< שמואל ב 21 >

ויהי רעב בימי דוד שלש שנים שנה אחרי שנה ויבקש דוד את פני יהוה ויאמר יהוה אל שאול ואל בית הדמים על אשר המית את הגבענים 1
Амма Давутниң күнлиридә уда үч жил ачарчилиқ болди. Давут униң тоғрилиқ Пәрвәрдигардин сориди. Пәрвәрдигар униңға: Ачарчилиқ Саул вә униң қанхор җәмәтидикиләр сәвәвидин, йәни униң Гибеонлуқларни қирғин қилғинидин болди, деди.
ויקרא המלך לגבענים ויאמר אליהם והגבענים לא מבני ישראל המה כי אם מיתר האמרי ובני ישראל נשבעו להם ויבקש שאול להכתם בקנאתו לבני ישראל ויהודה 2
Падиша Гибеонлуқларни чақирип, улар билән сөзләшти (Гибеонлуқлар Исраиллардин әмәс еди, бәлки Аморийларниң бир қалдиси еди. Исраил әслидә улар билән әһдә қилип қәсәм ичкән еди; лекин Саул Исраил вә Йәһудаларға болған қизғинлиғи билән уларни өлтүрүшкә интилгән еди).
ויאמר דוד אל הגבענים מה אעשה לכם ובמה אכפר וברכו את נחלת יהוה 3
Давут Гибеонлуқларға: Силәргә немә қилип берәй? Мән қандақ қилип бу гунани кафарәт қилип япсам, андин силәр Пәрвәрдигарниң мирасиға бәхит-бәрикәт тиләләйсиләр? — деди.
ויאמרו לו הגבענים אין לי (לנו) כסף וזהב עם שאול ועם ביתו ואין לנו איש להמית בישראל ויאמר מה אתם אמרים אעשה לכם 4
Гибеонлуқлар униңға: Бизниң Саул вә униң җәмәтидикиләрдин алтун-күмүч сораш һәққимиз йоқ, вә бизниң сәвәвимиздин Исраилдин бир адәмниму өлүмгә мәһкүм қилдуруш һәққимиз йоқ, деди. Давут: Силәр немә десәңлар, мән шундақ қилай, деди.
ויאמרו אל המלך האיש אשר כלנו ואשר דמה לנו נשמדנו מהתיצב בכל גבל ישראל 5
Улар падишаға: Бурун бизни йоқатмақчи болған, бизни Исраилниң барлиқ пасиллири ичидә турғидәк йери қалмисун дәп, бизни һалак қилишқа қәстлигән һелиқи кишиниң,
ינתן (יותן) לנו שבעה אנשים מבניו והוקענום ליהוה בגבעת שאול בחיר יהוה ויאמר המלך אני אתן 6
һазир униң әркәк нәслидин йәттиси бизгә тапшуруп берилсун, биз Пәрвәрдигарниң таллиғини болған Саулниң Гибеаһ шәһиридә, Пәрвәрдигарниң алдида уларни өлтүрүп, есип қояйли, деди. Падишаһ: — Мән силәргә чоқум тапшуруп беримән, деди.
ויחמל המלך על מפיבשת בן יהונתן בן שאול על שבעת יהוה אשר בינתם--בין דוד ובין יהונתן בן שאול 7
Лекин Давут билән Саулниң оғли Йонатанниң Пәрвәрдигар алдида ичишкән қәсими вәҗидин падиша Саулниң нәвриси, Йонатанниң оғли Мәфибошәтни айиди.
ויקח המלך את שני בני רצפה בת איה אשר ילדה לשאול את ארמני ואת מפבשת ואת חמשת בני מיכל בת שאול אשר ילדה לעדריאל בן ברזלי המחלתי 8
Падиша Аяһниң қизи Ризпаһниң Саулға туғуп бәргән икки оғли Армони вә Мәфибошәтни вә Саулниң қизи Миқал Мәһолатлиқ Барзиллайниң оғли Адриәл үчүн беқивалған бәш оғулни тутуп,
ויתנם ביד הגבענים ויקיעם בהר לפני יהוה ויפלו שבעתים (שבעתם) יחד והם (והמה) המתו בימי קציר בראשנים תחלת (בתחלת) קציר שערים 9
Гибеонлуқларниң қолиға тапшурди. Булар уларни дөңдә Пәрвәрдигарниң алдида есип қойди. Бу йәттәйлән бир күндә өлтүрүлди; улар өлтүрүлгәндә арпа ормиси алдидики күнләр еди.
ותקח רצפה בת איה את השק ותטהו לה אל הצור מתחלת קציר עד נתך מים עליהם מן השמים ולא נתנה עוף השמים לנוח עליהם יומם ואת חית השדה לילה 10
Андин Аяһниң қизи Ризпаһ бөз рәхтни елип, қорам үстигә йейип салди. У орма башланғандин тартип асмандин ямғур чүшкән вақитқичә, у йәрдә олтирип күндүзи қушларниң җәсәтләрниң үстигә қонушиға, кечиси житқучларниң уларни дәссәп чәйлишигә йол қоймиди.
ויגד לדוד את אשר עשתה רצפה בת איה פלגש שאול 11
Бириси Саулниң кенизиги, Аяһниң қизи Ризпаһниң қилғанлирини Давутқа ейтти.
וילך דוד ויקח את עצמות שאול ואת עצמות יהונתן בנו מאת בעלי יביש גלעד--אשר גנבו אתם מרחב בית שן אשר תלום (תלאום) שם הפלשתים (שמה פלשתים) ביום הכות פלשתים את שאול בגלבע 12
Шуниң билән Давут Ябәш-Гилеадтикиләрниң қешиға берип, у йәрдин Саулниң вә униң оғли Йонатанниң сүйәклирини елип кәлди (Филистийләр Гилбоада Саулни өлтүргән күнидә уларниң җәсәтлирини Бәйт-Шандики мәйданда есип қойған еди; Ябәш-Гилеадтикиләр әслидә буларни шу йәрдин оғрилиқчә елип кәткән еди).
ויעל משם את עצמות שאול ואת עצמות יהונתן בנו ויאספו את עצמות המוקעים 13
Давут Саул билән униң оғли Йонатанниң сүйәклирини шу йәрдин елип кәлди; улар есип өлтүрүлгән йәттәйләнниң сүйәклириниму жиғип қойди,
ויקברו את עצמות שאול ויהונתן בנו בארץ בנימן בצלע בקבר קיש אביו ויעשו כל אשר צוה המלך ויעתר אלהים לארץ אחרי כן 14
андин шуларни Саул билән оғли Йонатанниң сүйәклири билән Бинямин зиминидики Зелада, атиси кишниң қәбридә дәпнә қилди. Улар падиша әмир қилғандәк қилди. Андин Худа [хәлиқниң] зимин тоғрилиқ дуалирини иҗабәт қилди.
ותהי עוד מלחמה לפלשתים את ישראל וירד דוד ועבדיו עמו וילחמו את פלשתים--ויעף דוד 15
Филистийләр билән Исраилниң оттурсида йәнә җәң болди, Давут өз адәмлири билән чүшүп, Филистийләр билән соқушти. Амма Давут толиму чарчап кәтти;
וישבו (וישבי) בנב אשר בילידי הרפה ומשקל קינו שלש מאות משקל נחשת והוא חגור חדשה ויאמר להכות את דוד 16
Рафаһниң әвлатлиридин болған Ишби-Биноб Давутни өлтүрмәкчи еди; униң мис нәйзисиниң еғирлиғи үч йүз шәкәл еди; униңға йәнә йеңи савут бағлақлиқ еди.
ויעזר לו אבישי בן צרויה ויך את הפלשתי וימתהו אז נשבעו אנשי דוד לו לאמר לא תצא עוד אתנו למלחמה ולא תכבה את נר ישראל 17
Лекин Зәруияниң оғли Абишай униңға ярдәмгә келип Филистийни қиличлап өлтүрди. Шу күни Давутниң адәмлири униңға қәсәм қилип: Сән йәнә биз билән җәңгә чиқмиғин! Болмиса Исраилниң чириғи өчүп қалиду, — деди.
ויהי אחרי כן ותהי עוד המלחמה בגוב עם פלשתים אז הכה סבכי החשתי את סף אשר בילדי הרפה 18
Бу иштин кейин шундақ болдики, Гобта Филистийләр билән йәнә җәң болди; у вақитта Һушатлиқ Сиббикай Рафаһниң әвладидин болған Сафни өлтүрди.
ותהי עוד המלחמה בגוב עם פלשתים ויך אלחנן בן יערי ארגים בית הלחמי את גלית הגתי ועץ חניתו כמנור ארגים 19
Гобта йәнә бир қетим Филистийләр билән җәң болди; у чағда Бәйт-Ләһәмлик Яирниң оғли Әл-Һанан Гатлиқ Голиятниң инисини өлтүрди. Униң нәйзисиниң сепи бапкарниң хадисидәк еди.
ותהי עוד מלחמה בגת ויהי איש מדין (מדון) ואצבעת ידיו ואצבעת רגליו שש ושש עשרים וארבע מספר וגם הוא ילד להרפה 20
Йәнә бир җәң Гатта болди; у йәрдә егиз бойлуқ бир адәм бар еди, қоллириниң алтидин бармақлири, путлириниң алтидин бармақлири болуп җәмий жигирмә төрт бармиғи бар еди. У һәм Рафаһниң әвлади еди.
ויחרף את ישראל ויכהו יהונתן בן שמעי (שמעה) אחי דוד 21
У Исраилларниң алдида туруп уларни мазақ қилди; лекин Давутниң акиси Шимияниң оғли Йонатан уни өлтүрди.
את ארבעת אלה ילדו להרפה בגת ויפלו ביד דוד וביד עבדיו 22
Бу төрт киши Гатлиқ Рафаһниң әвлади болуп, һәммиси Давутниң қолида яки униң хизмәткарлириниң қолида өлтүрүлди.

< שמואל ב 21 >