< שמואל ב 9 >
ויאמר דוד--הכי יש עוד אשר נותר לבית שאול ואעשה עמו חסד בעבור יהונתן | 1 |
Давут: Саулниң өйидин тирик қалған бирәрси бармекин, бар болса мән Йонатанниң һөрмитидә униңға шапаәт көрситәй? — деди.
ולבית שאול עבד ושמו ציבא ויקראו לו אל דוד ויאמר המלך אליו האתה ציבא ויאמר עבדך | 2 |
Әнди Саулниң аилисидики Зиба дегән бир хизмәткар қалған еди. Улар уни Давутниң қешиға чақирди. Кәлгәндә, падиша униңдин: Сән Зибаму? дәп сориди. У: Пеқир мән шу! — деди.
ויאמר המלך האפס עוד איש לבית שאול ואעשה עמו חסד אלהים ויאמר ציבא אל המלך עוד בן ליהונתן נכה רגלים | 3 |
Падишаһ: Саулниң аилисидин бирәрси тирик қалдиму? Мән униңға Худаниң шапаитини көрситәй дәватимән, — деди. Зиба падишаға: Йонатанниң бир оғли тирик қалди; униң икки пути ақсайду — деди.
ויאמר לו המלך איפה הוא ויאמר ציבא אל המלך הנה הוא בית מכיר בן עמיאל בלו דבר | 4 |
Падиша униңдин: У қәйәрдә, дәп сориди. Зиба падишаға: У Ло-Дибарда, Аммиәлниң оғли Макирниң өйидә туриду — деди.
וישלח המלך דוד ויקחהו מבית מכיר בן עמיאל--מלו דבר | 5 |
Шуңа Давут падиша киши әвәтип уни Ло-Дибардин, Аммиәлниң оғли Макирниң өйидин елип кәлди.
ויבא מפיבשת בן יהונתן בן שאול אל דוד ויפל על פניו וישתחו ויאמר דוד מפיבשת ויאמר הנה עבדך | 6 |
Саулниң нәвриси, Йонатанниң оғли Мәфибошәт Давутниң алдиға кәлгәндә, йүзини йәргә йиқип, тазим қилди. Давут: [Сән] Мәфибошәтму? — дәп чақиривиди, у: Пеқир шу! — дәп җавап қайтурди.
ויאמר לו דוד אל תירא כי עשה אעשה עמך חסד בעבור יהונתן אביך והשבתי לך את כל שדה שאול אביך ואתה תאכל לחם על שלחני--תמיד | 7 |
Давут униңға: Қорқмиғин, атаң Йонатан үчүн, саңа шапаәт қилмай қалмаймән; боваң Саулниң һәммә йәр-зиминлирини саңа қайтуруп берәй, сән һемишә мениң дәстихинимдин ғизалинисән — деди.
וישתחו ויאמר מה עבדך כי פנית אל הכלב המת אשר כמוני | 8 |
Мәфибошәт тазим қилип: Қулуң немә еди, мәндәк бир өлүк ишт алийлири қәдирлигидәк немә едим? — деди.
ויקרא המלך אל ציבא נער שאול--ויאמר אליו כל אשר היה לשאול ולכל ביתו נתתי לבן אדניך | 9 |
Андин падиша Саулниң хизмәткари Зибани чақирип униңға: Саулниң вә пүткүл аилисиниң һәммә тәәллуқатини мана мән ғоҗаңниң оғлиниң қолиға бәрдим.
ועבדת לו את האדמה אתה ובניך ועבדיך והבאת והיה לבן אדניך לחם ואכלו ומפיבשת בן אדניך יאכל תמיד לחם על שלחני ולציבא חמשה עשר בנים--ועשרים עבדים | 10 |
Сән билән оғуллириң вә хизмәткарлириң униң үчүн шу зиминда териқчилиқ қилип, чиққан мәһсулатлирини ғоҗаңниң оғлиға йейишкә тапшуруңлар. Ғоҗаңниң оғли Мәфибошәт мән билән һемишә һәмдәстихан болуп ғизалиниду, — деди (Зибаниң он бәш оғли вә жигирмә хизмәткари бар еди).
ויאמר ציבא אל המלך ככל אשר יצוה אדני המלך את עבדו כן יעשה עבדך ומפיבשת אכל על שלחני כאחד מבני המלך | 11 |
Зиба падишаға: Ғоҗам падиша қуллириға буйруғанниң һәммисигә кәминилири әмәл қилиду, — деди. Падиша Давут [йәнә]: Мәфибошәт болса падишаниң бир оғлидәк дәстихинимдин таам йесун — [деди].
ולמפיבשת בן קטן ושמו מיכא וכל מושב בית ציבא עבדים למפיבשת | 12 |
Мәфибошәтниң Мика дегән кичик бир оғли бар еди. Зибаниң өйидә туруватқанларниң һәммиси Мәфибошәтниң хизмәткарлири болди.
ומפיבשת ישב בירושלם כי על שלחן המלך תמיד הוא אכל והוא פסח שתי רגליו | 13 |
Әнди Мәфибошәт Йерусалимда туратти; чүнки у һемишә падишаниң дәстихинидин таам йәп туратти. Униң икки пути ақсақ еди.