< יחזקאל 33 >

ויהי דבר יהוה אלי לאמר 1
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
בן אדם דבר אל בני עמך ואמרת אליהם ארץ כי אביא עליה חרב ולקחו עם הארץ איש אחד מקציהם ונתנו אתו להם לצפה 2
И инсан оғли, әл-жутуңдикиләргә сөз йәткүзүп уларға мундақ дегин: — Мән қилични мәлум бир зимин үстигә чиқарғинимда, зиминдики хәлиқ өз арисидин бир адәмни тепип уни күзәтчи бекетсә, —
וראה את החרב באה על הארץ ותקע בשופר והזהיר את העם 3
у қиличниң зимин үстигә чиққанлиғини көрүп, канай челип хәлиқни агаһландурса,
ושמע השמע את קול השופר ולא נזהר ותבוא חרב ותקחהו--דמו בראשו יהיה 4
кимдиким канай авазини аңлап, агаһни алмиса, қилич келип уни елип кәтсә, әнди униң қени өз беши үстигә болиду.
את קול השופר שמע ולא נזהר דמו בו יהיה והוא נזהר נפשו מלט 5
У канай авазини аңлап, агаһни алмиған; шуңа униң қени өзигә болиду; у агаһ алған болса, җенини қутқузған болатти.
והצפה כי יראה את החרב באה ולא תקע בשופר והעם לא נזהר ותבוא חרב ותקח מהם נפש--הוא בעונו נלקח ודמו מיד הצפה אדרש 6
Бирақ күзәтчи қиличниң келиватқинини көрүп, канай чалмай, хәлиқни агаһландурмиса, әнди қилич келип улар арисидин бирәвни елип кәтсә, ундақта у өз қәбиһлигидә елип кетилиду; бирақ униң қени үчүн Мән күзәтчидин һесап алимән.
ואתה בן אדם צפה נתתיך לבית ישראל ושמעת מפי דבר והזהרת אתם ממני 7
Әнди, и инсан оғли, Мән сени Исраил җәмәти үчүн күзәтчи дәп бекиткәнмән; сән Мениң ағзимдин хәвәр аңлап, уларға Мәндин агаһ йәткүзисән.
באמרי לרשע רשע מות תמות ולא דברת להזהיר רשע מדרכו--הוא רשע בעונו ימות ודמו מידך אבקש 8
Мән рәзил адәмгә: «И рәзил адәм, сән чоқум өлисән» десәм, вә өзүң бу рәзилни йолидин яндурушқа сөз қилмай уни агаһландурмисаң, у рәзил өз қәбиһлигидә өлиду; бирақ униң қени үчүн сәндин һесап алимән.
ואתה כי הזהרת רשע מדרכו לשוב ממנה ולא שב מדרכו--הוא בעונו ימות ואתה נפשך הצלת 9
Бирақ сән рәзилни йолидин йениш тоғрилиқ агаһландурсаң, у йолидин янмиса, у өз қәбиһлигидә өлиду; бирақ өзүң өз җениңни қутқузуп қалисән.
ואתה בן אדם אמר אל בית ישראל כן אמרתם לאמר כי פשעינו וחטאתינו עלינו ובם אנחנו נמקים ואיך נחיה 10
Әнди сән, и инсан оғли, Исраил җәмәтигә сөз қилип: — Силәр: «Бизниң итаәтсизликлиримиз вә гуналиримиз бешимиздидур, биз улар билән зәиплишип кетиватимиз; әнди биз қандақму һаятқа еришимиз?» дәйсиләр.
אמר אליהם חי אני נאם אדני יהוה אם אחפץ במות הרשע כי אם בשוב רשע מדרכו וחיה שובו שובו מדרכיכם הרעים ולמה תמותו--בית ישראל 11
Уларға сөзүмни йәткүзүп: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән рәзил адәмниң өлүмидин һеч хурсәнлигим йоқтур; пәқәт уларни рәзил йолидин йенип һаятқа еришсун дәймән; рәзил йоллириңлардин йениңлар, йениңлар! Немишкә өлгүңлар келиду, и Исраил җәмәти?!» — дегин.
ואתה בן אדם אמר אל בני עמך צדקת הצדיק לא תצילנו ביום פשעו ורשעת הרשע לא יכשל בה ביום שובו מרשעו וצדיק לא יוכל לחיות בה--ביום חטאתו 12
Вә сән, и инсан оғли, әл-жутуңдикиләргә мундақ дегин: — Һәққаний адәмниң һәққанийлиғи асийлиқ қилған күнидә уни қутқузмайду; һәм рәзил адәм болса, у өз рәзиллигидин янған күнидә рәзиллигидин жиқилмайду; һәққаний адәм гуна садир қилған күнидә, у әслидики һәққанийлиғи билән һаятта туривәрмәйду.
באמרי לצדיק חיה יחיה והוא בטח על צדקתו ועשה עול--כל צדקתו לא תזכרנה ובעולו אשר עשה בו ימות 13
Мән һәққанийға: «Сән бәрһәқ һаятқа еришсән» дегинимдә, у өз һәққанийлиғиға тайинип қәбиһлик садир қилса, әнди униң һәққаний ишлиридин һеч қайсиси әсләнмәйду; әксичә у өткүзгән қәбиһлиги түпәйлидин өлиду.
ובאמרי לרשע מות תמות ושב מחטאתו ועשה משפט וצדקה 14
Әнди мән рәзилгә: «Сән чоқум өлисән» десәм, бирақ у гунайидин йенип, көз алдимда адаләт вә һәққанийлиқни жүргүрсә —
חבל ישיב רשע גזלה ישלם בחקות החיים הלך לבלתי עשות עול--חיו יחיה לא ימות 15
Рәзил адәм қәризгә капаләткә алған нәрсини қайтуруп бәрсә, — булаңчилиқта алғанни қайтуруп бәрсә — қәбиһлик садир қилмай, һаят бәлгүлимилиридә маңса — әнди у бәрһәқ һаятқа егә болиду, у өлмәйду.
כל חטאתו אשר חטא לא תזכרנה לו משפט וצדקה עשה חיו יחיה 16
Униң садир қилған гуналиридин һеч қайсиси әсләнмәйду; у адаләт вә һәққанийлиқни жүргүргән — у бәрһәқ һаятқа егә болиду.
ואמרו בני עמך לא יתכן דרך אדני והמה דרכם לא יתכן 17
Бирақ әл-жутуңдикиләр: «Рәбниң йоли һәммигә баравәр әмәс» дәйду; әмәлийәттә уларниң йоли болса һәммигә баравәр әмәс.
בשוב צדיק מצדקתו ועשה עול--ומת בהם 18
Һәққаний адәм өз һәққанийлиғидин йенип, қәбиһликни садир қилса, у буниңда өлиду.
ובשוב רשע מרשעתו ועשה משפט וצדקה--עליהם הוא יחיה 19
Рәзил адәм өз рәзиллигидин йенип, адаләт вә һәққанийлиқ жүргүрсә, бу ишлардин һаятқа егә болиду.
ואמרתם לא יתכן דרך אדני איש כדרכיו אשפוט אתכם בית ישראל 20
Лекин силәр: «Рәбниң йоли һәммигә баравәр әмәс» дәйсиләр; и Исраил җәмәти, Мән һәр қайсиңларға өз йоллириңлар бойичә үстүңләргә һөкүм чиқиримән!
ויהי בשתי עשרה שנה בעשרי בחמשה לחדש--לגלותנו בא אלי הפליט מירושלם לאמר הכתה העיר 21
Вә шундақ болдики, сүргүн болған он иккинчи жили, онинчи айниң бәшинчи күнидә, Йерусалимдин қачқан бириси йенимға келип: «Шәһәр бөсүлди!» — деди.
ויד יהוה היתה אלי בערב לפני בוא הפליט ויפתח את פי עד בוא אלי בבקר ויפתח פי ולא נאלמתי עוד 22
Әнди қачқан адәмниң йетип келишиниң алдинқи ахшимида Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумға қонған еди; шуниң билән У ағзимни ечип қойди; ағзим ечилип, мән йәнә гача болмидим.
ויהי דבר יהוה אלי לאמר 23
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
בן אדם ישבי החרבות האלה על אדמת ישראל אמרים לאמר אחד היה אברהם ויירש את הארץ ואנחנו רבים לנו נתנה הארץ למורשה 24
И инсан оғли, Исраил зиминидики харабә җайларда туруватқанлар: «Ибраһим пәқәт бир адәм турупму бу зиминға мирас болған еди; бирақ биз көп адәммиз; әнди зимин бәрибир бизгә тәқдим қилинди» — дәп ейтиватиду.
לכן אמר אלהם כה אמר אדני יהוה על הדם תאכלו ועינכם תשאו אל גלוליכם--ודם תשפכו והארץ תירשו 25
Шуңа уларға мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр гөшни қан билән йәйсиләр; силәр өз мәбудлириңларни баш көтирип издәйсиләр; силәр қан төкүватисиләр; әнди силәр зиминға мирас боламсиләр?
עמדתם על חרבכם עשיתן תועבה ואיש את אשת רעהו טמאתם והארץ תירשו 26
Силәр қиличиңларға тайинисиләр, силәр жиркиничлик ишларни чиқирисиләр, һәр бириңлар өз хошнисиниң аялиға бузуқчилиқ қилиду. Әнди силәр зиминға мирас боламсиләр?».
כה תאמר אלהם כה אמר אדני יהוה חי אני אם לא אשר בחרבות בחרב יפלו ואשר על פני השדה לחיה נתתיו לאכלו ואשר במצדות ובמערות בדבר ימותו 27
Уларға мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, бәрһәқ, харабә җайларда туруватқанлар қиличлинип жиқилиду; далада қалғанни явайи һайванларниң йәветишкә тапшуримән; истиһкамлар вә ғарларда турғанларму ваба кесилидин өлиду.
ונתתי את הארץ שממה ומשמה ונשבת גאון עזה ושממו הרי ישראל מאין עובר 28
Мән зиминни вәйранә вә чөл-баяван қилимән; униң күчидин болған пәхри йоқилиду; Исраилниң тағлири вәйранә болидуки, улардин өткүчи һеч бир адәм болмайду.
וידעו כי אני יהוה בתתי את הארץ שממה ומשמה על כל תועבתם אשר עשו 29
Уларниң жүргүзгән жиркиничлик қилмишлири түпәйлидин Мән зиминни вәйранә вә чөл-баяван қилғинимда улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
ואתה בן אדם--בני עמך הנדברים בך אצל הקירות ובפתחי הבתים ודבר חד את אחד איש את אחיו לאמר באו נא ושמעו מה הדבר היוצא מאת יהוה 30
— Әнди сән болсаң, и инсан оғли, әл-жутуңдикиләр һәрдайим сени ағзиға елип өйлириниң тамлириниң йенида вә дәрвазиларда сөзләп бир-биригә һәм һәр бири өз қериндишиға сән тоғрилиқ: «Қени берип, Пәрвәрдигардин немә сөз баркин, аңлап келәйли!» — дәйду.
ויבואו אליך כמבוא עם וישבו לפניך עמי ושמעו את דבריך ואותם לא יעשו כי עגבים בפיהם המה עשים אחרי בצעם לבם הלך 31
Улар җамаәт сүпитидә йениңға келип, Мениң хәлқимниң сүпитидә алдиңда олтириду; улар сөзлириңни аңлайду, бирақ уларға әмәл қилмайду; улар ағзи билән саңа муһәббәт көрситиду, бирақ көңли һарам мәнпәәткә тартиду;
והנך להם כשיר עגבים יפה קול ומטב נגן ושמעו את דבריך ועשים אינם אותם 32
мана, сән улар үчүн пәқәт йеқимлиқ аваз билән, сазлири убдан тәңшилип ейтилған муһәббәт нахшисисән, халас; улар сөзлириңни аңлайду, бирақ уларға әмәл қилмайду.
ובבאה הנה באה--וידעו כי נביא היה בתוכם 33
Әнди буниң һәммиси әмәлгә ашурулғинида (у бәрһәқ әмәлгә ашурулиду!) улар бир пәйғәмбәрниң уларниң арисида болғанлиғини тонуп йетиду».

< יחזקאל 33 >