< בראשית 35 >
ויאמר אלהים אל יעקב קום עלה בית אל ושב שם ועשה שם מזבח--לאל הנראה אליך בברחך מפני עשו אחיך | 1 |
Андин Худа Яқупқа: — Сән һазир Бәйт-Әлгә чиқип, шу йәрни макан қил, өзүң акаң Әсавдин қечип маңғиниңда саңа көрүнгән [Мән] Тәңригә бир қурбангаһ ясиғин, — деди.
ויאמר יעקב אל ביתו ואל כל אשר עמו הסרו את אלהי הנכר אשר בתככם והטהרו והחליפו שמלתיכם | 2 |
Шуниң билән Яқуп өйидикиләр вә өзи билән биллә болғанларниң һәммисигә мундақ деди: — Араңлардики ят илаһ бутлирини ташливетип, өзүңларни паклап егинлириңларни йәңгүшләңлар.
ונקומה ונעלה בית אל ואעשה שם מזבח לאל הענה אתי ביום צרתי ויהי עמדי בדרך אשר הלכתי | 3 |
Андин қопуп Бәйт-Әлгә чиқимиз. Мән шу йәрдә қийинчилиқта қалғанда дуайимни иҗабәт қилип, жүргән йолумда мениң билән биллә болуп кәлгән Тәңригә қурбангаһ салай, — деди.
ויתנו אל יעקב את כל אלהי הנכר אשר בידם ואת הנזמים אשר באזניהם ויטמן אתם יעקב תחת האלה אשר עם שכם | 4 |
Шуниң билән өз қоллиридики һәммә ят илаһ бутлирини, шундақла қулақлиридики зириләрни чиқирип Яқупқа бәрди. Яқуп буларни Шәкәмдики дуб дәриғиниң түвигә көмүп қойди.
ויסעו ויהי חתת אלהים על הערים אשר סביבותיהם ולא רדפו אחרי בני יעקב | 5 |
Андин улар сәпәргә атланди; амма әтрапидики шәһәрләрни Худадин болған бир вәһимә басқачқа, улар Яқупниң оғуллирини қоғлимиди.
ויבא יעקב לוזה אשר בארץ כנען--הוא בית אל הוא וכל העם אשר עמו | 6 |
Бу тәриқидә Яқуп вә униң билән биллә болғанларниң һәммиси Қанаан зиминидики Луз, йәни Бәйт-Әлгә йетип кәлди.
ויבן שם מזבח ויקרא למקום אל בית אל כי שם נגלו אליו האלהים בברחו מפני אחיו | 7 |
У шу йәрдә бир қурбангаһ ясиди; акисидин қечип маңғинида шу йәрдә Худа униңға көрүнгини үчүн бу җайниң исмини «Әл-Бәйт-Әл» дәп атиди.
ותמת דברה מינקת רבקה ותקבר מתחת לבית אל תחת האלון ויקרא שמו אלון בכות | 8 |
Ривкаһниң баққан аниси Дәбораһ болса шу йәрдә аләмдин өтти. У Бәйт-Әлниң айиғидики дуб дәриғиниң түвидә дәпнә қилинди. Бу сәвәптин шу дәрәқ «Жиға-Зарниң дуб дәриғи» дәп аталди.
וירא אלהים אל יעקב עוד בבאו מפדן ארם ויברך אתו | 9 |
Яқуп [шу йол билән] Падан-Арамдин йенип кәлгәндин кейин, Худа униңға йәнә бир қетим көрүнүп, униңға бәхит-бәрикәт ата қилди.
ויאמר לו אלהים שמך יעקב לא יקרא שמך עוד יעקב כי אם ישראל יהיה שמך ויקרא את שמו ישראל | 10 |
Андин Худа униңға: — Сениң исмиң Яқуптур; амма мундин кейин сән Яқуп аталмай, бәлки намиң Исраил болиду, дәп униң исмини Исраил қоюп қойди.
ויאמר לו אלהים אני אל שדי פרה ורבה--גוי וקהל גוים יהיה ממך ומלכים מחלציך יצאו | 11 |
Андин Худа йәнә униңға: — Мән Өзүм Һәммигә Қадир Тәңридурмән; сән нәсиллинип, көпәйгин; бир әл, шундақла бир түркүм әлләр сәндин пәйда болиду; падишаларму сениң пуштуңдин чиқиду.
ואת הארץ אשר נתתי לאברהם וליצחק--לך אתננה ולזרעך אחריך אתן את הארץ | 12 |
Мән Ибраһим вә Исһаққа бәргән зиминни саңа беримән, шундақла сәндин кейинки нәслиңгиму шу зиминни беримән, — деди.
ויעל מעליו אלהים במקום אשר דבר אתו | 13 |
Андин Худа униң билән сөзләшкән җайдин, униң йенидин жуқуриға көтирилди.
ויצב יעקב מצבה במקום אשר דבר אתו--מצבת אבן ויסך עליה נסך ויצק עליה שמן | 14 |
Яқуп Худа өзи билән сөзләшкән җайда бир таш түврүкни тикләп, үстигә бир шарап һәдийәсини төкти вә зәйтун мейи қуюп қойди.
ויקרא יעקב את שם המקום אשר דבר אתו שם אלהים--בית אל | 15 |
Яқуп Худа өзи билән сөзләшкән шу җайниң намини «Бәйт-Әл» дәп атиди.
ויסעו מבית אל ויהי עוד כברת הארץ לבוא אפרתה ותלד רחל ותקש בלדתה | 16 |
Андин улар Бәйт-Әлдин меңип, Әфратқа азғина йол қалғанда, Раһиләни толғақ тутуп кетип, қаттиқ туғут азавида қалди.
ויהי בהקשתה בלדתה ותאמר לה המילדת אל תיראי כי גם זה לך בן | 17 |
Амма толғиғи қаттиқ еғирлашқанда, туғут аниси униңға: — Қорқмиғин, бу қетим йәнә бир оғлуң болидиған болди — деди.
ויהי בצאת נפשה כי מתה ותקרא שמו בן אוני ואביו קרא לו בנימין | 18 |
Шундақ болдики, Раһилә җени чиқиш алдида, ахирқи нәпәси билән оғлиға «Бән-Они» дәп исим қойди; амма униң атиси уни «Бән-Ямин» дәп атиди.
ותמת רחל ותקבר בדרך אפרתה הוא בית לחם | 19 |
Раһилә вапат болди вә Бәйт-Ләһәм дәп атилидиған Әфратниң йолиниң бойиға дәпнә қилинди.
ויצב יעקב מצבה על קברתה--הוא מצבת קברת רחל עד היום | 20 |
Яқуп униң қәбриниң үстигә бир хатирә теши тикләп қойди. Бүгүнгә қәдәр «Раһиләниң Қәбир Теши» шу йәрдә турмақта.
ויסע ישראל ויט אהלה מהלאה למגדל עדר | 21 |
Андин Исраил сәпәрни давамлаштуруп Мигдал-Едирниң у тәрипидә өз чедирини тикти.
ויהי בשכן ישראל בארץ ההוא וילך ראובן וישכב את בלהה פילגש אביו וישמע ישראל ויהיו בני יעקב שנים עשר | 22 |
Исраил у зиминда турған вақтида, Рубән берип өз атисиниң кенизиги Билһаһ билән бир орунда ятти; Исраил буни аңлап қалди. Яқупниң он икки оғли бар еди: —
בני לאה בכור יעקב ראובן ושמעון ולוי ויהודה ויששכר וזבלון | 23 |
Леяһдин туғулған оғуллири: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән вә Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар һәм Зәбулун еди.
Раһиләдин туғулған оғуллири: — Йүсүп вә Бинямин еди.
ובני בלהה שפחת רחל דן ונפתלי | 25 |
Раһиләниң дедиги Билһаһдин туғулған оғуллири: — Дан вә Нафтали еди.
ובני זלפה שפחת לאה גד ואשר אלה בני יעקב אשר ילד לו בפדן ארם | 26 |
Леяһниң дедиги Зилпаһдин туғулған оғуллири: — Гад билән Ашир еди. Булар болса Яқупқа Падан-Арамда туғулған оғуллири еди.
ויבא יעקב אל יצחק אביו ממרא קרית הארבע--הוא חברון אשר גר שם אברהם ויצחק | 27 |
Әнди Яқуп атиси Исһақниң қешиға, Ибраһим вә Исһақ Мусапир болуп турған Кириат-Арба, йәни Һебронниң йенидики Мамрәгә кәлди.
ויהיו ימי יצחק--מאת שנה ושמנים שנה | 28 |
Исһақниң көргән күнлири бир йүз сәксән жил болди.
ויגוע יצחק וימת ויאסף אל עמיו זקן ושבע ימים ויקברו אתו עשו ויעקב בניו | 29 |
Исһақ толиму қерип, күнлири тошуп, нәпәстин тохтап вапат болди вә өз қовминиң қешиға берип қошулди. Униң оғуллири Әсав билән Яқуп уни дәпнә қилди.