< שמואל ב 20 >

ושם נקרא איש בליעל ושמו שבע בן בכרי--איש ימיני ויתקע בשפר ויאמר אין לנו חלק בדוד ולא נחלה לנו בבן ישי--איש לאהליו ישראל 1
Вә шундақ болдики, шу йәрдә Бинямин қәбилисидин, Бикриниң оғли Шеба исимлиқ бир иплас бар еди. У канай челип: — Бизниң Давутта һеч қандақ ортақ несивимиз йоқ; Йәссәниң оғлидин һеч қандақ мирасимиз йоқ! И Исраил, һәр бирлириңлар өз өйүңләргә йенип кетиңлар, — деди.
ויעל כל איש ישראל מאחרי דוד אחרי שבע בן בכרי ואיש יהודה דבקו במלכם מן הירדן ועד ירושלם 2
Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири Давуттин йенип Бикриниң оғли Шебаға әгәшти. Лекин Йәһуданиң адәмлири Иордан дәриясидин тартип Йерусалимғичә өз падишасиға чиң бағлинип, униңға әгәшти.
ויבא דוד אל ביתו ירושלם ויקח המלך את עשר נשים פלגשים אשר הניח לשמר הבית ויתנם בית משמרת ויכלכלם ואליהם לא בא ותהיינה צררות עד יום מתן אלמנות חיות 3
Давут Йерусалимға келип ордисиға кирди. Падиша ордиға қарашқа қоюп кәткән әшу он кенизәкни бир өйгә қамап қойди. У уларни бақти, лекин уларға йеқинчилиқ қилмиди. Шуниң билән улар у йәрдә тул аяллардәк өлгичә қамалған пети турди.
ויאמר המלך אל עמשא הזעק לי את איש יהודה שלשת ימים ואתה פה עמד 4
Андин падиша Амасаға: Үч күн ичидә Йәһуданиң адәмлирини чақирип, жиғип кәлгин; өзүңму бу йәрдә һазир болғин, деди.
וילך עמשא להזעיק את יהודה וייחר (ויוחר) מן המועד אשר יעדו 5
Шуниң билән Амаса Йәһуданиң адәмлирини чақирип жиққили барди. Лекин униң ундақ қилиши падиша бекиткән вақиттин кейин қалди,
ויאמר דוד אל אבישי עתה ירע לנו שבע בן בכרי מן אבשלום אתה קח את עבדי אדניך ורדף אחריו--פן מצא לו ערים בצרות והציל עיננו 6
у вақитта Давут Абишайға: Әнди Бикриниң оғли Шеба бизгә чүшүридиған апәт Абшаломниң чүшүргинидин техиму яман болиду. Әнди ғоҗаңниң хизмәткарлирини елип уларни қоғлап барғин. Болмиса, у мустәһкәм шәһәрләрни егиливелип, биздин өзини қачуруши мүмкин, — деди.
ויצאו אחריו אנשי יואב והכרתי והפלתי וכל הגברים ויצאו מירושלם לרדף אחרי שבע בן בכרי 7
Шуниң билән Йоабниң адәмлири вә Кәрәтийләр, Пәләтийләр, шундақла барлиқ палванлар униңға әгишип чиқти; улар Йерусалимдин чиқип, Бикриниң оғли Шебани қоғлиғили барди.
הם עם האבן הגדולה אשר בגבעון ועמשא בא לפניהם ויואב חגור מדו לבשו ועלו חגור חרב מצמדת על מתניו בתערה והוא יצא ותפל 8
Улар Гибеондики қорам ташқа йеқин кәлгәндә Амаса уларниң алдиға чиқти. Йоаб үстибешиға җәң либасини кийип, белигә ғилаплиқ бир қиличини асқан кәмәр бағлиған еди. У алдиға меңивиди, қилич ғилаптин чүшүп кәтти.
ויאמר יואב לעמשא השלום אתה אחי ותחז יד ימין יואב בזקן עמשא--לנשק לו 9
Йоаб Амасадин: Течлиқму, иним? — дәп сориди. Йоаб Амасани сөймәкчи болғандәк оң қоли билән уни сақилидин тутти.
ועמשא לא נשמר בחרב אשר ביד יואב ויכהו בה אל החמש וישפך מעיו ארצה ולא שנה לו--וימת ויואב ואבישי אחיו רדף אחרי שבע בן בכרי 10
Амаса Йоабниң йәнә бир қолида қилич барлиғиға диққәт қилмиди. Йоаб униң қосиғиға шундақ тиқтики, үчәйлири чиқип йәргә чүшти. Иккинчи қетим селишниң һаҗити қалмиған еди; чүнки у өлди. Андин Йоаб билән иниси Абишай Бикриниң оғли Шебани қоғлиғили кәтти.
ואיש עמד עליו מנערי יואב ויאמר מי אשר חפץ ביואב ומי אשר לדוד--אחרי יואב 11
Йоабниң ғуламлиридин бири Амасаниң йенида туруп: Ким Йоаб тәрәптә туруп Давутни қоллиса, Йоабқа әгәшсун, дәйтти.
ועמשא מתגלל בדם בתוך המסלה וירא האיש כי עמד כל העם ויסב את עמשא מן המסלה השדה וישלך עליו בגד כאשר ראה כל הבא עליו ועמד 12
Амма Амаса өз қенида жумилинип, йолниң оттурсида ятатти; уни көргән хәлиқниң һәр бири тохтайтти. У киши һәммә хәлиқниң тохтиғинини көрүп, Амасаниң җәситини йолдин етизлиққа тартип қойди һәм бир кийимни униң үстигә ташлиди.
כאשר הגה מן המסלה--עבר כל איש אחרי יואב לרדף אחרי שבע בן בכרי 13
Җәсәт йолдин йөткәлгәндин кейин хәлиқниң һәммиси Бикриниң оғли Шебани қоғлиғили Йоабқа әгәшти.
ויעבר בכל שבטי ישראל אבלה ובית מעכה--וכל הברים ויקלהו (ויקהלו) ויבאו אף אחריו 14
Шеба болса Бәйт-Маакаһдики Абәлгичә вә Берийликләрниң жутиниң һәммә йәрлирини кезип Исраилниң һәммә қәбилилиридин өтти. [Берийликләрму] җәм болуп униңға әгишип барди.
ויבאו ויצרו עליו באבלה בית המעכה וישפכו סללה אל העיר ותעמד בחל וכל העם אשר את יואב משחיתם להפיל החומה 15
Шуниң билән Йоаб вә адәмлири келип, Бәйт-Маакаһдики Абәлдә уни муһасиригә алди. Улар шәһәрниң чөрисидики сепилниң удулида бир истиһкам салди; Йоабқа әгәшкәнләрниң һәммиси келип, сепилни өрүшкә базғанлаватқанда,
ותקרא אשה חכמה מן העיר שמעו שמעו אמרו נא אל יואב קרב עד הנה ואדברה אליך 16
Данишмән бир хотун шәһәрдин товлап: Қулақ селиңлар! Қулақ селиңлар! Йоабни бу йәргә чақирип келиңлар, мениң униң билән сөзләшмәкчи болғинимни униңға ейтиңлар, — деди.
ויקרב אליה ותאמר האשה האתה יואב ויאמר אני ותאמר לו שמע דברי אמתך ויאמר שמע אנכי 17
У йеқин кәлгәндә хотун униңдин: Сили Йоабму? — дәп сориди. У: Шундақ, мән шу, деди. Хотун униңға: Дедәклириниң сөзини аңлиғайла, деди. У: Аңлаватимән, деди.
ותאמר לאמר דבר ידברו בראשנה לאמר שאול ישאלו באבל וכן התמו 18
Хотун: Кониларда Абәлдә мәслиһәт тапқин, андин мәсилиләр һәл қилиниду, дегән гәп бар;
אנכי שלמי אמוני ישראל אתה מבקש להמית עיר ואם בישראל--למה תבלע נחלת יהוה 19
Исраилниң тинич вә мөмин бәндилиридин биримән; сили һазир Исраилдики ана кәби чоң бир шәһәрни харап қиливатидила; немишкә Пәрвәрдигарниң мирасини йоқатмақчи болила? — деди.
ויען יואב ויאמר חלילה חלילה לי אם אבלע ואם אשחית 20
Йоаб җавап берип: Ундақ иш мәндин нери болсун! Мәндин нери болсун! Мениң һеч немини жутувалғум яки йоқатқум йоқтур;
לא כן הדבר כי איש מהר אפרים שבע בן בכרי שמו נשא ידו במלך בדוד--תנו אתו לבדו ואלכה מעל העיר ותאמר האשה אל יואב הנה ראשו משלך אליך בעד החומה 21
иш ундақ әмәс, бәлки Әфраимдики едирлиқтин Бикриниң оғли Шеба дегән бир адәм Давут падишаға қарши қолини көтирипту. Пәқәт уни тапшурсаңлар, андин шәһәрдин кетимән, деди. Хотун Йоабқа: Мана униң беши сепилдин силигә ташлиниду, — деди.
ותבוא האשה אל כל העם בחכמתה ויכרתו את ראש שבע בן בכרי וישלכו אל יואב ויתקע בשפר ויפצו מעל העיר איש לאהליו ויואב שב ירושלם אל המלך 22
Андин хотун өз даналиғи билән һәммә хәлиққә мәслиһәт салди; улар Бикриниң оғли Шебаниң бешини кесип, Йоабқа ташлап бәрди. Йоаб канай чалди, униң адәмлири шуни аңлап, шәһәрдин кетип, һәр бири өз өйигә қайтти. Йоаб Йерусалимға падишаниң қешиға барди.
ויואב אל כל הצבא ישראל ובניה בן יהוידע על הכרי (הכרתי) ועל הפלתי 23
Әнди Йоаб пүткүл Исраилниң қошуниниң сәрдари еди; Йәһояданиң оғли Беная болса Кәрәтийләр билән Пәләтийләрниң үстигә сәрдар болди.
ואדרם על המס ויהושפט בן אחילוד המזכיר 24
Адонирам баҗ-алванға баш болди, Аһилудниң оғли Йәһошафат болса диван беги болди;
ושיא (ושוא) ספר וצדוק ואביתר כהנים 25
Шева катип, Задок билән Абиятар каһин еди;
וגם עירא היארי היה כהן לדוד 26
Яирлиқ Ира болса Давутқа хас каһин болди.

< שמואל ב 20 >