< תהילים 95 >
לכו נרננה ליהוה נריעה לצור ישענו | 1 |
Келиңлар, Пәрвәрдигарни яңритип күйләйли, Ниҗатлиғимиз болған Қорам Тешимизға тәнтәнә қилайли!
נקדמה פניו בתודה בזמרות נריע לו | 2 |
Тәшәккүрләр билән униң алдиға келәйли, Униңға күйләр билән тәнтәнә қилайли!
כי אל גדול יהוה ומלך גדול על-כל-אלהים | 3 |
Чүнки Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур, Пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир Падишадур.
אשר בידו מחקרי-ארץ ותועפת הרים לו | 4 |
Йәрниң тәглири Униң қолидидур, Тағларниң чоққилириму Униңкидур.
אשר-לו הים והוא עשהו ויבשת ידיו יצרו | 5 |
Деңиз Униңки, У уни яратқан; Қуруқлуқни Униң қоллири шәкилләндүрди.
באו נשתחוה ונכרעה נברכה לפני-יהוה עשנו | 6 |
Келиңлар, Униңға баш уруп сәҗдә қилайли, Пәрвәрдигар Яратқучимиз алдида тиз пүкәйли!
כי הוא אלהינו-- ואנחנו עם מרעיתו וצאן ידו היום אם-בקלו תשמעו | 7 |
Чүнки У бизниң Худайимиздур, Биз болсақ Униң яйлиғидики хәлиқ, Униң қоли бақидиған қойлармиз. Бүгүн, әгәр Униң авазини аңлисаңлар,
אל-תקשו לבבכם כמריבה כיום מסה במדבר | 8 |
Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк, Жүригиңларни җаһил қилмаңлар!
אשר נסוני אבותיכם בחנוני גם-ראו פעלי | 9 |
Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм қилғинимни көрди.
ארבעים שנה אקוט בדור-- ואמר עם תעי לבב הם והם לא-ידעו דרכי | 10 |
Мән қириқ жил шу дәвирдин бизар болуп: — «Булар көңлидә адашқан бир хәлиқтур, Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән» — дедим.
אשר-נשבעתי באפי אם-יבאון אל-מנוחתי | 11 |
Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирмәйду» — дедим.