< יחזקאל 28 >
וַיְהִי דְבַר־יְהֹוָה אֵלַי לֵאמֹֽר׃ | 1 |
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
בֶּן־אָדָם אֱמֹר לִנְגִיד צֹר כֹּה־אָמַר ׀ אֲדֹנָי יֱהֹוִה יַעַן גָּבַהּ לִבְּךָ וַתֹּאמֶר אֵל אָנִי מוֹשַׁב אֱלֹהִים יָשַׁבְתִּי בְּלֵב יַמִּים וְאַתָּה אָדָם וְֽלֹא־אֵל וַתִּתֵּן לִבְּךָ כְּלֵב אֱלֹהִֽים׃ | 2 |
И инсан оғли, турниң шаһзадисигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сениң өзүңни чоң тутуп: «Мән бир илаһтурмән; Мән Худаниң тәхтигә, йәни деңиз-океанларниң бағрида олтиримән», дегәнсән; (Бирақ сән инсан, Худа әмәссән!) Сән өз көңлүңни Худаниң көңли дәп ойлап қалдиң.
הִנֵּה חָכָם אַתָּה (מדנאל) [מִדָּֽנִיֵּאל] כׇּל־סָתוּם לֹא עֲמָמֽוּךָ׃ | 3 |
Мана, сән Даниялдин данасән; Һеч қандақ сир сәндин йошурун әмәс;
בְּחׇכְמָֽתְךָ וּבִתְבוּנָתְךָ עָשִׂיתָ לְּךָ חָיִל וַתַּעַשׂ זָהָב וָכֶסֶף בְּאוֹצְרוֹתֶֽיךָ׃ | 4 |
Даналиғиң вә әқлиң билән сән байлиқларға егә болдуң, Алтун-күмүчни ғәзнилириңгә топлап қойдуң;
בְּרֹב חׇכְמָתְךָ בִּרְכֻלָּתְךָ הִרְבִּיתָ חֵילֶךָ וַיִּגְבַּהּ לְבָבְךָ בְּחֵילֶֽךָ׃ | 5 |
Тиҗарәттә болған зор даналиғиң билән байлиқлириңни авуттуң; Байлиқлириң түпәйлидин өзүңни чоң туттуң: —
לָכֵן כֹּה אָמַר אֲדֹנָי יֱהֹוִה יַעַן תִּתְּךָ אֶת־לְבָבְךָ כְּלֵב אֱלֹהִֽים׃ | 6 |
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән өз көңлүңни Худаниң көңли дәп ойлап кәткәнлигиңдин,
לָכֵן הִנְנִי מֵבִיא עָלֶיךָ זָרִים עָרִיצֵי גּוֹיִם וְהֵרִיקוּ חַרְבוֹתָם עַל־יְפִי חׇכְמָתֶךָ וְחִלְּלוּ יִפְעָתֶֽךָ׃ | 7 |
Әнди мана, Мән ят адәмләр, Йәни әлләрниң дәһшитини үстүңгә епкелимән; Улар даналиғиңниң парлақлиғини йоқитишқа қиличлирини суғуруп, Шан-шәривиңни булғайду;
לַשַּׁחַת יוֹרִדוּךָ וָמַתָּה מְמוֹתֵי חָלָל בְּלֵב יַמִּֽים׃ | 8 |
Улар сени һаңға чүшүриду; Шуниң билән сән деңиз-океанларниң қойнида өлтүрүлгәнләрниң өлүмидә өлисән.
הֶאָמֹר תֹּאמַר אֱלֹהִים אָנִי לִפְנֵי הֹרְגֶךָ וְאַתָּה אָדָם וְלֹא־אֵל בְּיַד מְחַלְלֶֽיךָ׃ | 9 |
Әнди сени өлтүргүчиниң алдида: «Мән Худа» — дәмсән? Бирақ сән өзүңни санҗип өлтүридиғанниң қоли астида Тәңри әмәс, инсан болуп чиқисән.
מוֹתֵי עֲרֵלִים תָּמוּת בְּיַד־זָרִים כִּי אֲנִי דִבַּרְתִּי נְאֻם אֲדֹנָי יֱהֹוִֽה׃ | 10 |
Сән ят адәмләрниң қолида хәтнә қилинмиғанларға лайиқ болған өлүм билән өлисән; Чүнки Мән шундақ сөз қилған», — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
וַיְהִי דְבַר־יְהֹוָה אֵלַי לֵאמֹֽר׃ | 11 |
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
בֶּן־אָדָם שָׂא קִינָה עַל־מֶלֶךְ צוֹר וְאָמַרְתָּ לּוֹ כֹּה אָמַר אֲדֹנָי יֱהֹוִה אַתָּה חוֹתֵם תׇּכְנִית מָלֵא חׇכְמָה וּכְלִיל יֹֽפִי׃ | 12 |
И инсан оғли, Турниң падишаси тоғрилиқ авазиңни көтирип бу мәрсийәни ағзиңға елип униңға мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән, камаләтниң җәвһири болған, Даналиққа толған, гөзәлликтә камаләткә йәткән едиң;
בְּעֵדֶן גַּן־אֱלֹהִים הָיִיתָ כׇּל־אֶבֶן יְקָרָה מְסֻכָתֶךָ אֹדֶם פִּטְדָה וְיָהֲלֹם תַּרְשִׁישׁ שֹׁהַם וְיָשְׁפֵה סַפִּיר נֹפֶךְ וּבָרְקַת וְזָהָב מְלֶאכֶת תֻּפֶּיךָ וּנְקָבֶיךָ בָּךְ בְּיוֹם הִבָּרַאֲךָ כּוֹנָֽנוּ׃ | 13 |
Сән Ерәм бағчиси, йәни Худаниң бағчисида болғансән; Һәр бир қиммәтлик ташлар, йәни қизил яқут, сериқ гөһәр вә алмас, берил яқут, ақ һеқиқ, анарташ, көк яқут, зумрәт вә көк қашташ саңа йөгәк болған; Яқут көзлириң вә нәққашлириң алтун ичигә ясалған; Сән яритилған күнүңдә улар тәйярланған еди.
אַתְּ־כְּרוּב מִמְשַׁח הַסּוֹכֵךְ וּנְתַתִּיךָ בְּהַר קֹדֶשׁ אֱלֹהִים הָיִיתָ בְּתוֹךְ אַבְנֵי־אֵשׁ הִתְהַלָּֽכְתָּ׃ | 14 |
Сән болсаң мәсиһләнгән муһапизәтчи керуб едиңсән, Чүнки Мән сени шундақ бекиткән едим; Сән Худаниң муқәддәс теғида болғансән; Сән отлуқ ташлар арисида жүрәттиң;
תָּמִים אַתָּה בִּדְרָכֶיךָ מִיּוֹם הִבָּֽרְאָךְ עַד־נִמְצָא עַוְלָתָה בָּֽךְ׃ | 15 |
Сән яритилған күндин бери, сәндә қәбиһлик пәйда болғичә, йоллириңда мукәммәл болуп кәлгән едиң.
בְּרֹב רְכֻלָּתְךָ מָלוּ תוֹכְךָ חָמָס וַֽתֶּחֱטָא וָאֲחַלֶּלְךָ מֵהַר אֱלֹהִים וָֽאַבֶּדְךָ כְּרוּב הַסֹּכֵךְ מִתּוֹךְ אַבְנֵי־אֵֽשׁ׃ | 16 |
Қилған содилириңниң көп болғанлиғидин сән зорлуқ-зумбулуқ билән толуп, гуна садир қилған; Шуңа Мән сени Худаниң теғидин һарам нәрсә дәп ташливәткәнмән; Мән сени, и муһапизәтчи керуб, отлуқ ташлар арисидин һайдап йоқатқанмән;
גָּבַהּ לִבְּךָ בְּיׇפְיֶךָ שִׁחַתָּ חׇכְמָתְךָ עַל־יִפְעָתֶךָ עַל־אֶרֶץ הִשְׁלַכְתִּיךָ לִפְנֵי מְלָכִים נְתַתִּיךָ לְרַאֲוָה בָֽךְ׃ | 17 |
Сениң көңлүң гөзәллигиң билән тәкәббурлишип кәтти; Парлақлиғиң түпәйлидин сән даналиғиңни булғиғансән; Мән сени йәргә ташливәттим; Падишаһлар сени көрүп йетиши үчүн Мән сени улар алдида ятқуздум.
מֵרֹב עֲוֺנֶיךָ בְּעֶוֶל רְכֻלָּתְךָ חִלַּלְתָּ מִקְדָּשֶׁיךָ וָאוֹצִא־אֵשׁ מִתּֽוֹכְךָ הִיא אֲכָלַתְךָ וָאֶתֶּנְךָ לְאֵפֶר עַל־הָאָרֶץ לְעֵינֵי כׇּל־רֹאֶֽיךָ׃ | 18 |
Сениң қәбиһликлириңниң көплүги түпәйлидин, Қилған содаңниң адилсизлиғи түпәйлидин, Өз муқәддәс җайлириңни булғиғансән; Мән өзүңдин бир отни чиқардим, У сени көйдүрүп йәвәтти; Шуниң билән саңа қарап турғанларниң һәммисиниң көз алдида, Мән сени йәрдә қалған күлләргә айландурувәттим.
כׇּל־יֽוֹדְעֶיךָ בָּֽעַמִּים שָׁמְמוּ עָלֶיךָ בַּלָּהוֹת הָיִיתָ וְאֵינְךָ עַד־עוֹלָֽם׃ | 19 |
Сени тонуғанларниң һәммиси саңа қарап сарасимидә қалиду; Сән өзүң бир вәһшәт болуп қалдиң, әнди қайтидин болмайсән».
וַיְהִי דְבַר־יְהֹוָה אֵלַי לֵאמֹֽר׃ | 20 |
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
בֶּן־אָדָם שִׂים פָּנֶיךָ אֶל־צִידוֹן וְהִנָּבֵא עָלֶֽיהָ׃ | 21 |
И инсан оғли, йүзүңни Зидонға қаритип уни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: —
וְאָמַרְתָּ כֹּה אָמַר אֲדֹנָי יֱהֹוִה הִנְנִי עָלַיִךְ צִידוֹן וְנִכְבַּדְתִּי בְּתוֹכֵךְ וְֽיָדְעוּ כִּֽי־אֲנִי יְהֹוָה בַּעֲשׂוֹתִי בָהּ שְׁפָטִים וְנִקְדַּשְׁתִּי בָֽהּ׃ | 22 |
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән саңа қарши, и Зидон; Өзүм араңда улуқлинимән; Мән униң үстигә һөкүм чиқирип җазалиқинимда, Өзүмни униңда пак-муқәддәс екәнлимни көрсәткинимдә, Улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
וְשִׁלַּחְתִּי־בָהּ דֶּבֶר וָדָם בְּחוּצוֹתֶיהָ וְנִפְלַל חָלָל בְּתוֹכָהּ בְּחֶרֶב עָלֶיהָ מִסָּבִיב וְיָדְעוּ כִּֽי־אֲנִי יְהֹוָֽה׃ | 23 |
Мән уларға вабани әвитип, рәстә-кочилирида қан аққузимән; Униңға қарши чиққан қиличниң һәр әтрапида болғанлиғидин оттурисида өлтүрүлгәнләр жиқилиду; Шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду;
וְלֹא־יִהְיֶה עוֹד לְבֵית יִשְׂרָאֵל סִלּוֹן מַמְאִיר וְקוֹץ מַכְאִב מִכֹּל סְבִיבֹתָם הַשָּׁאטִים אוֹתָם וְיָדְעוּ כִּי אֲנִי אֲדֹנָי יֱהֹוִֽה׃ | 24 |
Улар йәнә Исраил җәмәтини көзгә илмиған әтрапидикиләр арисида, Исраил үчүн адәмни санҗиғучи җиған яки дәрд-әләмлик тикән болмайду; Шуниң билән улар Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
כֹּה־אָמַר אֲדֹנָי יֱהֹוִה בְּקַבְּצִי ׀ אֶת־בֵּית יִשְׂרָאֵל מִן־הָֽעַמִּים אֲשֶׁר נָפֹצוּ בָם וְנִקְדַּשְׁתִּי בָם לְעֵינֵי הַגּוֹיִם וְיָֽשְׁבוּ עַל־אַדְמָתָם אֲשֶׁר נָתַתִּי לְעַבְדִּי לְיַעֲקֹֽב׃ | 25 |
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән улар тарқитилған әлләр арисидин Исраил җәмәтини қайтидин жиққинимда, уларда әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткинимдә, әнди улар Мән Өз қулум болған Яқупқа тәқдим қилған, өзиниң зиминида олтириду;
וְיָשְׁבוּ עָלֶיהָ לָבֶטַח וּבָנוּ בָתִּים וְנָטְעוּ כְרָמִים וְיָשְׁבוּ לָבֶטַח בַּעֲשׂוֹתִי שְׁפָטִים בְּכֹל הַשָּׁאטִים אֹתָם מִסְּבִיבוֹתָם וְיָדְעוּ כִּי אֲנִי יְהֹוָה אֱלֹהֵיהֶֽם׃ | 26 |
улар униңда теч-аманлиқ ичидә яшап, өйләрни селип үзүмзарларни тикиду; Мән уларни көзгә илмайдиған әтрапидикиләрниң һәммисиниң үстигә һөкүм чиқирип җазалиқинимда, улар теч-аманлиқ ичидә туриду; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар, уларниң Худаси екәнлигимни билип йетиду».