< תהילים 53 >
למנצח על-מחלת משכיל לדוד ב אמר נבל בלבו אין אלהים השחיתו והתעיבו עול-- אין עשה-טוב | 1 |
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Махалат аһаңида Давут язған «Масқил»: Ахмақ киши көңлидә: «Һеч бир Худа йоқ» — дәйду. Улар чириклишип, Нәпрәтлик қәбиһ ишларни қилишти; Уларниң ичидә меһриванлиқ қилғучи йоқтур.
אלהים-- משמים השקיף על-בני-אדם לראות היש משכיל-- דרש את-אלהים | 2 |
Худа әрштә туруп, инсан балилирини күзитип: «Бу инсанларниң арисида, инсапни чүшинидиған бирәрси бармиду? Худани издәйдиғанлар бармиду?
כלו סג יחדו נאלחו אין עשה-טוב אין גם-אחד | 3 |
Һәммә адәм йолдин чиқти, Һәммә адәм чириклишип кәтти, Меһриванлиқ қилғучи йоқтур, һәтта бириму.
הלא ידעו פעלי-און אכלי עמי אכלו לחם אלהים לא קראו | 4 |
Нанни йегәндәк Мениң хәлқимни жутувалған, Қәбиһлик қилғучиларниң билими йоқмиду?» — дәйду. Улар Пәрвәрдигарға һеч бир илтиҗа қилмайду.
שם פחדו פחד-- לא-היה-פחד כי-אלהים--פזר עצמות חנך הבשתה כי-אלהים מאסם | 5 |
Қорққидәк һеч иш болмисиму, Мана уларни ғайәт зор қорқунуч басти; Чүнки Худа сени қоршавға алғанларниң устиханлирини парчилап чечивәтти; Сән уларни хиҗиллиққа қойдуң; Чүнки Худа уларни нәзиридин сақит қилди.
מי יתן מציון ישעות ישראל בשוב אלהים שבות עמו יגל יעקב ישמח ישראל | 6 |
Аһ, Исраилниң ниҗатлиғи Зиондин чиқип кәлгән болса еди! Худа Өз хәлқини асаритидин чиқирип, азатлиққа ериштүргән чағда, Яқуп шатлиниду, Исраил хошал болиду!