< קֹהֶלֶת 4 >

ושבתי אני ואראה את כל העשקים אשר נעשים תחת השמש והנה דמעת העשקים ואין להם מנחם ומיד עשקיהם כח ואין להם מנחם 1
Андин мән қайтидин зеһнимни жиғип қуяш астида дайим болуватқан барлиқ зорлуқ-зумбулуқни көрдүм; мана, езилгәнләрниң көз яшлири! Уларға һеч тәсәлли бәргүчи йоқ еди; уларни әзгәнләрниң күчлүк йөләнчүки бар еди, бирақ езилгәнләргә һеч тәсәлли бәргүчи йоқ еди.
ושבח אני את המתים שכבר מתו--מן החיים אשר המה חיים עדנה 2
Шуңа мән аллиқачан өлүп кәткән өлгүчиләрни техи һаят болған тирикләрдин үстүн дәп тәриплидим;
וטוב משניהם--את אשר עדן לא היה אשר לא ראה את המעשה הרע אשר נעשה תחת השמש 3
шундақла бу икки хил кишиләрдин бәхитлиги техи апиридә болмиған кишидур; чүнки у қуяш астида қилинған яманлиқларни һеч көрүп бақмиған.
וראיתי אני את כל עמל ואת כל כשרון המעשה--כי היא קנאת איש מרעהו גם זה הבל ורעות רוח 4
Андин мән барлиқ әҗир вә барлиқ хизмәтниң утуқлиридин шуни көрүп йәттимки, у инсанниң йеқинини көрәлмәслигидин болиду. Буму бимәнилик вә Шамални қоғлиғандәк иштур.
הכסיל חבק את ידיו ואכל את בשרו 5
Ахмақ қол қоштуруп, өз гөшини йәйду.
טוב מלא כף נחת--ממלא חפנים עמל ורעות רוח 6
Җапа чекип шамални қоғлап очумини тошқузимән дегәндин, чаңгилини тошқузуп хатирҗәмликтә болуш әладур.
ושבתי אני ואראה הבל תחת השמש 7
Мән йәнә зеһнимни жиғип, қуяш астидики бир бимәниликни көрдум;
יש אחד ואין שני גם בן ואח אין לו ואין קץ לכל עמלו--גם עיניו (עינו) לא תשבע עשר ולמי אני עמל ומחסר את נפשי מטובה--גם זה הבל וענין רע הוא 8
бириси ялғуз, тикәндәк болсиму, шундақла нә оғли нә ака-укиси болмисиму — бирақ униң җапасиниң ахири болмайду, униң көзи байлиқларға тоймайду. У: «Мән бундақ җапалиқ ишләп, җенимдин зади кимгә яхшилиқ қалдуримән?» — дегәнни соримайду. Буму бимәнилик вә еғир җападин ибарәттур.
טובים השנים מן האחד אשר יש להם שכר טוב בעמלם 9
Икки бирдин яхшидур; чүнки икки болса әмгигидин яхши инъам алиду.
כי אם יפלו האחד יקים את חברו ואילו האחד שיפול ואין שני להקימו 10
Жиқилип кәтсә, бириси һәмраһини йөләп көтириду; бирақ ялғуз һаләттә жиқилип кәтсә, йөлигидәк башқа бириси йоқ болса, бу кишиниң һалиға вай!
גם אם ישכבו שנים וחם להם ולאחד איך יחם 11
Йәнә, иккиси биллә ятса, бир-бирини иллитиду; лекин бириси ялғуз ятса қандақ иллитилсун?
ואם יתקפו האחד--השנים יעמדו נגדו והחוט המשלש לא במהרה ינתק 12
Йәнә, бирәв ялғуз бир адәмни йеңивалған болса, иккиси униңға тақабил туралайду; шуниңдәк үч қат арғамча асан үзүлмәс.
טוב ילד מסכן וחכם--ממלך זקן וכסיל אשר לא ידע להזהר עוד 13
Кәмбәғәл амма ақил жигит йәнә несиһәтниң әтиварини қилмайдиған қери ахмақ падишадин яхшидур;
כי מבית הסורים יצא למלך כי גם במלכותו נולד רש 14
Чүнки гәрчә у бу падишаниң падишалиғида кәмбәғәл болуп туғулған болсиму, у зиндандин тәхткә олтиришқа чиқти.
ראיתי את כל החיים המהלכים תחת השמש--עם הילד השני אשר יעמד תחתיו 15
Мән қуяш астидики барлиқ тирикләрниң әшу иккинчини, йәни [падишаниң] орнини басқучини, шу жигитни қоллайдиғанлиғини көрдум.
אין קץ לכל העם לכל אשר היה לפניהם--גם האחרונים לא ישמחו בו כי גם זה הבל ורעיון רוח 16
Барлиқ хәлиқ, йәни уларниң алдида турған барлиқ пухралар санақсиз болсиму, бирақ улардин кейинкиләр жигиттинму рази болмайду; буму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштур.

< קֹהֶלֶת 4 >