< יחזקאל 41 >
ויביאני אל ההיכל וימד את האילים שש אמות רחב מפו ושש אמות רחב מפו--רחב האהל | 1 |
У мени [муқәддәсханидики] муқәддәс җайниң алдиға апарди; у җайниң кириш еғизиниң икки тәрипидики ян тамни өлчиди, һәр иккисиниң қелинлиғи алтә гәз чиқти.
ורחב הפתח עשר אמות וכתפות הפתח חמש אמות מפו וחמש אמות מפו וימד ארכו ארבעים אמה ורחב עשרים אמה | 2 |
Кириш еғизиниң кәңлиги болса он гәз еди; муқәддәс җайниң кириш еғизидики тоғра тамниң ички тәрипиниң кәңлигини өлчиди, һәр иккиси бәш гәз чиқти; у муқәддәс җайниң узунлуғини өлчиди, қириқ гәз чиқти; униң кәңлиги жигирмә гәз чиқти.
ובא לפנימה וימד איל הפתח שתים אמות והפתח שש אמות ורחב הפתח שבע אמות | 3 |
У ичкиригә қарап маңди, әң муқәддәс җайға кириш еғизидики тоғра тамниң кәңлиги икки гәз; еғизиниң кәңлиги алтә гәз еди; [икки тәрәптики] тоғра тамниң узунлуғи болса, йәттә гәз еди.
וימד את ארכו עשרים אמה ורחב עשרים אמה--אל פני ההיכל ויאמר אלי זה קדש הקדשים | 4 |
У муқәддәс җайниң кәйнидики «әң муқәддәс җай»ниң узунлуғини өлчиди, жигирмә гәз чиқти; кәңлигиму жигирмә гәз еди. У маңа: «Бу әң муқәддәс җай» — деди.
וימד קיר הבית שש אמות ורחב הצלע ארבע אמות סביב סביב לבית--סביב | 5 |
У муқәддәсханиниң темини өлчиди, қелинлиғи алтә гәз чиқти; яндики кичик ханиларниң болса, кәңлиги төрт гәз еди; кичик ханилар муқәддәсханини чөридәп селинған еди.
והצלעות צלע אל צלע שלוש ושלשים פעמים ובאות בקיר אשר לבית לצלעות סביב סביב--להיות אחוזים ולא יהיו אחוזים בקיר הבית | 6 |
Йенидики кичик ханилар үч қәвәтлик, бир-биригә үстиләклик еди, һәр қәвәттә оттуздин хана бар еди; кичик ханиларниң лимлири муқәддәсханиниң темиға чиқип қалмаслиғи үчүн, лимлар кичик ханиларниң сиртқи темиға бекитилгән еди.
ורחבה ונסבה למעלה למעלה לצלעות כי מוסב הבית למעלה למעלה סביב סביב לבית--על כן רחב לבית למעלה וכן התחתונה יעלה על העליונה לתיכונה | 7 |
Жуқирилиғансери муқәддәсханиниң әтрапидики кичик ханилар кеңийип барған еди; чүнки муқәддәсханиниң әтрапида қурулуш болғанлиқтин бена егизлигәнсери ханилар кеңәйгән. Шу сәвәптин муқәддәсханиму егизлигәнсери кеңәйгән. Төвәндики қәвәттин жуқуридики қәвәткичә оттуридики қәвәт арқилиқ чиқидиған пәләмпәй бар еди.
וראיתי לבית גבה סביב סביב מיסדות (מוסדות) הצלעות מלו הקנה שש אמות אצילה | 8 |
Мән муқәддәсханиниң егиз уллуқ суписи барлиғини көрдум; у һәм йенидики кичик ханиларниң ули еди; униң егизлиги топтоғра бир «хада» еди, йәни алтә «чоң гәз» еди.
רחב הקיר אשר לצלע אל החוץ חמש אמות ואשר מנח בית צלעות אשר לבית | 9 |
Йенидики ханиларниң сиртқи теминиң қелинлиғи бәш гәз еди. Муқәддәсханиниң йенидики кичик ханилар билән [каһинларниң] һуҗрилири арилиғидики бош йәрниң кәңлиги жигирмә гәз еди; бу бош йәр муқәддәсханиниң һәммә тәрипидә бар еди.
ובין הלשכות רחב עשרים אמה סביב לבית--סביב סביב | 10 |
ופתח הצלע למנח--פתח אחד דרך הצפון ופתח אחד לדרום ורחב מקום המנח חמש אמות סביב סביב | 11 |
Йенидики кичик ханиларға кириш еғизи болса бош йәргә қарайтти; бир кириш еғизи шималға, йәнә бири җәнупқа қарайтти. Супа үстидики ханиларни чөридигән бош йәрниң кәңлиги бәш гәз еди.
והבנין אשר אל פני הגזרה פאת דרך הים רחב שבעים אמה וקיר הבנין חמש אמות רחב סביב סביב וארכו תשעים אמה | 12 |
Ғәрипкә җайлашқан, бош йәргә қарайдиған бенаниң узунлуғи йәтмиш гәз еди; бенаниң сиртқи теминиң қелинлиғи бәш гәз; униң кәңлиги тохсән гәз еди.
ומדד את הבית ארך מאה אמה והגזרה והבניה וקירותיה ארך מאה אמה | 13 |
Һелиқи киши муқәддәсханиниң өзини өлчиди; униң узунлуғи йүз гәз еди. Бош йәрниң кәңлиги [йүз гәз еди], бенаниң тамлири қошулуп җәмий кәңлиги йүз гәз еди.
ורחב פני הבית והגזרה לקדים מאה אמה | 14 |
Муқәддәсханиниң алди тәрипи вә шәриққә җайлашқан һойлисиниң кәңлиги йүз гәз еди.
ומדד ארך הבנין אל פני הגזרה אשר על אחריה ואתוקיהא (ואתיקיהא) מפו ומפו--מאה אמה וההיכל הפנימי ואלמי החצר | 15 |
У [муқәддәсханиниң] кәйнидики бош йәргә қарайдиған бенаниң кәңлигини, җүмлидин у вә бу тәрипидики каридорни өлчиди, йүз гәз чиқти. Муқәддәсханиниң «муқәддәс җай»и билән ички «әң муқәддәс җай»и вә сиртқа қарайдиған далини болса, яғач тахтайлар билән безәлгән; униң босуғилири, ичидики үч җайниң әтрапидики роҗәклири һәм дәһлизлири болса, босуғисидин тартип һәммә йәр, полдин деризиләргичә яғач тахтайлар билән безәлгән (деризиләр өзи роҗәклик еди).
הספים והחלונים האטמות והאתיקים סביב לשלשתם נגד הסף שחיף עץ סביב סביב והארץ עד החלונות והחלנות מכסות | 16 |
על מעל הפתח ועד הבית הפנימי ולחוץ ואל כל הקיר סביב סביב בפנימי ובחיצון--מדות | 17 |
Даландин ички «әң муқәддәс җай»ғичә болған торус, ички вә сиртқи «муқәддәс җай»ниң тамлириниң һәммә йери керуб вә палма дәрәқлири билән өлчәмлик нәқишләнгән еди. Һәр икки керуб арисида бир палма дәриғи нәқишләнгән еди; һәр бир керубниң икки йүзи бар еди.
ועשוי כרובים ותמרים ותמרה בין כרוב לכרוב ושנים פנים לכרוב | 18 |
ופני אדם אל התמרה מפו ופני כפיר אל התמרה מפו עשוי אל כל הבית סביב סביב | 19 |
Керубниң инсан йүзи бу тәрәптики палма дәриғи нәқишигә қарайтти; шир йүзи у тәрәптики палма дәриғи нәқишигә қарайтти; пүткүл муқәддәсханиниң [ички] һәммә тәрипи шундақ еди;
מהארץ עד מעל הפתח הכרובים והתמרים עשוים וקיר ההיכל | 20 |
даланниң полдин тартип торусиғичә, шуниңдәк «муқәддәс җай»ниң тамлириға керублар вә палма дәрәқлири нәқиш қилинған.
ההיכל מזוזת רבעה ופני הקדש המראה כמראה | 21 |
«Муқәддәс җай»ниң ишик кешәклири болса, төрт часилиқ еди; «әң муқәддәс җай» алдидики ишик кешәклириму охшаш еди.
המזבח עץ שלוש אמות גבה וארכו שתים אמות ומקצעותיו לו וארכו וקירתיו עץ וידבר אלי--זה השלחן אשר לפני יהוה | 22 |
«[Муқәддәс җай]»[ниң] егизлиги үч гәз, узунлуғи икки гәз болған қурбангаһи яғачтин ясалған; униң бүҗәклири, йүзи вә тамлириниң һәммиси яғачтин ясалған; һелиқи киши маңа: «Бу болса Пәрвәрдигарниң алдида туридиған ширәдур» — деди.
ושתים דלתות להיכל ולקדש | 23 |
[Муқәддәсханиниң] «муқәддәс җай» һәм «әң муқәддәс җай»иниң һәр бириниң қош қанатлиқ ишиги бар еди.
ושתים דלתות לדלתות שתים מוסבות דלתות--שתים לדלת אחת ושתי דלתות לאחרת | 24 |
Һәр бир қанитиниң икки қатлими бар еди; бу икки қатлам қатлинатти; бу тәрәптики қанитиниң икки қатлими бар еди; у тәрәптикисиниңму икки қатлими бар еди.
ועשויה אליהן אל דלתות ההיכל כרובים ותמרים כאשר עשוים לקירות ועב עץ אל פני האולם מהחוץ | 25 |
Уларниң үстигә, йәни «муқәддәс җай»ниң ишиклири үстигә, тамларниң үстини нәқишлигәндәк, керублар вә палма дәрәқлири нәқишләнгән еди; сиртқи даланниң алдида яғачтин ясалған бир айван бар еди.
וחלונים אטמות ותמרים מפו ומפו אל כתפות האולם וצלעות הבית והעבים | 26 |
Даланниң у вә бу тәрипидә роҗәкләр вә палма дәрәқ нәқишлири бар еди. Муқәддәсханиниң йенидики кичик ханилар вә алдидики айванниң шәклиму шундақ еди.