< ירמיה 9 >
מי יתן ראשי מים ועיני מקור דמעה ואבכה יומם ולילה את חללי בת עמי | 1 |
Аһ, мениң бешим суниң беши, Көзүм яшниң булиқи болсииди! Ундақта хәлқимниң қизи арисидики өлтүрүлгәнләр үчүн кечә-күндүз жиғлайттим!
מי יתנני במדבר מלון ארחים ואעזבה את עמי ואלכה מאתם כי כלם מנאפים עצרת בגדים | 2 |
Аһ, мән үчүн чөл-баяванда йолучилар чүшкидәк бир туралғу болсииди! Ундақта хәлқимни ташлап, улардин айрилған болаттим! Чүнки уларниң һәммиси зинахорлар, Мунапиқларниң бир җамаитидур!»
וידרכו את לשונם קשתם שקר ולא לאמונה גברו בארץ כי מרעה אל רעה יצאו ואתי לא ידעו נאם יהוה | 3 |
— Улар оқячи ләшкәрләр оқяйини егилдүргәндәк тилини ялғанчилиққа егилдүрүшкә тәйярлиған; улар зиминда үстүнлүк қазанған, бирақ бу сәмимийлик билән болған әмәс; улар рәзиллик үстигә рәзиллик қилған, Мени һеч тонуп билмигән» — дәйду Пәрвәрдигар.
איש מרעהו השמרו ועל כל אח אל תבטחו כי כל אח עקוב יעקב וכל רע רכיל יהלך | 4 |
— Һәр бириңлар өз йеқиниңлардин һези болуңлар, қериндашлириңларға һеч таянмаңлар; чүнки һәр бир қериндаш пәқәтла алдиғучи, халас, һәр бир йеқинлириң болса төһмәтхорлуқта жүрмәктә.
ואיש ברעהו יהתלו ואמת לא ידברו למדו לשונם דבר שקר העוה נלאו | 5 |
Улар һәр бири өз йеқинлириға алдамчилиқ қилмақта, һеч ким һәқиқәтни сөзлимәйду; улар өз тилини ялған сөзләшкә үгитиду, улар қәбиһликтә өзлирини упритиду.
שבתך בתוך מרמה במרמה מאנו דעת אותי נאם יהוה | 6 |
Улар җәбир-зулум үстигә җәбир-зулум қилмақта, алдамчилиқтин йәнә бир алдамчилиққа өтмәктә; улар Мени тонушни рәт қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
לכן כה אמר יהוה צבאות הנני צורפם ובחנתים כי איך אעשה מפני בת עמי | 7 |
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни еритип тавлап синаймән; хәлқимниң қизиниң рәзиллигигә Маңа башқа йол қалмидиму?
חץ שוחט (שחוט) לשונם מרמה דבר בפיו שלום את רעהו ידבר ובקרבו ישים ארבו | 8 |
Уларниң тили әҗәл оқидур; у алдамчилиқни сөзләйду; һәр бир еғиз сөзидә йеқини билән теч-аманлиқни сөзләйду, лекин көңлидә қилтақ тәйярлайду.
העל אלה לא אפקד בם נאם יהוה אם בגוי אשר כזה לא תתנקם נפשי | 9 |
Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
על ההרים אשא בכי ונהי ועל נאות מדבר קינה--כי נצתו מבלי איש עבר ולא שמעו קול מקנה מעוף השמים ועד בהמה נדדו הלכו | 10 |
«Тағлардики яйлақлар үчүн жиға вә налә-пәряд көтиримән, Даладики отлақлар үчүн мәрсийә оқуймән; Чүнки улар көйүп кәттики, һеч ким у йәрдин өтмәйду; Калиларниң һөкирәшлири аңланмайду; Һәм асмандики учар-қанатлар һәм һайванатларму қечип, Шу йәрдин кәтти!».
ונתתי את ירושלם לגלים מעון תנים ואת ערי יהודה אתן שממה מבלי יושב | 11 |
— Мән Йерусалимни хараплашқан топ-топ дога, чилбөриләрниң бир туралғуси қилимән; Йәһуда шәһәрлирини адәм турмайдиған дәриҗидә вайранә қилимән.
מי האיש החכם ויבן את זאת ואשר דבר פי יהוה אליו ויגדה על מה אבדה הארץ נצתה כמדבר מבלי עבר | 12 |
— Ким бу ишларни чүшинишкә данишмән болиду? Ким Пәрвәрдигарниң ағзидин сөз елип буларни чүшәндүрәләйду? Немишкә зимин вәйранә, һеч ким өтмигидәк, көйүп чөл-баявандәк болуп кәтти?
ויאמר יהוה--על עזבם את תורתי אשר נתתי לפניהם ולא שמעו בקולי ולא הלכו בה | 13 |
Пәрвәрдигар дәйду, — Чүнки улар Мән улар алдиға қойған Тәврат-қанунни ташливәткән, Мениң авазимға қулақ салмиған вә униңда маңмиған,
וילכו אחרי שררות לבם--ואחרי הבעלים אשר למדום אבותם | 14 |
Бәлки өз қәлбидики җаһиллиққа әгәшкән, ата-бовилири уларға өгәткәндәк Баалларниң кәйнигә әгишип кәткән,
לכן כה אמר יהוה צבאות אלהי ישראל הנני מאכילם את העם הזה לענה והשקיתים מי ראש | 15 |
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу хәлиққә кәкрини йегүзимән, уларға өт сүйини ичкүзимән,
והפצותים בגוים אשר לא ידעו המה ואבותם ושלחתי אחריהם את החרב עד כלותי אותם | 16 |
уларни улар яки ата-бовилири илгири һеч тонумайдиған әлләр арисиға тарқитимән; Мән уларни йоқатқичә уларниң кәйнидин қоғлашқа қилични әвәтимән.
כה אמר יהוה צבאות התבוננו וקראו למקוננות ותבואינה ואל החכמות שלחו ותבואנה | 17 |
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Көңүл қоюңлар, матәмчи аялларни келишкә чақириңлар, жиғлашқа әң уста болған қиз-аялларни чақирип келишкә адәм әвәтиңлар!
ותמהרנה ותשנה עלינו נהי ותרדנה עינינו דמעה ועפעפינו יזלו מים | 18 |
— Бәрһәқ, улар тез кәлсун, биз үчүн зор жиға көтәрсунки, бизниң көзлиримиздинму яшлар тарамлап төкүлсун, чанақлиримиздинму яш тамчилири ақсун —
כי קול נהי נשמע מציון איך שדדנו בשנו מאד כי עזבנו ארץ כי השליכו משכנותינו | 19 |
чүнки Зиондин жиға авази аңлинип: — «Биз қанчилик булаң-талаң қилиндуқ! Қанчилик шәрмәндә болдуқ! Улар туралғулиримизни өрүвәтти, биз зиминимизни ташлидуқ!» — дейилиду.
כי שמענה נשים דבר יהוה ותקח אזנכם דבר פיו ולמדנה בנותיכם נהי ואשה רעותה קינה | 20 |
Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и аяллар, Униң ағзидики сөзгә қулақ селиңлар; Қизиңларға жиғлашни үгитиңлар, Һәр бириңлар йеқиниңларға мәрсийә оқутуңлар;
כי עלה מות בחלונינו בא בארמנותינו--להכרית עולל מחוץ בחורים מרחבות | 21 |
Чүнки өлүм болса деризилиримиздин ямишип киргән, Орда-истиһкамлиримизғиму киргән; У балиларни кочилардин, Жигитләрни рәстә-мәйданлардин жулуп ташлиған.
דבר כה נאם יהוה ונפלה נבלת האדם כדמן על פני השדה וכעמיר מאחרי הקצר ואין מאסף | 22 |
[Йеқинлириңларға] уқтуруп: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бәрһәқ, җәсәтләр далада тезәктәк жиқилиду; Улар ормичиниң орғиқиниң астиға жиқилған, Лекин һеч ким жиғмайдиған башақтәк йәргә чечилиду!» — дәңлар!
כה אמר יהוה אל יתהלל חכם בחכמתו ואל יתהלל הגבור בגבורתו אל יתהלל עשיר בעשרו | 23 |
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Дана киши даналиғи билән, күчлүк киши күчлүклиги билән, бай байлиқлири билән пәхирлинип махтанмисун;
כי אם בזאת יתהלל המתהלל השכל וידע אותי--כי אני יהוה עשה חסד משפט וצדקה בארץ כי באלה חפצתי נאם יהוה | 24 |
пәхирлинип махтиғучи болса шуниңдин, йәни Мени, йәр йүзидә меһир-муһәббәт, адаләт вә һәққанийлиқни жүргүзгүчи Мән Пәрвәрдигарни тонуп йәткәнлигидин пәхирлинип махтансун; чүнки Мениң хурсәнлигим дәл мошу ишлардиндур, — дәйду Пәрвәрдигар.
הנה ימים באים נאם יהוה ופקדתי על כל מול בערלה | 25 |
Мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән хәтнә қилмиғанларни хәтнә қилинғанлар билән биллә җазалаймән;
על מצרים ועל יהודה ועל אדום ועל בני עמון ועל מואב ועל כל קצוצי פאה הישבים במדבר--כי כל הגוים ערלים וכל בית ישראל ערלי לב | 26 |
йәни Мисир, Йәһуда, Едом, Аммонийлар вә Моабийлар, җүмлидин чөл-баяванда туруватқан, чекә чачлирини чүшүрүвәткән әлләрни җазалаймән; чүнки бу әлләрниң һәммиси хәтнисиздур; Исраилниң барлиқ җәмәтиму көңлидә хәтнисиздур.