< שמואל א 31 >
ופלשתים נלחמים בישראל וינסו אנשי ישראל מפני פלשתים ויפלו חללים בהר הגלבע | 1 |
Әнди Филистийләр Исраил билән җәң қилди. Исраилниң адәмлири Филистийләрниң алдидин қечип, Гилбоа теғида қирип жиқитилди.
וידבקו פלשתים את שאול ואת בניו ויכו פלשתים את יהונתן ואת אבינדב ואת מלכישוע--בני שאול | 2 |
Филистийләр Саул вә униң оғуллирини тап бесип қоғлавататти. Филистийләр болса Саулниң оғуллири Йонатан, Абинадаб, Мәлкишуани уруп өлтүрди.
ותכבד המלחמה אל שאול וימצאהו המורים אנשים בקשת ויחל מאד מהמורים | 3 |
Саулниң әтрапини уруш қаплиди; оқячилар Саулға йетишти; у я оқи билән еғир яриландурулди.
ויאמר שאול לנשא כליו שלף חרבך ודקרני בה פן יבואו הערלים האלה ודקרני והתעללו בי ולא אבה נשא כליו כי ירא מאד ויקח שאול את החרב ויפל עליה | 4 |
Андин Саул ярақ көтәргүчисигә: — Қиличиңни суғуруп мени санҗип өлтүрүвәткин; болмиса бу хәтнисизләр келип мени санҗип, мени хорлуққа қоюши мүмкин, деди. Лекин ярақ көтәргүчиси интайин қорқуп кетип, унимиди. Шуниң билән Саул қилични елип үстигә өзини ташлиди.
וירא נשא כליו כי מת שאול ויפל גם הוא על חרבו וימת עמו | 5 |
Ярағ көтәргүчиси Саулниң өлгинини көрүп, уму охшашла өзини қиличниң үстигә ташлап униң билән тәң өлди.
וימת שאול ושלשת בניו ונשא כליו גם כל אנשיו ביום ההוא--יחדו | 6 |
Шуниң билән Саул, үч оғли, ярақ көтәргүчиси вә униң һәммә адәмлири шу күндә бирақла өлди.
ויראו אנשי ישראל אשר בעבר העמק ואשר בעבר הירדן כי נסו אנשי ישראל וכי מתו שאול ובניו ויעזבו את הערים וינסו ויבאו פלשתים וישבו בהן | 7 |
Әнди вадиниң у тәрипидики һәмдә Иордан дәриясиниң бу йеқидики Исраиллар әскәрлириниң қачқанлиғини вә Саул билән оғуллириниң өлгинини көргинидә, шәһәрләрни ташлап қачти, Филистийләр келип у җайларда орунлашти.
ויהי ממחרת ויבאו פלשתים לפשט את החללים וימצאו את שאול ואת שלשת בניו נפלים בהר הגלבע | 8 |
Әнди шундақ болдики, әтиси Филистийләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувалғили кәлгәндә Гилбоа теғида Саул билән оғуллириниң өлүк ятқанлиғини көрди.
ויכרתו את ראשו ויפשטו את כליו וישלחו בארץ פלשתים סביב לבשר בית עצביהם--ואת העם | 9 |
Улар униң бешини кесип савут-ярақлирини салдуруп буларни Филистийләрниң зимининиң һәммә йәрлиригә апирип бутханилирида вә хәлиқниң арисида бу хуш хәвәрни тарқатти.
וישימו את כליו בית עשתרות ואת גויתו תקעו בחומת בית שן | 10 |
Улар униң савут-ярақлирини Аштарот бутханисида қоюп өлүгини Бәйт-Шан шәһиридики сепилға есип қойди.
וישמעו אליו ישבי יביש גלעד את אשר עשו פלשתים לשאול | 11 |
Әнди Ябәш-Гилеадта олтарғучилар Филистийләрниң Саулға немә қилғинини аңлиғанда
ויקומו כל איש חיל וילכו כל הלילה ויקחו את גוית שאול ואת גוית בניו מחומת בית שן ויבאו יבשה וישרפו אתם שם | 12 |
уларниң ичидики һәммә батурлар атлинип кечичә меңип, Саул билән оғуллириниң өлүклирини Бәйт-Шандики сепилдин чүшүрүп, уларни Ябәшкә елип берип у йәрдә көйдүрди.
ויקחו את עצמתיהם ויקברו תחת האשל ביבשה ויצמו שבעת ימים | 13 |
Андин уларниң сүйәклирини Ябәштики жулғунниң түвигә дәпнә қилип йәттә күн роза тутти.