< תהילים 143 >
מזמור לדוד יהוה שמע תפלתי-- האזינה אל-תחנוני באמנתך ענני בצדקתך | 1 |
Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән; Йелинишлиримға қулақ салғайсән; Һәқиқәт-садақитиңдә һәм һәққанийитиңдә маңа җавап бәргәйсән.
ואל-תבוא במשפט את-עבדך כי לא-יצדק לפניך כל-חי | 2 |
Өз қулуңни сораққа тартишқа турмиғайсән; Чүнки нәзириңдә тирикләрниң һеч бири һәққаний испатланмайду.
כי רדף אויב נפשי-- דכא לארץ חיתי הושבני במחשכים כמתי עולם | 3 |
Чүнки дүшмән җенимға зиянкәшлик қилмақта, У һаятимни дәпсәндә қилди; Мени худди өлгили узун болғанлардәк, Қараңғу җайларда турушқа мәҗбур қилиду.
ותתעטף עלי רוחי בתוכי ישתומם לבי | 4 |
Шуңа роһум ичимдә түгишәй дәп қалди; Ичимдә қәлбим сунди.
זכרתי ימים מקדם-- הגיתי בכל-פעלך במעשה ידיך אשוחח | 5 |
Мән қедимки күнләрни әсләймән; Сениң барлиқ қилғанлириң үстидә сеғинип ойлинимән; Қоллириң ишлигәнлирини хиялимдин өткүзимән.
פרשתי ידי אליך נפשי כארץ-עיפה לך סלה | 6 |
Қоллиримни Саңа қарап созуп интилимән; Җеним чаңқиған зиминдәк Саңа тәшнадур. (Селаһ)
מהר ענני יהוה-- כלתה רוחי אל-תסתר פניך ממני ונמשלתי עם-ירדי בור | 7 |
Маңа тездин җавап бәргәйсән, и Пәрвәрдигар; Роһум һалидин кетиду; Дидариңни мәндин йошурмиғайсән; Болмиса мән һаңға чүшидиғанлардәк болимән.
השמיעני בבקר חסדך-- כי-בך בטחתי הודיעני דרך-זו אלך-- כי-אליך נשאתי נפשי | 8 |
Меһир-муһәббитиңни таң сәһәрдә аңлатқайсән; Чүнки таянғиним Сән; Меңишим керәк болған йолни маңа билдүргәйсән; Чүнки җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
הצילני מאיבי יהוה-- אליך כסתי | 9 |
Мени қутулдурғайсән, и Пәрвәрдигар, дүшмәнлиримдин; Башпанаһ издәп Сениң йениңға қачимән.
למדני לעשות רצונך-- כי-אתה אלוהי רוחך טובה תנחני בארץ מישור | 10 |
Өз ирадәңгә әмәл қилишимқа мени үгәткәйсән; Чүнки Сән мениң Худайимдурсән; Сениң меһриван Роһуң мени түптүз зиминда йетәклигәй;
למען-שמך יהוה תחיני בצדקתך תוציא מצרה נפשי | 11 |
Өз нам-шөһритиң үчүн мени җанландурғайсән, и Пәрвәрдигар; Өз һәққанийитиңдә җенимни аваричиликтин азат қилғайсән.
ובחסדך תצמית איבי והאבדת כל-צררי נפשי--כי אני עבדך | 12 |
Һәм меһри-шәпқитиңдә дүшмәнлиримни үзүп ташливәткәйсән; Җенимни хар қилғанларниң һәммисини һалак қилғайсән; Чүнки мән Сениң қулуңдурмән.