< שמואל ב 8 >

ויהי אחרי כן ויך דוד את פלשתים ויכניעם ויקח דוד את מתג האמה מיד פלשתים 1
Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Давут Филистийләргә һуҗум қилип, уларни бойсундурди. Шундақ қилип, Давут Филистийләрниң қолидин мәркизий шәһәрниң һоқуқини алди.
ויך את מואב וימדדם בחבל השכב אותם ארצה וימדד שני חבלים להמית ומלא החבל להחיות ותהי מואב לדוד לעבדים נשאי מנחה 2
У һәм Моабийларға һуҗум қилип, уларниму мәғлуп қилди. У уларни йәргә ятқузуп, тана билән өлчәп, икки тана кәлгәнләрни өлтүрди, бир тана кәлгәнләрни тирик қалдурди. Моабийлар болса Давутқа беқинип, униңға селиқ тапшурди.
ויך דוד את הדדעזר בן רחב מלך צובה בלכתו להשיב ידו בנהר (פרת) 3
Андин Зобаһниң падишаси Рәһобниң оғли Һададезәр Әфрат дәриясиға чиқип, шу йәрдики һакимийәтни өзигә қайтидин тартивалмақчи болғанда, Давут униңға һуҗум қилип, мәғлуп қилди.
וילכד דוד ממנו אלף ושבע מאות פרשים ועשרים אלף איש רגלי ויעקר דוד את כל הרכב ויותר ממנו מאה רכב 4
Давут униң қошунидин бир миң йәттә йүз атлиқ әскәрни вә жигирмә миң пиядә әскәрни әсир қилди; Давут һарву атлириниң пийини кәстүрди, лекин өзигә йүз һарвулиқ атни қалдуруп қойди.
ותבא ארם דמשק לעזר להדדעזר מלך צובה ויך דוד בארם עשרים ושנים אלף איש 5
Дәмәшқтики Сурийләр Зобаһниң падишаси Һададезәргә ярдәм бериш үчүн чиқти, лекин Давут Сурийләрдин жигирмә икки миң адәмни өлтүрди.
וישם דוד נצבים בארם דמשק ותהי ארם לדוד לעבדים נושאי מנחה וישע יהוה את דוד בכל אשר הלך 6
Андин Давут бир нәччә баргаһ әскәрләрни Дәмәшқтики Сурийләрниң зиминида турғузди; шуниң билән Сурийләр Давутқа беқинип униңға селиқ тапшурди. Давут қәйәргә барса, Пәрвәрдигар униңға нусрәт берәтти.
ויקח דוד את שלטי הזהב אשר היו אל עבדי הדדעזר ויביאם ירושלם 7
Давут Һададезәрниң ғуламлириға тәминләнгән алтун қалқанни тартивелип, Йерусалимға кәлтүрди
ומבטח ומברתי ערי הדדעזר לקח המלך דוד נחשת--הרבה מאד 8
вә Һададезәрниң шәһәрлири болған Битаһ билән Биротай шәһәрлиридинму интайин көп мисни қолға чүшүрди.
וישמע תעי מלך חמת כי הכה דוד את כל חיל הדדעזר 9
Хаматниң падишаси Той Давутниң Һададезәрниң пүтүн қошунини мәғлуп қилғинини аңлап,
וישלח תעי את יורם בנו אל המלך דוד לשאל לו לשלום ולברכו על אשר נלחם בהדדעזר ויכהו--כי איש מלחמות תעי היה הדדעזר ובידו היו כלי כסף וכלי זהב--וכלי נחשת 10
өз оғли Йорамни Давутниң һалини сорашқа вә Давутниң Һададезәр билән җәң қилип уни мәғлуп қилғиниға уни тәбрикләшкә әвәтти. Чүнки Һададезәр дайим Той билән җәң қилип келивататти. Йорам болса күмүч, алтун вә мис қача-буюмларни елип кәлди.
גם אתם הקדיש המלך דוד ליהוה עם הכסף והזהב אשר הקדיש מכל הגוים אשר כבש 11
Давут падиша мошуларни вә өзи беқиндурған һәммә әлләрдин, җүмлидин Сурийләрдин, Моабийлардин, Аммонийлардин, Филистийләрдин вә Амаләкләрдин олҗа алған алтун-күмүчләрни Пәрвәрдигарға атап беғишлиди. Булар Зобаһниң падишаси Рәһобниң оғли Һададезәрдин алған олҗини өз ичигә алиду.
מארם וממואב ומבני עמון ומפלשתים ומעמלק ומשלל הדדעזר בן רחב מלך צובה 12
ויעש דוד שם בשבו מהכותו את ארם בגיא מלח--שמונה עשר אלף 13
Давут Сурийләрни мәғлуп қилип, йәни он сәккиз миң адәмни «Шор вадиси»да өлтүрүп янғанда, униң нам-даңқи хелә чиққан еди.
וישם באדום נצבים בכל אדום שם נצבים ויהי כל אדום עבדים לדוד ויושע יהוה את דוד בכל אשר הלך 14
У Едомда әскәр баргаһлирини турғузди; пүтүн Едомда баргаһларни қурди. Шуниң билән Едомийларниң һәммиси Давутқа беқинди. Давут қәйәргә барса, Пәрвәрдигар униңға нусрәт берәтти.
וימלך דוד על כל ישראל ויהי דוד עשה משפט וצדקה--לכל עמו 15
Давут пүткүл Исраил үстигә сәлтәнәт қилди; у пүткүл хәлқини сорап, адил һөкүмләр чиқирип адаләт жүргүзәтти.
ויואב בן צרויה על הצבא ויהושפט בן אחילוד מזכיר 16
Зәруияниң оғли Йоаб қошунниң сәрдари болди; Аһилудниң оғли Йәһошафат мирза болди;
וצדוק בן אחיטוב ואחימלך בן אביתר כהנים ושריה סופר 17
Ахитубниң оғли Задок билән Абиятарниң оғли Ахимәләк каһин болди; Серая диван беги болди.
ובניהו בן יהוידע והכרתי והפלתי ובני דוד כהנים היו 18
Йәһояданиң оғли Беная Кәрәтийләр билән Пәләтийләрниң йолбашчиси болди; Давутниң оғуллириму каһин болди.

< שמואל ב 8 >