим шәкәллик бир алтун бурун һалқиси билән икки қолиға он шәкәллик алтун биләйүзүкни чиқирип қизға берип униңға:
וַיֹּאמֶר בַּת־מִי אַתְּ הַגִּידִי נָא לִי הֲיֵשׁ בֵּית־אָבִיךְ מָקוֹם לָנוּ לָלִֽין׃ | 23 |
Сән кимниң қизи болисән? Маңа дәп бәрсәң! Атаңниң өйидә бизгә қонғидәк җай барму? — дәп сориди.
וַתֹּאמֶר אֵלָיו בַּת־בְּתוּאֵל אָנֹכִי בֶּן־מִלְכָּה אֲשֶׁר יָלְדָה לְנָחֽוֹר׃ | 24 |
Қиз униңға: — Мән Милкаһниң Наһорға туғуп бәргән оғли Бетуәлниң қизи болимән, — деди,
וַתֹּאמֶר אֵלָיו גַּם־תֶּבֶן גַּם־מִסְפּוֹא רַב עִמָּנוּ גַּם־מָקוֹם לָלֽוּן׃ | 25 |
йәнә униңға: — Бизниңкидә саман билән боғуз кәңри, [силәргә] қонғили җайму бар, — деди.
וַיִּקֹּד הָאִישׁ וַיִּשְׁתַּחוּ לַֽיהֹוָֽה׃ | 26 |
Шуан бу адәм еңишип Пәрвәрдигарниң алдида сәҗдә қилип:
וַיֹּאמֶר בָּרוּךְ יְהֹוָה אֱלֹהֵי אֲדֹנִי אַבְרָהָם אֲשֶׁר לֹֽא־עָזַב חַסְדּוֹ וַאֲמִתּוֹ מֵעִם אֲדֹנִי אָנֹכִי בַּדֶּרֶךְ נָחַנִי יְהֹוָה בֵּית אֲחֵי אֲדֹנִֽי׃ | 27 |
Өз шапаити билән һоҗамдин вападарлиғини айимиған, ғоҗам Ибраһимниң Худаси болған Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқулғай! Пәрвәрдигар бу сәпиримдә мени ғоҗамниң қериндашлири турған өйгә башлап кәлди! — деди.
וַתָּרׇץ הַֽנַּעֲרָ וַתַּגֵּד לְבֵית אִמָּהּ כַּדְּבָרִים הָאֵֽלֶּה׃ | 28 |
Қиз жүгүрүп берип, буларниң һәммисини анисиниң өйдикиләргә ейтип бәрди.
וּלְרִבְקָה אָח וּשְׁמוֹ לָבָן וַיָּרׇץ לָבָן אֶל־הָאִישׁ הַחוּצָה אֶל־הָעָֽיִן׃ | 29 |
Әнди Ривкаһниң Лабан дегән бир акиси бар еди. Лабан қудуқниң бешиға, у адәмниң қешиға жүгүрүп чиқти.
וַיְהִי ׀ כִּרְאֹת אֶת־הַנֶּזֶם וְֽאֶת־הַצְּמִדִים עַל־יְדֵי אֲחֹתוֹ וּכְשׇׁמְעוֹ אֶת־דִּבְרֵי רִבְקָה אֲחֹתוֹ לֵאמֹר כֹּֽה־דִבֶּר אֵלַי הָאִישׁ וַיָּבֹא אֶל־הָאִישׁ וְהִנֵּה עֹמֵד עַל־הַגְּמַלִּים עַל־הָעָֽיִן׃ | 30 |
Чүнки у сиңлисиниң бурун һалқисини вә қоллиридики биләйүзүкләрни көрүп, һәмдә сиңлисиниң: у адәм маңа мундақ-мундақ деди, дегинини аңлап, у адәмниң қешиға барди. Мана, у киши қудуқниң йенида төгиләрниң қешида туратти.
וַיֹּאמֶר בּוֹא בְּרוּךְ יְהֹוָה לָמָּה תַעֲמֹד בַּחוּץ וְאָנֹכִי פִּנִּיתִי הַבַּיִת וּמָקוֹם לַגְּמַלִּֽים׃ | 31 |
Лабан униңға: — Әй Пәрвәрдигарниң бәхит-бәрикити ата қилинғучи, киргәйла! Немә үчүн ташқирида турдила? Мән өйни тәйярлап қойдум, төгиләргиму җай раслидим, — деди.
וַיָּבֹא הָאִישׁ הַבַּיְתָה וַיְפַתַּח הַגְּמַלִּים וַיִּתֵּן תֶּבֶן וּמִסְפּוֹא לַגְּמַלִּים וּמַיִם לִרְחֹץ רַגְלָיו וְרַגְלֵי הָאֲנָשִׁים אֲשֶׁר אִתּֽוֹ׃ | 32 |
У адәм өйгә кирди; Лабан төгиләрдин жүкни чүшүрүп, төгиләргә саман билән боғуз берип, у кишиниң һәм униң һәмраһлириниң путлирини жуйғили су елип кәлди;
(ויישם) [וַיּוּשַׂם] לְפָנָיו לֶאֱכֹל וַיֹּאמֶר לֹא אֹכַל עַד אִם־דִּבַּרְתִּי דְּבָרָי וַיֹּאמֶר דַּבֵּֽר׃ | 33 |
андин у кишиниң алдиға таам қоюлди; лекин у: — Мән гепимни демәй туруп таам йемәймән, — деди. Лабан җавап берип: — Ейтқайла, деди.
וַיֹּאמַר עֶבֶד אַבְרָהָם אָנֹֽכִי׃ | 34 |
У: — Мән болсам Ибраһимниң хизмәткаримән;
וַיהֹוָה בֵּרַךְ אֶת־אֲדֹנִי מְאֹד וַיִּגְדָּל וַיִּתֶּן־לוֹ צֹאן וּבָקָר וְכֶסֶף וְזָהָב וַעֲבָדִם וּשְׁפָחֹת וּגְמַלִּים וַחֲמֹרִֽים׃ | 35 |
Пәрвәрдигар ғоҗамға көп бәхит-бәрикәт ата қилғачқа, у улуқ бир киши болди. У униңға қой билән кала, күмүч билән алтун, қул билән дедәкләрни, төгә билән ешәкләрни бәрди.
וַתֵּלֶד שָׂרָה אֵשֶׁת אֲדֹנִי בֵן לַֽאדֹנִי אַחֲרֵי זִקְנָתָהּ וַיִּתֶּן־לוֹ אֶת־כׇּל־אֲשֶׁר־לֽוֹ׃ | 36 |
Ғоҗамниң аяли Сараһ қериғанда ғоҗамға бир оғул туғуп бәргән еди. Ғоҗам [оғлиға] өзиниң барлиғини атиди.
וַיַּשְׁבִּעֵנִי אֲדֹנִי לֵאמֹר לֹא־תִקַּח אִשָּׁה לִבְנִי מִבְּנוֹת הַֽכְּנַעֲנִי אֲשֶׁר אָנֹכִי יֹשֵׁב בְּאַרְצֽוֹ׃ | 37 |
Ғоҗам мени қәсәм қилдуруп: «Сән мән туруватқан зиминдики Ⱪананийларниң қизлиридин оғлумға хотун елип бәрмә,
אִם־לֹא אֶל־בֵּית־אָבִי תֵּלֵךְ וְאֶל־מִשְׁפַּחְתִּי וְלָקַחְתָּ אִשָּׁה לִבְנִֽי׃ | 38 |
бәлки җәзмән атамниң өйигә, өз туққанлиримниң қешиға берип, оғлумға хотун елип бәргәйсән», — деди.
וָאֹמַר אֶל־אֲדֹנִי אֻלַי לֹא־תֵלֵךְ הָאִשָּׁה אַחֲרָֽי׃ | 39 |
У вақитта мән ғоҗамға: «У қиз мән билән кәлгили унимисичу?» — десәм,
וַיֹּאמֶר אֵלָי יְהֹוָה אֲשֶׁר־הִתְהַלַּכְתִּי לְפָנָיו יִשְׁלַח מַלְאָכוֹ אִתָּךְ וְהִצְלִיחַ דַּרְכֶּךָ וְלָקַחְתָּ אִשָּׁה לִבְנִי מִמִּשְׁפַּחְתִּי וּמִבֵּית אָבִֽי׃ | 40 |
у маңа җавап берип: «Тутқан йоллирим униңға очуқ болған Пәрвәрдигарим Өз Пәриштисини сениң билән әвәтип, йолуңни оң қилиду. Бу тәриқидә сән мениң аилидикилирим арисидин, атамниң җәмәти ичидин оғлумға хотун елип берисән.
אָז תִּנָּקֶה מֵאָלָתִי כִּי תָבוֹא אֶל־מִשְׁפַּחְתִּי וְאִם־לֹא יִתְּנוּ לָךְ וְהָיִיתָ נָקִי מֵאָלָתִֽי׃ | 41 |
Шундақ қилип аиләмдикиләрниң қешиға йетип барғиниңда, сән мән қилдурған қәсәмдин халас болисән; улар саңа қизни бәрмисиму охшашла қәсәмдин халас болисән», — дегән еди.
וָאָבֹא הַיּוֹם אֶל־הָעָיִן וָאֹמַר יְהֹוָה אֱלֹהֵי אֲדֹנִי אַבְרָהָם אִם־יֶשְׁךָ־נָּא מַצְלִיחַ דַּרְכִּי אֲשֶׁר אָנֹכִי הֹלֵךְ עָלֶֽיהָ׃ | 42 |
Шуңа мән бүгүн бу қудуқниң қешиға келип: — Әй, ғоҗам Ибраһимниң Худаси болған Пәрвәрдигар, әгәр сән бу сәпиримни оң қилсаң: —
הִנֵּה אָנֹכִי נִצָּב עַל־עֵין הַמָּיִם וְהָיָה הָֽעַלְמָה הַיֹּצֵאת לִשְׁאֹב וְאָמַרְתִּי אֵלֶיהָ הַשְׁקִֽינִי־נָא מְעַט־מַיִם מִכַּדֵּֽךְ׃ | 43 |
мана мән су қудуғиниң йенида туруватимән; вә шундақ болсунки, су тартқили кәлгән қизға: «Комзикиңдин маңа бир отлам су бәргән болсаң», десәм,
וְאָמְרָה אֵלַי גַּם־אַתָּה שְׁתֵה וְגַם לִגְמַלֶּיךָ אֶשְׁאָב הִוא הָֽאִשָּׁה אֲשֶׁר־הֹכִיחַ יְהֹוָה לְבֶן־אֲדֹנִֽי׃ | 44 |
у маңа: «Сән ичкин, төгилириңгиму су тартип берәй», дәп җавап бәрсә, ундақта бу қиз дәл Пәрвәрдигар Өзи ғоҗамниң оғли үчүн бекиткән қиз болсун, дәп дуа қилған едим.
אֲנִי טֶרֶם אֲכַלֶּה לְדַבֵּר אֶל־לִבִּי וְהִנֵּה רִבְקָה יֹצֵאת וְכַדָּהּ עַל־שִׁכְמָהּ וַתֵּרֶד הָעַיְנָה וַתִּשְׁאָב וָאֹמַר אֵלֶיהָ הַשְׁקִינִי נָֽא׃ | 45 |
Көңлүмдә техи сөзүм түгимәйла, мана, Ривкаһ комзәкни мүрисидә көтирип чиқип, қудуқниң бойиға чүшүп су тартти; мән униңға: — Илтипат қилип, маңа су ичкили қойсаң, девидим,
וַתְּמַהֵר וַתּוֹרֶד כַּדָּהּ מֵֽעָלֶיהָ וַתֹּאמֶר שְׁתֵה וְגַם־גְּמַלֶּיךָ אַשְׁקֶה וָאֵשְׁתְּ וְגַם הַגְּמַלִּים הִשְׁקָֽתָה׃ | 46 |
у дәрһал комзикини мүрисидин чүшүрүп: «Ичкәйла, төгилириниму суғирип қояй», деди. Шуниң билән мән ичтим; у төгилиримниму суғирип қойди.
וָאֶשְׁאַל אֹתָהּ וָאֹמַר בַּת־מִי אַתְּ וַתֹּאמֶר בַּת־בְּתוּאֵל בֶּן־נָחוֹר אֲשֶׁר יָֽלְדָה־לּוֹ מִלְכָּה וָאָשִׂם הַנֶּזֶם עַל־אַפָּהּ וְהַצְּמִידִים עַל־יָדֶֽיהָ׃ | 47 |
Андин мән униңдин: — Кимниң қизи болисән, дәп сорисам, у җавап берип: — Мән Наһорниң Милкаһдин туғулған оғли Бетуәлниң қизи болимән, — деди. Шу чағда мән униң бурниға һалқа, қоллириға биләйүзүкләрни селип қойдум;
וָאֶקֹּד וָֽאֶשְׁתַּחֲוֶה לַיהֹוָה וָאֲבָרֵךְ אֶת־יְהֹוָה אֱלֹהֵי אֲדֹנִי אַבְרָהָם אֲשֶׁר הִנְחַנִי בְּדֶרֶךְ אֱמֶת לָקַחַת אֶת־בַּת־אֲחִי אֲדֹנִי לִבְנֽוֹ׃ | 48 |
андин еңишип Пәрвәрдигарға сәҗдә қилдим; ғоҗамниң қериндишиниң қизини униң оғли үчүн елип кетишкә мениң йолумни оң қилғини үчүн, ғоҗамниң Худаси болған Пәрвәрдигарға һәмдусана ейттим.
וְעַתָּה אִם־יֶשְׁכֶם עֹשִׂים חֶסֶד וֶֽאֱמֶת אֶת־אֲדֹנִי הַגִּידוּ לִי וְאִם־לֹא הַגִּידוּ לִי וְאֶפְנֶה עַל־יָמִין אוֹ עַל־שְׂמֹֽאל׃ | 49 |
Әнди силәр ғоҗамға ихлас қилип шапаәт көрситәйли десәңлар, буни маңа дәңлар. Әгәр халимисаңлар, униму маңа ейтиңлар, мән оң тәрәпкә яки сол тәрәпкә баримән, — деди.
וַיַּעַן לָבָן וּבְתוּאֵל וַיֹּאמְרוּ מֵיְהֹוָה יָצָא הַדָּבָר לֹא נוּכַל דַּבֵּר אֵלֶיךָ רַע אוֹ־טֽוֹב׃ | 50 |
Әнди Лабан билән Бетуәл җавап берип: — Бу иш Пәрвәрдигардин болғач, силигә я ундақ я бундақ дейәлмәймиз.
הִנֵּֽה־רִבְקָה לְפָנֶיךָ קַח וָלֵךְ וּתְהִי אִשָּׁה לְבֶן־אֲדֹנֶיךָ כַּאֲשֶׁר דִּבֶּר יְהֹוָֽה׃ | 51 |
Мана, Ривкаһ алдилирида туриду; уни елип кәткәйла. У Пәрвәрдигарниң дегинидәк өз ғоҗилириниң оғлиға хотун болсун, — деди.
וַיְהִי כַּאֲשֶׁר שָׁמַע עֶבֶד אַבְרָהָם אֶת־דִּבְרֵיהֶם וַיִּשְׁתַּחוּ אַרְצָה לַֽיהֹוָֽה׃ | 52 |
Ибраһимниң хизмәткари уларниң сөзлирини аңлап, йәргә еңишип, Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
וַיּוֹצֵא הָעֶבֶד כְּלֵי־כֶסֶף וּכְלֵי זָהָב וּבְגָדִים וַיִּתֵּן לְרִבְקָה וּמִגְדָּנֹת נָתַן לְאָחִיהָ וּלְאִמָּֽהּ׃ | 53 |
Андин, хизмәткар күмүч буюмларни, алтун буюмларни вә кийим-кечәкләрни чиқирип, буларни Ривкаһқа бәрди; у йәнә қизниң акиси вә анисиғиму қиммәтлик һәдийәләрни сунди.
וַיֹּאכְלוּ וַיִּשְׁתּוּ הוּא וְהָאֲנָשִׁים אֲשֶׁר־עִמּוֹ וַיָּלִינוּ וַיָּקוּמוּ בַבֹּקֶר וַיֹּאמֶר שַׁלְּחֻנִי לַֽאדֹנִֽי׃ | 54 |
Андин у вә һәмраһлири билән биллә йәп-ичип, шу йәрдә қонуп қалди. Әтиси сәһәрдә қопуп, у уларға: мени ғоҗамниң қешиға йолға селип қоюңлар, девиди,
וַיֹּאמֶר אָחִיהָ וְאִמָּהּ תֵּשֵׁב הַנַּעֲרָ אִתָּנוּ יָמִים אוֹ עָשׂוֹר אַחַר תֵּלֵֽךְ׃ | 55 |
Қизниң акиси билән аниси униңға: — Қиз бир қанчә күн яки он күн йенимизда турсун; андин барсун, — деди.
וַיֹּאמֶר אֲלֵהֶם אַל־תְּאַחֲרוּ אֹתִי וַֽיהֹוָה הִצְלִיחַ דַּרְכִּי שַׁלְּחוּנִי וְאֵלְכָה לַֽאדֹנִֽי׃ | 56 |
Амма у уларға: — Пәрвәрдигар мениң сәпиримни оң қилған екән, мени тосмаңлар; ғоҗамниң қешиға беришим үчүн мени йолға селип қоюңлар, — деди.
וַיֹּאמְרוּ נִקְרָא לַֽנַּעֲרָ וְנִשְׁאֲלָה אֶת־פִּֽיהָ׃ | 57 |
Улар униңға: — Қизни чақирип, униң ағзидин аңлап бақайли, дәп
וַיִּקְרְאוּ לְרִבְקָה וַיֹּאמְרוּ אֵלֶיהָ הֲתֵלְכִי עִם־הָאִישׁ הַזֶּה וַתֹּאמֶר אֵלֵֽךְ׃ | 58 |
Ривкаһни чақирип униңдин: — Бу адәм билән барамсән? дәп соривиди, у: — Барай, дәп җавап бәрди.
וַֽיְשַׁלְּחוּ אֶת־רִבְקָה אֲחֹתָם וְאֶת־מֵנִקְתָּהּ וְאֶת־עֶבֶד אַבְרָהָם וְאֶת־אֲנָשָֽׁיו׃ | 59 |
Шуниң билән улар сиңлиси Ривкаһни, униң баққан аниси, Ибраһимниң хизмәткари вә адәмлири билән қошуп йолға селип қойди.
וַיְבָרְכוּ אֶת־רִבְקָה וַיֹּאמְרוּ לָהּ אֲחֹתֵנוּ אַתְּ הֲיִי לְאַלְפֵי רְבָבָה וְיִירַשׁ זַרְעֵךְ אֵת שַׁעַר שֹׂנְאָֽיו׃ | 60 |
У вақитта улар Ривкаһқа бәхит тиләп: — Әй сиңлимиз, миңлиған он миңлиған адәмләрниң аниси болғайсән! Нәслиң дүшмәнлириниң дәрвазилириға егә болғай! — деди.
וַתָּקׇם רִבְקָה וְנַעֲרֹתֶיהָ וַתִּרְכַּבְנָה עַל־הַגְּמַלִּים וַתֵּלַכְנָה אַחֲרֵי הָאִישׁ וַיִּקַּח הָעֶבֶד אֶת־רִבְקָה וַיֵּלַֽךְ׃ | 61 |
Шуниң билән Ривкаһ билән униң дедәклири орнидин туруп, төгиләргә минип, у кишигә әгишип маңди. Шундақ қилип хизмәткар Ривкаһни елип йолға чиқти.
וְיִצְחָק בָּא מִבּוֹא בְּאֵר לַחַי רֹאִי וְהוּא יוֹשֵׁב בְּאֶרֶץ הַנֶּֽגֶב׃ | 62 |
Исһақ Бәәр-лаһай-рой дегән җайдин байила қайтип кәлгән еди; чүнки у җәнуптики Нәгәвдә туратти;
וַיֵּצֵא יִצְחָק לָשׂוּחַ בַּשָּׂדֶה לִפְנוֹת עָרֶב וַיִּשָּׂא עֵינָיו וַיַּרְא וְהִנֵּה גְמַלִּים בָּאִֽים׃ | 63 |
Исһақ кәчқурун истиқамәткә далаға чиққан еди; у бешини көтирип қариса, мана төгиләр келивататти.
וַתִּשָּׂא רִבְקָה אֶת־עֵינֶיהָ וַתֵּרֶא אֶת־יִצְחָק וַתִּפֹּל מֵעַל הַגָּמָֽל׃ | 64 |
Ривкаһ бешини көтирип, Исһақни көрди; у дәрһал төгидин чүшүп, хизмәткардин: — Сәһрада бизниң алдимизға чиқиватқан бу киши ким болиду? — дәп сориди. Хизмәткар: — Бу ғоҗамдур! деди. Ривкаһ дәрһал чүмбилини тартип йүзини йепивалди.
וַתֹּאמֶר אֶל־הָעֶבֶד מִֽי־הָאִישׁ הַלָּזֶה הַהֹלֵךְ בַּשָּׂדֶה לִקְרָאתֵנוּ וַיֹּאמֶר הָעֶבֶד הוּא אֲדֹנִי וַתִּקַּח הַצָּעִיף וַתִּתְכָּֽס׃ | 65 |
וַיְסַפֵּר הָעֶבֶד לְיִצְחָק אֵת כׇּל־הַדְּבָרִים אֲשֶׁר עָשָֽׂה׃ | 66 |
Хизмәткар әнди қилған һәммә ишлирини Исһаққа ейтип бәрди.
וַיְבִאֶהָ יִצְחָק הָאֹהֱלָה שָׂרָה אִמּוֹ וַיִּקַּח אֶת־רִבְקָה וַתְּהִי־לוֹ לְאִשָּׁה וַיֶּאֱהָבֶהָ וַיִּנָּחֵם יִצְחָק אַחֲרֵי אִמּֽוֹ׃ | 67 |
Исһақ қизни аниси Сараһниң чедириға башлап кирди; у Ривкаһни өз әмригә алди; у униң хотуни болди. У уни яхши көрүп қалди; бу тәриқидә Исһақ анисиниң вапатидин кейин тәсәлли тапти.