< תהילים 127 >
שיר המעלות לשלמה אם-יהוה לא-יבנה בית-- שוא עמלו בוניו בו אם-יהוה לא-ישמר-עיר שוא שקד שומר | 1 |
«Жуқириға чиқиш нахшиси»; Сулайман язған күй: — Пәрвәрдигар Өзи өй салмиса, Салғучилар бекардин-бекар униңға әҗир сиңдүриду; Пәрвәрдигар шәһәрни сақлимиса, Күзәтчиләр бекардин-бекар ойғақ туриду.
שוא לכם משכימי קום מאחרי-שבת-- אכלי לחם העצבים כן יתן לידידו שנא | 2 |
Силәрниң сәһәрдә орнуңлардин қопушуңлар, Кәч болғанда йетишиңлар, Җапа-мушәққәтни нандәк йегиниңлар бекардин-бекардур; Чүнки У Өз сөйгинигә уйқини бериду.
הנה נחלת יהוה בנים שכר פרי הבטן | 3 |
Мана, балилар Пәрвәрдигардин болған мирастур, Балиятқуниң мевиси Униң мукапатидур;
כחצים ביד-גבור-- כן בני הנעורים | 4 |
Яшлиқта тапқан балилар, Батурниң қолидики оқлардәк болиду.
אשרי הגבר-- אשר מלא את-אשפתו מהם לא-יבשו-- כי-ידברו את-אויבים בשער | 5 |
Оқдени мошулар билән толған адәм бәхитликтур; [Шәһәр] дәрвазисида туруп дүшмәнләр билән сөзлишиватқинида, Улар йәргә қарап қалмайду.