< עמוס 8 >

כה הראני אדני יהוה והנה כלוב קיץ 1
Рәб Пәрвәрдигар маңа мундақ бир ишни көрсәтти; мана, бир севәт язлиқ мевә.
ויאמר מה אתה ראה עמוס ואמר כלוב קיץ ויאמר יהוה אלי בא הקץ אל עמי ישראל--לא אוסיף עוד עבור לו 2
Андин У мәндин: Амос, немини көрдуң? — дәп сориди. Мән: «Бир севәт язлиқ мевини» — дедим. Пәрвәрдигар маңа: Әнди хәлқим Исраилға завал йәтти; Мән йәнә уларни җазалимай өтүп кәтмәймән, — деди.
והילילו שירות היכל ביום ההוא--נאם אדני יהוה רב הפגר בכל מקום השליך הס 3
— Шу күни ордидики қизларниң нахшилири қия-чияларға айлиниду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар; — Җәсәтләр көп болиду; улар җай-җайларда сиртқа ташлиниду. Сүкүт!
שמעו זאת השאפים אביון ולשבית ענוי (עניי) ארץ 4
Буни аңлаңлар, һәй мискинләрни әзгүчиләр, Зиминдики аҗиз мөминләрни йоқатмақчи болғанлар —
לאמר מתי יעבר החדש ונשבירה שבר והשבת ונפתחה בר--להקטין איפה ולהגדיל שקל ולעות מאזני מרמה 5
«Ашлиғимизни сатмақчи едуқ, йеңи ай қачанму ахирлишар, Буғдай яймисини ачаттуқ, шабат күни қачан түгәр?» — дәйдиғанлар, — Шундақла «әфаһ»ни кичик қилип, «шәкәл»ни чоң елип, Алдамчилиқ үчүн таразини ялған қилғанлар!
לקנות בכסף דלים ואביון בעבור נעלים ומפל בר נשביר 6
— Намратларни күмүчкә, Мискин адәмни бир җүп чоруққа сетивалмақчи болғанлар, Буғдайни сүпүрүндиси билән қошуп сатмақчи болғанлар!
נשבע יהוה בגאון יעקב אם אשכח לנצח כל מעשיהם 7
Пәрвәрдигар Яқупниң ғурури билән шундақ қәсәм қилдики, — Бәрһәқ, Мән һәргиз уларниң қилғанлиридин һеч бирини унтумаймән!
העל זאת לא תרגז הארץ ואבל כל יושב בה ועלתה כאר כלה ונגרשה ונשקה (ונשקעה) כיאור מצרים 8
Зимин бу ишлардин тәвринип кәтмәмду? Вә униңда туруватқанларниң һәммиси матәм тутмамду? У Нил дәриясидәк өрләп кетиду, У Мисир дәриясидәк өркәшләп, андин чөкүп кетиду.
והיה ביום ההוא נאם אדני יהוה והבאתי השמש בצהרים והחשכתי לארץ ביום אור 9
Шу күни шундақ әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Қуяшни чүштә патқузимән, Зиминни шу очуқ күндә қараңғулаштуримән.
והפכתי חגיכם לאבל וכל שיריכם לקינה והעליתי על כל מתנים שק ועל כל ראש קרחה ושמתיה כאבל יחיד ואחריתה כיום מר 10
Һейтлириңларни мусибәткә, Һәммә нахшилириңларни аһ-зарларға айландуриветимән; Һәммә адәмниң чатриқи үстини бөз рәхт билән ориғузимән, Һәр бир адәмниң бешида тақирлиқ пәйда қилимән; Бу матәмни йәккә-йеганә бир оғулниң матимидәк, Һейтниң ахирини дәрд-әләмлик бир күн қиливетимән.
הנה ימים באים נאם אדני יהוה והשלחתי רעב בארץ לא רעב ללחם ולא צמא למים--כי אם לשמע את דברי יהוה 11
Мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, Зиминға қәһәтчиликни әвәтимән, — — Нанға болған қәһәтчилик әмәс, яки суға болған чаңқашму әмәс, бәлки Пәрвәрдигарниң сөз-каламини аңлашқа болған қәһәтчиликни әвәтимән.
ונעו מים עד ים ומצפון ועד מזרח ישוטטו לבקש את דבר יהוה ולא ימצאו 12
Шуниң билән улар деңиздин деңизға, шималдин шәриққә кезип маңиду, Улар Пәрвәрдигарниң сөз-каламини издәп уян-буян жүрүп, уни тапалмайду.
ביום ההוא תתעלפנה הבתולת היפות והבחורים--בצמא 13
Шу күни гөзәл қизлар һәм жигитләрму уссузлуқтин һалидин кетиду;
הנשבעים באשמת שמרון ואמרו חי אלהיך דן וחי דרך באר שבע ונפלו ולא יקומו עוד 14
Һәм Самарийәниң гунайиниң [нами] билән қәсәм ичкәнләр, Йәни «Илаһиңниң тириклиги билән, и Дан», яки «Бәәр-Шебадики [илаһий] тирик йол билән!» дәп қәсәм ичкәнләр болса — Улар жиқилиду, орнидин һәргиз қайтидин туралмайду.

< עמוס 8 >