< יחזקאל 24 >
ויהי דבר יהוה אלי בשנה התשיעית בחדש העשירי בעשור לחדש לאמר | 1 |
Тоққузинчи жили, онинчи айниң онинчи күнидә, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
בן אדם כתוב (כתב) לך את שם היום--את עצם היום הזה סמך מלך בבל אל ירושלם בעצם היום הזה | 2 |
И инсан оғли, бу күнни, дәл мошу күнниң числасини йезивалғин; чүнки дәл мошу күндә Бабилниң падишаси Йерусалимни муһасиригә алди.
ומשל אל בית המרי משל ואמרת אליהם כה אמר אדני יהוה שפת הסיר שפת וגם יצק בו מים | 3 |
Асий җәмәтниң алдиға бир тәмсилни қоюп мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Қазанни отниң үстигә қоюңлар, от үстигә қоюңлар, униңға су қоюңлар;
אסף נתחיה אליה כל נתח טוב ירך וכתף מבחר עצמים מלא | 4 |
гөш парчилири, һәр бир есил гөш парчилирини, пут вә қолини униңға жиғип селиңлар; есил устиханларниму қошуңлар;
מבחר הצאן לקוח וגם דור העצמים תחתיה רתח רתחיה גם בשלו עצמיה בתוכה | 5 |
қой падисидин әң есиллирини елиңлар; устиханларни пиширишқа униң астиға отун топлап қоюңлар; уни қаттиқ қайнитиңлар, униңдики устиханлар убдан қайнисун.
לכן כה אמר אדני יהוה אוי עיר הדמים--סיר אשר חלאתה בה וחלאתה לא יצאה ממנה לנתחיה לנתחיה הוציאה לא נפל עליה גורל | 6 |
— Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қанхор шәһәрниң һалиға, йәни дат басқан қазанға, һеч дети кәтмәйдиған қазанға вай! Униңдики һәммини бирдин-бирдин ал; униңға несивә чеки ташланмисун!
כי דמה בתוכה היה על צחיח סלע שמתהו לא שפכתהו על הארץ לכסות עליו עפר | 7 |
Чүнки у төккән қан униң оттурисида туриду; у қанни топа билән көмгили болғидәк йәргә әмәс, бәлки тақир таш үстигә төкти.
להעלות חמה לנקם נקם נתתי את דמה על צחיח סלע--לבלתי הכסות | 8 |
Қәһримни қозғаш, интиқам елиш үчүн, у төккән қанниң йепилмаслиғи үчүн тақир таш үстигә қалдурдум.
לכן כה אמר אדני יהוה אוי עיר הדמים גם אני אגדיל המדורה | 9 |
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қанхор шәһәрниң һалиға вай! Мәнму униң отун догисини йоған қилимән!
הרבה העצים הדלק האש התם הבשר והרקח המרקחה והעצמות יחרו | 10 |
Отунни догилаңлар, отни йиқип чухчулаңлар, гөш убдан пишсун, дора-дәрмәкләрни қошуңлар, устиханлар көйүп кәтсун!
והעמידה על גחליה רקה למען תחם וחרה נחשתה ונתכה בתוכה טמאתה--תתם חלאתה | 11 |
Андин қазанни қизитип, униңдики мисни қип-қизил қилиңлар, ичидики дағ-кирлар еритилип, униң дети чиқириветилиш үчүн уни қуруқ пети чоғлар үстигә қоюңлар!
תאנים הלאת ולא תצא ממנה רבת חלאתה באש חלאתה | 12 |
Униң қилған аваричиликлири Мени упратти; Лекин униң қелин дети униңдин кәтмиди; Шуңа униң дети отта туривәрсун!
בטמאתך זמה יען טהרתיך ולא טהרת--מטמאתך לא תטהרי עוד עד הניחי את חמתי בך | 13 |
Сениң паскиничилигиңдә бузуқ паһишилик бардур; Мән сени пакизлимақчи болдум, лекин сән паскиничилиқтин пакизландурулмаймән дедиң; әнди қәһримни үстүңгә төкүп тохтатмиғичә сән паскиничилиқтин пакизландурулмайсән.
אני יהוה דברתי באה ועשיתי לא אפרע ולא אחוס ולא אנחם כדרכיך וכעלילותיך שפטוך נאם אדני יהוה | 14 |
Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим; у әмәлгә ашурулиду, Мән уни ада қилимән; Мән нә буниңдин янмаймән, нә һеч саңа ичимни ағритмаймән, нә униңдин өкүнмәймән; улар сениң йоллириң вә қилмишлириң бойичә үстүңгә һөкүм чиқирип җазалайду — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
ויהי דבר יהוה אלי לאמר | 15 |
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
בן אדם הנני לקח ממך את מחמד עיניך במגפה ולא תספד ולא תבכה ולוא תבוא דמעתך | 16 |
«И инсан оғли, Мән сениң сөйүмлүк көз қаричуқуңни бир уруш билән сәндин елип кетимән; бирақ сән һеч матәм тутма, һеч жиғлима, һеч көз йеши қилма;
האנק דם מתים אבל לא תעשה--פארך חבוש עליך ונעליך תשים ברגליך ולא תעטה על שפם ולחם אנשים לא תאכל | 17 |
сүкүт ичидә уһ-зар тартисән; өлгүчи үчүн һеч һаза тутма; сәлләңни бешиңға орап, кәшлириңни путуңға бағлиғин; йүзүңниң төвинини йепивәтмә, адәмләр епбәргән нандин йемә».
ואדבר אל העם בבקר ותמת אשתי בערב ואעש בבקר כאשר צויתי | 18 |
Шуниң билән Мән әтигәндә хәлиқкә сөз қилдим; кәчқурунда аялим өлди. Иккинчи күни әтигәндә мән буйрулғини бойичә иш қилдим.
ויאמרו אלי העם הלא תגיד לנו מה אלה לנו כי אתה עשה | 19 |
Әнди халайиқ маңа: «Сениң бу қилған ишлириңниң немини көрсәткәнлигини демәмсән?» деди.
ואמר אליהם דבר יהוה--היה אלי לאמר | 20 |
Мән уларға мундақ дедим: — Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
אמר לבית ישראל כה אמר אדני יהוה הנני מחלל את מקדשי גאון עזכם מחמד עיניכם ומחמל נפשכם ובניכם ובנותיכם אשר עזבתם בחרב יפלו | 21 |
Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән Өз муқәддәс җайимни, йәни сән пәхирләнгән күч-таянчиңни, көзүңларни хошал қилғучи, җениңлар тәшна болған нәрсини булғай дәватимән; силәрниң кәйниңларда қалған қиз-оғуллар қилич билән йоқилиду.
ועשיתם כאשר עשיתי על שפם לא תעטו ולחם אנשים לא תאכלו | 22 |
Шу тапта силәр Мән [Әзакиял] һазир қилғинимдәк қилисиләр; силәр йүзүңларниң төвинини япмайсиләр, адәмләр епбәргән нандин йемәйсиләр;
ופארכם על ראשיכם ונעליכם ברגליכם--לא תספדו ולא תבכו ונמקתם בעונתיכם ונהמתם איש אל אחיו | 23 |
сәлләңлар бешиңларда, кәшиңлар аяқлириңда боливериду; силәр һеч матәм тутмайсиләр яки һеч жиғлимайсиләр; силәр қәбиһликлириңлар ичидә солишип, бир-бириңларға қаришип уһ-зар тартисиләр.
והיה יחזקאל לכם למופת ככל אשר עשה תעשו בבואה--וידעתם כי אני אדני יהוה | 24 |
Шундақ қилип Әзакиялниң өзи силәргә бешарәт болиду; у қандақ қилған болса, силәр шундақ қилисиләр; бу иш әмәлгә ашурулғанда, силәр Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
ואתה בן אדם--הלוא ביום קחתי מהם את מעוזם משוש תפארתם את מחמד עיניהם ואת משא נפשם בניהם ובנותיהם | 25 |
— Вә сән, и инсан оғли, Мән улардин күч-истиһкамини, улар пәхриләнгән гүзәк гөһрини, сөйүмлүк көз қаричуқлирини, җан-җегири болған қиз-оғуллирини улардин мәһрум қилидиған күнидә,
ביום ההוא יבוא הפליט אליך להשמעות אזנים | 26 |
— йәни шу күнидә, саңа бу хәвәрни қулиқиңға йәткүзүш үчүн бир қачқун йениңға кәлмәмду?
ביום ההוא יפתח פיך את הפליט ותדבר ולא תאלם עוד והיית להם למופת וידעו כי אני יהוה | 27 |
Шу күнидә ағзиң ечилған болиду, сән бу қачқун билән сөзлишисән, йәнә һеч гача болмайсән; шундақ қилип улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».