< יחזקאל 6 >

ויהי דבר יהוה אלי לאמר 1
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
בן אדם שים פניך אל הרי ישראל והנבא אליהם 2
И инсан оғли, Исраилниң тағлириға йүзүңни қаритип уларни әйипләп мундақ дәп бешарәт бәргин: —
ואמרת--הרי ישראל שמעו דבר אדני יהוה כה אמר אדני יהוה להרים ולגבעות לאפיקים ולגיאות (ולגיאיות) הנני אני מביא עליכם חרב ואבדתי במותיכם 3
«Исраилниң тағлири, Рәб Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар: Рәб Пәрвәрдигар тағлар вә егизликләргә, вадилар вә җилғиларға мундақ дәйду: — Мана, Мән үстүңларға бир қилични чүшүрүп, «жуқури җай»лириңларни вәйран қилимән.
ונשמו מזבחותיכם ונשברו חמניכם והפלתי חלליכם לפני גלוליכם 4
Шуниң билән силәрниң қурбангаһлириңлар вәйранә болиду, «күн түврүк»лириңлар бузулиду; силәрдин өлтүрүлгәнләрни бутлириңларниң алдиға ташлаймән.
ונתתי את פגרי בני ישראל לפני גלוליהם וזריתי את עצמותיכם סביבות מזבחותיכם 5
Исраиллардин болған өлүкләрни өз бутлири алдиға ятқузимән; қурбангаһлириңлар әтрапиға устиханлирини чечиветимән.
בכל מושבותיכם הערים תחרבנה והבמות תישמנה--למען יחרבו ויאשמו מזבחותיכם ונשברו ונשבתו גלוליכם ונגדעו חמניכם ונמחו מעשיכם 6
Силәр турған барлиқ җайларда шәһәрләр йәр билән йәксан қилиниду, «жуқури җайлар» вәйранә болиду; шуниң билән қурбангаһлириңлар һалак болиду, бутлириңлар чеқилип йоқилиду, «күн түврүк»лириңлар кесилип ғулитилиду, вә һәммә ясиғиниңлар йоқ қиливетилиду;
ונפל חלל בתוככם וידעתם כי אני יהוה 7
Вә өлтүрүлгәнләр араңларда жиқилиши билән, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
והותרתי בהיות לכם פליטי חרב--בגוים בהזרותיכם בארצות 8
Бирақ Мән силәрдин бир қалдини қалдуримән; чүнки ят мәмликәтләргә тарқитиветилгиниңларда, силәрдин әлләр арисида қиличтин қутулуп қалғанлар болиду.
וזכרו פליטיכם אותי בגוים אשר נשבו שם אשר נשברתי את לבם הזונה אשר סר מעלי ואת עיניהם הזנות אחרי גלוליהם ונקטו בפניהם אל הרעות אשר עשו לכל תועבתיהם 9
Вә силәрдин [қиличтин] қутулуп қалғанлар сүргүн қилинған мәмликәтләрдә Мәндин янған вапасиз қәлблири вә бутлириға паһишивазлардәк һәвәс қилған көзлири билән бағримни парә-парә қилғанлиғини есигә кәлтүриду; шуниң билән улар қилған рәзилликлири һәм жиркиничлик қилмишлири түпәйлидин өз-өзлиридин нәпрәтлиниду.
וידעו כי אני יהוה לא אל חנם דברתי לעשות להם הרעה הזאת 10
Вә улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду; Мән мошу күлпәтни силәрниң бешиңларға чүшүримән дегәнлигим бекардин-бекар әмәс».
כה אמר אדני יהוה הכה בכפך ורקע ברגלך ואמר אח אל כל תועבות רעות בית ישראל אשר בחרב ברעב ובדבר--יפלו 11
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Алиқиниңни-алиқиниңға уруп, путуң билән йәрни тәпкин: «Исраил җәмәтиниң барлиқ қәбиһ, жиркиничлик қилмишлири үчүн вай! Чүнки улар қилич, ачарчилиқ вә ваба кесили билән жиқилиду» — дегин!
הרחוק בדבר ימות והקרוב בחרב יפול והנשאר והנצור ברעב ימות וכליתי חמתי בם 12
Жирақта турған вабадин өлиду; йеқинда турған қилич билән жиқилиду; һәм тирик қалған, йәни муһасиригә чүшкән киши ачарчилиқтин өлиду; шуниң билән мениң уларға болған қәһримни чүшүрүп пиғандин чиқимән.
וידעתם כי אני יהוה בהיות חלליהם בתוך גלוליהם סביבות מזבחותיהם אל כל גבעה רמה בכל ראשי ההרים ותחת כל עץ רענן ותחת כל אלה עבתה מקום אשר נתנו שם ריח ניחח לכל גלוליהם 13
Әнди улардин өлтүрүлгәнләр өз бутлири арисида, уларниң қурбангаһлири әтрапида, өз бутлириға хушбуй яққан һәр бир егиз дөң үстидә, тағ чоққилирида, барлиқ йешил дәрәқ вә барақсан дуб астида ятқан чағда, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
ונטיתי את ידי עליהם ונתתי את הארץ שממה ומשמה ממדבר דבלתה בכל מושבותיהם וידעו כי אני יהוה 14
Вә Мән Өз қолумни уларниң үстигә созимән, улар һәр турған җайлирида зиминни Диблаттики чөл-баявандин бәттәр вәйран қиливетимән. Андин улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».

< יחזקאל 6 >